- Әдәбият гүлзари
- 28 Сәуір, 2017
Мәңгү хәлиқ қәлбидә

Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази»/ Йеқинда «Бейбітшілік әлемі» хәлиқара Қазақ иҗадий бирләшмисиниң қоллап-қувәтлиши вә Маливай оттура мәктивиниң уюштуруши билән мәзкүр билим дәргаһида уйғур хәлқиниң ялқунлуқ шаири Илия Бәхтияниң туғулғининиң 85 жиллиғиға беғишланған «Мәңгү хәлиқ қәлбидә» мавзусида әдәбий кәч болуп өтти. Униңға аталған бирләшминиң, наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң йезидики шөбисиниң вәкиллири, жигитбашлири, анилар, ханим-қизлар вә яшлар кеңәшлириниң әзалири билән шаир иҗадийитиниң мухлислири иштрак қилди.
Әдәбий кәч Маливай оттура мәктивиниң музыка пәниниң муәллими Адилҗан Мәмәтовниң орунлишидики «Өмүр шундақ өтиду» нахшиси билән башланди. Андин мәктәп мудири Клара Садиқанова мәктәпкә қәдәм тәшрип қилған меһманларға миннәтдарлиғини билдүрүп, билим дәргаһиниң бүгүнки паалийити билән тонуштурди вә мәктәп оқуғучилири билән устазлириниң һәрхил көрүкләрдә йәткән утуқлирини пәхирлиниш илкидә тилға алди.
Кәч давамида сөзгә чиққан «Бейбітшілік әлемі» хәлиқара Қазақ иҗадий бирләшмисиниң вице-президенти Турсун Разиев шаир хатирисигә беғишланған әдәбий кәчниң уюштурғучилириға, оқуғучиларға миннәтдарлиғини изһар қилди. У өз сөзидә мәктәп муәллимлирини балиларни көпирәк конкурс һәм фестивальларға қатнаштурушқа чақирди.
Миллий мәдәнийитимиз җанкөйәрлириниң бири Турсунай Тейипова келәчәк егилири – балиларниң тәрбийиси әтрапида сөз қилип, мәктәпкә «Уйғур алимәлири» намлиқ китавиниң бирнәччә данисини тәғдим қилди. Ават йезиси Өмәр Муһәммәдий намидики уйғур тили вә әдәбияти пәниниң муәллими Алийәм Мәсимова маливайлиқ кәсипдашлириға қийин, бирақ шәрәплик ишида утуқ тилиди.
«Бейбітшілік әлемі» Талантлар академиясиниң рәһбири Аят Мылтықбаев қазақ һәм уйғур хәлқиниң әсирләр бойи қелиплашқан достлуқ алақилириға тохталди. У Қәшқәр шәһиригә болған сәпиридин алған тәсиратлири билән бөлүшүп, уйғур хәлқиниң бай мәдәнийитигә гува болғанлиғини йәткүзди.
Кәч давамида вилайәтлик вә җумһурийәтлик көрүкләрниң ғалиби «Ясмин» уссулчилар топиниң орунлишида уссуллар иҗра қилинди.

512 рет
көрсетілді0
пікір
Алдыңғы мақала
Шаир тәвәллудиға беғишланди
Келесі мақала
«Мән һаятқа ашиқмән»
ПІКІР ҚАЛДЫРУ
Сіздің электронды пошта жарияланбайды. Қатарды міндетті түрде толтырыңыз *