• Әхбаратлар еқими
  • 28 Сәуір, 2017

Шәнбиликкә бир кишидәк қатнашти

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази»/ Өткән йәкшәнбә күни Заря Восток мәһәллисиниң жут-җамаәтчилиги қәбирстанлиққа җәм болди. Бу күни Алатав наһийәсиниң баш жигитбеши Ярмәһәмәт Кибировниң тәшәббуси билән мошу жутта истиқамәт қиливатқан барлиқ милләтләр вәкиллири бирликтә қәбирстанлиқни тазилаш чарә-тәдбиригә қатнишип, өзлириниң өмлүгини йәнә бир қетим намайиш қилди.Мәһәллә яшлири гүҗәк-кәтмән, палта, һәриси билән қәбирстанлиқни тазилашқа киришкәндә, жут мөтивәрлири йеза яшлириға апирин әйләп, уларға дуасини бәрди.

Демисиму, бу күни алдин-ала елан қилинған чарә-тәдбиргә яшлар нурғун кәпту. Улар вақитни үнүмлүк пайдилинип, дәл-дәрәқләрни путиди, көптин бери тазиланмиған қәбирстанлиқтики әхләтләрни сиртқа чиқарди.

Шәнбиликтин кейин жуттики «Нур» мечитиниң имами Олжас Сейдуманов, Алатав наһийәлик Ветеранлар кеңишиниң рәиси Қабдолдин Құдайберген, Алатав наһийәлик мәркизий мечитниң имами Орынбасар Дәуренбеков, жут мөтивәри Турсун Қаһһарий вә башқилар бу соваплиқ ишқа қатнашқанларға миннәтдарлиғини изһар қилип, ишлириға утуқ тилиди. Шундақла улар мундақ уюшчанлиқниң яш әвлатқа үлгә болидиғанлиғиниму алаһидә тәкитлиди.

788 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы