• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 20 Сәуір, 2017

Уйғур тили дәрисликлири Түркия университетлирида оқутулмақта

Түркиядә тунҗа қетим уйғур тилини өз ичигә алған һазирқи заман түркий тиллири грамматикисини язғанларниң бири — Әлазиғ Фират университети түрк тили вә әдәбияти пәнлириниң оқутқучиси, профессор Әхмәт Буран әпәндидур. Униң 12 китави нәширдин чиқип, 50тин ошуқ мақалиси Түркия аммивий әхбарат васитилиридә йоруқ көргән.Дунияда 7 мустәқил түрк җумһурийити, 15 автоном райони моҗут болуп, әдәбий тили вә йезиғи бар түркий тилниң сани жигирмигә йетидекән. Доктор Әхмәт Буранниң «Һазирқи заман түркий тиллири» китавиға нопуси көп вә тарихи қедимий түркий тиллар киргүзүлгән. Йәни қарлуқ топидин  — өзбәк вә уйғур,  оғуз топидин — әзәрбәйҗан вә түркмән, қипчақ топидин қазақ, татар һәм қирғиз тиллириға орун берилгән. Әхмәт Буран әпәнди шундақла «Қуршунланған түркология» китавида Шәрқий Түркстан уйғурлиридин Абдуқадир Дамоллам, Мәмтимин Буғра, Мәсуд Сабири Байқози, Абдухалиқ Уйғур, Лутпулла Мутәллип, Абдуреһим Өткүр қатарлиқ бүйүк намайәндиләрниму тонуштурған. Һазир Түркиядики 15 университетниң уйғур тили кафедрилирида түркиялик оқуғучилар уйғур тилини үгәнмәктә. www.rfa.org

434 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы