- «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
- 28 Сәуір, 2017
Көңүллүк вә җанлиқ өтти

Йеқинда Қирғизстанниң пайтәхти Бишкек шәһиридики «Версаль» кафесида «Яшлар авази» уйғур яшлири бирләшмисиниң уюштуруши билән «Яшлиқ иттипақи» сәнъәт кечи болуп өтти. Униңға Қазақстандин «doppalife.com» торбетиниң, «Долан», «Йүксәл», «Дилназ», «Ататүрк» ансамбльлириниң һәм «Артур Продакшн» продюсерлиқ мәркизиниң әзалири қатнашти. Мәзкүр паалийәт давамида чақчақчилар мусабиқилири, қиз-жигит тартишма уссуллири вә башқа талантлиқ яшларниң һүнәрлири намайиш қилинди.
Икки дөләттә яшайдиған уйғур яшлирини тонуштуруш, өзара мәдәний алақини мустәһкәмләш вә миллий сәнъитимизни риваҗландуруш мәхситидә уюштурулған мәзкүр чарә-тәдбир наһайити көңүллүк вә җанлиқ өтти.
Ахирида қазақстанлиқ меһманлар намидин сөзгә чиққан «Артур Продакшн» продюсерлиқ мәркизиниң муавин рәиси Әзиз Сәйптулла уйғур хәлқигә яритилған кәң имканийәтләр үчүн Қазақстан һәм Қирғизстан һөкүмитигә чәксиз миннәтдарлиғини билдүрди.
www.rfa.org

302 рет
көрсетілді0
пікір
ПІКІР ҚАЛДЫРУ
Сіздің электронды пошта жарияланбайды. Қатарды міндетті түрде толтырыңыз *