• Жиллар вә адәмләр
  • 28 Сәуір, 2017

Сабит дамоллам

Алий инсаний пәзиләтләргә егә, қәлби хәлиқ меһри билән жуғирилған инсанларниң бири Сабит Ғәниевни мән яхши билимән. Сабит акиниң киндик қени тарихий вәтинимизниң Қорғас-Чилпәңзә мәлисигә төкүлгән. Биз шу мәлидә ян хошна олтарғандуқ.Сабит ака 1955-жили аилиси билән Қазақстан дияриға көчүп чиқип, Көкчетав вилайитиниң «Комму­низм» колхозиға орунлишиду. Дадиси Мутәллип балилирини йениға елип, етизда ишләйду. Бу йәрдә икки жил ишлигәндин кейин, улар Панфилов наһийәсиниң «Октябрьниң 40 жиллиғи» колхозиға көчүп келиду. Тәғдир бизниң ата-анилиримизни қайта қошуп, илгәркидәк ян там хошна болуп яшидуқ. Сабит ака Яркәнт шәһиридики һазирқи Хелил Һәмраев намидики уйғур оттура мәктивигә оқушқа кириду. Йәттинчи синипни пүтирип, колхозда атиси билән деханчилиқ саһасида ишләйду. Арилиқта һәрбий хизмитини өтәп келип, йәнә қайнақ әмгәккә арилишип кетиду. У иштин қол үзмәй, шәһәрдики кәчки яшлар мәктивини тамамлайду. Шуниндин кейин Қорғас йезисидики икки жиллиқ механизация училищесида оқуйду. Униң тиришчанлиғини, өз кәспигә болған садақәтлигини көргән егилик рәһбәрлири уни ме­ханик дәриҗисигә көтириду. Са­бит ака колхоз рәһбәрлириниң униңға көрсәткән ишәнчисини ақлашқа тиришип ишләйду. Билимини мукәммәлләштүрүш мәхситидә 1969 — 1972-жиллири Талдиқорған индуст­риал-педагогика техникумида оқуп, уни муваппәқийәтлик тамамлайду. Еги­лик рәһбәрлири Сабит Ғәниевқа  мәркизий уруқ тәйярлаш амбирини башқурушни тапшуриду. Өзигә жуқури мәсъулийәтлик вәзипә жүкләнгәнлигини чоңқур һис қилған у алаһидә күч-ғәйрәт билән ишләшкә тиришиду. Чүнки колхозниң асасий байлиғи мошу йәрдә еди. Шу жиллири колхоз амбирида миң тоннидин ошуқ йеза егилиги зираәтлириниң уруғи сақлинатти. Қачиланған сүпәтлик уруқ җумһурийитимизниң җай-җайлириғила әмәс, бәлки чәт әлләргиму чиқирилатти. Шуниң үчүн амбар хадимлиридин алаһидә сүпәтлик әмгәк, диққәтчанлиқ тәләп қилинатти. Мана мошундақ җавапкәр вәзипини Сабит ака жигирмә жил мабайнида атқуруп кәлди. С.Ғәниев хәйрихаһлиқ, соваплиқ ишларниң һәқиқий җанкөйәри болди. Шуниң үчүн жутдашлири уни дайим нәмунилик ишларниң дәвәтчиси һәм һөрмәт йүзисидин «Дамоллам» дәп атишатти. Шәхсән мән уни һәрқачан жут ғемида жүргән инсан сүпитидә билимән. Сабит ака узун жил шәһәрдики Һаҗи мәһәллисиниң, кейинирәк Яркәнт шәһириниң жигитбеши болди. Шу җәриянда мәдәнийитимизни, урпи-адәтлиримизни тикләш, бейитиш, яхши әнъәниләрни шәкилләндүрүш, намайәндилиримизниң исимлирини әбәдийләштүрүш җәһәттин қилған ишлири билән хәлиқ арисида иззәт-һөрмәткә бөләнгәнди. Сабит Дамоллам хәлқимизниң бүйүк шаири Хелил Һәмраев, жутумизниң атәш жүрәк пәрзәнди Азат Мәшүров, шундакла Оғуз Ниязов, Еләм Разиев билән бирликтә уйғур хәлқиниң улуқ шаири Билал Назимниң шу кәмгичә намәлум болуп кәлгән қәбрини ениқлиди. Билал Назим һәм Веливай Йолдашевниң қәбри қоршилип, хатирә тахтилири орнитилди. Бу тәшәббусни пүткүл наһийә хәлқи қоллап-қувәтлиди. Билал Назимниң һашамәтлик һәйкили Яркәнт тәвәсидики әң гөзәл җайларниң биригә орнитил­ди. Ана жутқа барғинимда Сабит акини йоқлимай қайтматтим. Шундақ күнләрниң биридә у: «Қаримамсән ука, ма­на бир қанчә жил болди, бир путумдин айрилип қалдим», дәп мәйүсләнгән еди у. — Про­тез кийип, һаса таяққа тайинип қалдим. Путум сақ болған болса, жутум үчүн йәниму хизмәт қилған болар едим». Сабит Ғәниев Панфилов наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизи тәшкил қилинған күндин башлап, униң һәйъәт әзаси сүпитидә мәркәз паалийитини җанландурушта аз әмгәк қилмиди. Униңға охшаш активистларниң җанкөйдүрүп ишлиши нәтиҗисидә өткән вақит ичидә көплигән намайәндилиримизниң исми әбәдийләштүрүлүп, уларниң намида кочилар, мәктәпләр аталди. Хатириләш мәрасимлири өткүзүлди, соваплиқ-хәйрихаһлиқ ишлар қанат яйди. Хәлиқ мәйрәмлири, сәйлилири, мәшрәпләр уюштурулди. Қәбирстанлиқлар қоршилип, рәткә кәлтүрүлди, әтрапиға көчәтләр олтарғузулди. Сабит Дамоллам әрәп графикиси асасидики уйғур йезиғини үгиниш хаһиши барларни җәлип қилип, уларға өзи дәрис бәрди. У әдәбиятни, сәнъәтни, мәтбуатни бәк қәдирләйдиған инсан еди. Тунҗа сорунбеги сүпитидә Яркәнт тәвәси бойичә той-төкүн, тәвәллудларниң қизиқарлиқ өтүшигә зәмин яратқан инсан. У Яркәнт тарихиға аит чүширилгән һөҗҗәтлик фильм муәллиплириниң бири. Сабит ака һаятиниң ахирқи жиллири маңа хелә көләмлик қолязмилирини көрсәтти. Көз жүгәртип чиқсам, хәлиқ еғиз иҗадийитигә даир ләтипиләр екән. Мән униңға бир топлам чиқириш тәкливини бәрдим. У мақул көрди. Аридин үч ай өтүп, язғучи Авут Мәсимовниң муһәррирлигидә «Яркәнтниң күлкә чолпанлири» намлиқ топлам йоруқ көрди. Сабит ака уни көрүп, бәк хошал болған еди. Шуниңдин кейин «Азия бүгүн» гезитида униң «Мәнивий ғәзниниң варислири» рубрикиси астида бир түркүм чақчақлири вә мақалилири елан қилинип турди. Амал қанчә, буниңдин бир жил илгири миллий мәдәнийитимизниң һәқиқий җанкөйәри Сабит Ғәниевтин мәңгүгә айрилип қалдуқ. Қәдирдан акимизниң ятқан йери юмшақ, роһи җәннәттә болсун. Улуқ Алла аилисигә амәт, хатирҗәмлик вә сәвирлик әта қилғай. Музәппәр ЗАЙИТОВ, пешқәдәм устаз. Алмута шәһири.

495 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы