• Замандаш
  • 28 Сәуір, 2017

Өмүрнисәм

Бәхтишат СОПИЕВ, «Уйғур авази»/ Бу аялниң өмри башқилар­ниңкигә охшимайду. Немишкә? У дадисини турмақ, униң сүритиниму көрмиди. У икки яшқа кәлгәндә дадиси, имам Ибдимин Авазов тәқипкә учрап, наһәқтин-наһәқ сотлинип, 1938-жили етилип кәткәнлигини кейин билди.Ибдимин Авазов Алмутиниң Сайбойи мәһәллисидики мечитта имам болған екән. Униң рәпиқиси Бувиайшәм Садиқова Сәмәрқәнттики мәдрисидә тәлим алған. Йолдиши сотлинип кәткәндин кейин, мәлум сәвәпләргә бола, Бувиайшәм аниға қизи билән һәдисиниң өйидә турушқа тоғра кәлди. — Мән йәттә йешимдин башлап, җийәнлиримгә қарашқа башлидим. Андин апамға өй ишлирида ярдәмләштим. Шуңлашқа биринчи синипқа кечикип, йәни он йешимда бардим, — дәйду сөһбәтдишим балилиғини  әскә елип. — Йәттинчи синипни пүтәргәндә апам қайтиш болди. Шуниңдин кейин маңа ишләп, җенимни беқишқа тоғра кәлди. Китап сетиқчилирини тәйярлайдиған икки айлиқ курсни тамамлап, китап дукиниға ишқа орунлаштим. Мән муштири топлаш бөлүмидә ишләттим. Бир киши келип мениңдин: «Сиздә әдлийә саһасиниң китаплири барму?» дәп сориди. Бу 1953-жил еди. Мән униңға мәзкүр саһаниң китаплири сетилидиған бөлүмни көрсәттим. Иккинчи қетим у йәнә уттур мениң қешимға кирип, шу соални тәкрарлиди. Мәнму илгәрки җававимни бәрдим. У мийиғида күлүп қоюп, чиқип кәтти. Мән  һечнәрсә чүшәнмидим. Бир күни у адәм һәдисини «әлчиликкә» әвәтипту. У яқниң һәдиси анчә сир берип кәтмиди. Кейин аписи икки аял билән кәпту. Уларни яхши қарши алдим. Һәтта аписиниң пальтосиниң қатлишип қалған яқисини түзәп қойдум. Мән у аялға йеқипла кетиптимән. Мениң бир өйниң ялғуз оғли болған кәлгүси йолдишим билән тонушуш җәрияним әйнә шундақ мурәккәп болди. Он сәккиз йешимда униңға турмушқа чиқтим. Ялғуз оғулға турмушқа чиққан яш қизниң һалавитидин мәшәқити тола болди. Мүмкин буни тәкитләп олтиришниң һаҗити йоқту. Амма бу һазирқи яшларниң қулиғиға «алтун сирға». — Әтигәнлиги алтидә орнумдин туримән, — дәп сөзини давам қилди у. — Таладин он челәк су әкиримән. Шуниңдин кейин өйниң оқитини рәткә кәлтүрүветип, ишқа кетимән. Иштин кейин кәчки мәктәптә оқушқа баримән. Өйгә кәлсәм қача-қомучлар жиғилип кетәтти. Униң үстигә у вақитларда кирниму қол билән жуяттуққу. Һазирқи яшлар кир жуюш машинилириниң кнопкисини бесип қоюп, худди өзлири һәммә ишни қилғандәк «һерип кәтиду». Кечиси саат иккидин әтигән ятматтим. Тунҗа оғлумни «тоққузинчи» синипта бошандим. «Онинчи» синипни икки бала билән тамамлидим. Үчинчи балини тапқандин кейин һөкүмәт тәрипидин үч еғизлиқ өй берилди. Шу пәйтләрдә у «Лениншіл жас» гезитиниң  китапханисиға ишқа орунлишиду. Мәзкүр нәшир Мәркизий Комитетниң оргини еди. Сөһбәтдишим өз вәзиписидин ташқири тегишлик орунларға рәсмий хәтләрни тәйярлатти. Қисқиси, у гезитниң һаятиға йеқиндин арилишидиған болди. Шундақ күнләрниң биридә Мәркизий Комитеттин кәлгән мәсъул хизмәтчи уни өзлиригә ишқа тәклип қилди. У һеч ойланмайла келишиду. Мәркизий Комитетта у китапханида вә умумий бөлүмдә ишләйду. Төртинчи пәрзәнди дунияға кәлгәндә ЖенПИға оқушқа чүшүп, иштин қол үзмәй, уни әла баһаларға тамамлайду. Кеңәш Иттипақи тарқиғандин кейин җумһурийәтлик илмий-техникилиқ китапханида ишләп, шу йәрдин һөрмәтлик дәм елишқа чиқиду. Сөһбәтдишим турмуш қурған Абдрим Тохтибақиев әдлийә саһасидики паалийитини Алмута шәһириниң Ленин (һазирқи Алмалы) наһийәлик прокуратурисида тәргәвчиликтин башлиған екән. У СССРда издәштүрүш елан қилинған әң хәтәрлик жинайәтчини қолға чүшириш операциясидә алаһидә кәспий маһаритини намайиш қилиду. Шуниңдин көп өтмәй у Қазақ ССР Алий сотиға мәслиһәтчи лавазимиға ишқа тәклип қилиниду. 1963-жили Қазақ ССР Алий соти рәисиниң ярдәмчиси хизмитигә авушиду. Шу пәйтләрдә у  мошундақ чоң хизмәттә олтарған ялғуз уйғур еди. Андин 18 жил Алмута вилайәтлик сотта судья болуп ишләп, исми пүткүл Қазақстанға тонулди. Абдрим ака һөрмәтлик дәм елишқа чиққандин кейин бираз вақит Алмута шәһиридики Алмалы наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизигә рәһбәрлик қилди. Миллий театримизниң җанкөйәрлириниң бири болди. Өмүрлүк җүпти иккиси һечбир қоюлумдин қалматти. Анимизму һели бу адитини ташлимай келиватиду. Бу аилә Әхмәт Шәмиев, Мәхпир Бақиев, Рошәнгүл Илахунова, Иззәт Нурмәтова, Кәрим Закиров қатарлиқ атақлиқ сәнъәткарлар билән йеқин мунасивәттә болди. — Әр-аял болуп 62 адәм мәшрәп ойнаттуқ, — дәп әслиди анимиз. —Һазир мана шулардин бәш аял қаптимиз. Мән, Гүли Әхмәтова, Саламәтхан Кәримова, Нурҗаһан Өмәрова вә Мая. Ахирқи исми аталған достумниң фамилиясини унтуп қаптимән.  Йолдишим 76 йешида һаяттин өтти. Иккимиз 49 жил 6 ай биллә һаят кәчүрдуқ. Әгәр, һаят болғинида, бийил 90 яшқа келәтти. У «Алтун тоюмизға» алтә ай қалғанда туюқсиз һаяттин өтти. Төрт пәрзәнт, он нәврә сөйдуқ. Йолдишим иккимиз нәвриләрни һаятқа учум қилдуқ. Қизимниң қизи Ранигүл Тохтибақиева адвокат болуп ишләйду. Йолдишим «бу нәврәм мениң изим» дәп униң келәчигидин үмүтлинидиған. Һәқиқәтәнму шундақ болди. У бовисиниң йолини таллавалди. Һазир мән он бир чәврә сөйдүм. Әнди мән шуларниң тәрбийиси билән бәнт болуватимән. Әпсус, у күнләргә йолдишим йәтмиди. Өмрүм әйнә шундақ өтүватиду, — дәйду Өмүрнисәм ана.

961 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы