• 1-Май — Қазақстан хәлқи бирлиги күни
  • 28 Сәуір, 2017

Дөләт инспектори  йеңи лайиһиләр билән тонушти  

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази»/ Өткән һәптидә Қазақстан Җумһурийити Президенти Мәму­ри­йитиниң Дөләт инспектори Жайсан Ахметов на­һийәдә болуп, тәвәниң һаят-нәпәси билән тонушти.Жайсан Ахметов ал­ди билән Яркәнт шә­һиридики «Асфальтбетон» заводида болди. «Максдорстрой-21» җавап­кәрлиги чәкләнгән йолдашлиғиниң тәркиви­дики заводниң мудири Александр Скоропадский техи йеқиндила селинған мәзкүр кархана тоғрилиқ чүшәнчә бәрди. Дөләт инспектори шуниңдин кейин «Сүръәтлик индустриялик-инновациялик тәрәқ­қият программисиға мува­пиқ селинип, паалийәт елип бериватқан «Яркәнт крахмал-ширнә» заводиға қәдәм тәшрип қилди. Завод тәсисчиси —  Алмута вилайәтлик мәслиһәтниң депу­тати Закирҗан Ку­зиев иш җәрияни тоғри­сида  һәртәрәплимә чү­шән­чә бәрди. Җумһу­рийи­тимиздила әмәс, бәлки  Мәр­кизий Азия­дә тәңдиши йоқ кархана бүгүнки таңда көмүқонақни қайта ишләш арқилиқ мәһсулатниң оттузға йеқин түрини йетиштүрүватиду. Ән­ди ишләп­чиқириш җәрия­нини кәңәйтиш мәхситидә заводта глюкоза-фрук­тозилиқ ширнә, қуруқ ширнә лимон  кислотасини йетиштүрүш мәхсәт қилинмақта. — Завод тәвлүгигә 150 тонна көмүқонақни қайта ишләватқан болса, келәчәктә бу көрсәткүчни 300 тонниға йәткүзүш көздә тутулмақта. Шун­дақла тәвлүгигә 110 тонна глюкоза-фруктозилиқ ширнә ишләпчиқиришқа биз тәйяр, — дәйду Закирҗан Кузиев.  — Бү­гүн заводумиз йетиш­түрүватқан мәһсулатларға, уларниң түри жигирмидин ошуқ, тәләп-еһтияҗ наһа­йити үстүн, онға йеқин чәт дөләткә экспорт қиливатимиз. Әгәр шәхсән Президен­тимизниң тәшәб­буси билән ишләнгән вә қобул қилинған бәш институционал ислаһатни әмәлгә ашурушқа қари­тилған «100 ениқ қәдәм» Милләт планида көздә тутулған вәзипиләрни тәһ­лил қилидиған болсақ, бизниң заводни мисалға кәлтүрүшкә болиду. Чүн­ки мундақ завод техи Оттура Азиядә йоқ, йәнә келип, заводумиз йезилиқ наһийәгә орунлашқан. Паалийитимиз пәқәт на­һийә яки вилайәт рәһ­бәрлигиниңла әмәс, һө­кү­­митимиз тәрипидин турақ­лиқ назарәт қилинип туриду. Өткән жили елимиз Президенти Нур­султан Назарбаев Тал­диқорғанда өткән Алмута вилайи­тидики әң чоң төрт карханиниң мәһсулатлири қоюлған көргәзмини зия­рәт қил­ғанда, бизниң мәһсу­латлиримизға ала­һидә қизиқиш һасил қилип, өзиниң чоңқур миннәтдарлиғини очуқ билдүрди. Дөләт инспектори Жайсан Қуат оғли чүштин кейин «Қорғас» хәлиқара чегара йенидики һәмкарлиқ мәркизини, «Қорғас – Шәрқий дәр­вазиси»  әркин ихтисадий зониси тәркивидики Қуруқ порти, Нуркент шәһәрчисидики 60 пә­тирлик 2 коммуналлиқ турушлуқ өйлириниң қу­рулуш ишлириниң кетип бериш җәриянини көздин кәчүрди. Жайсан Ахметовниң сәпиригә наһийә һакими Бердавлет Абдулдаев һәм­­ра болди. Панфилов наһийәси. СҮРӘТТӘ: Дөләт инспектори Ж.Ахметов (содин оңға) на­һийә һакими Б.Абдулдаев вә З.Кузиев.

901 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы