• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 04 Мамыр, 2017

Америкидики уйғур ресторанлири

Чәтәллик қандашлиримиз/ Америкиға көчүп келиватқан уйғурларниң тәдбирчанлиғи түпәйли, бу әлдә миллий ресторанлар саниму күндин-күнгә көпәймәктә. Шу арқилиқ йәрлик аһалиму хәлқимиз һәққидә хелә кәң чүшәнчигә егә болмақта. Шундақла мәмликәттә нәшир қилинидиған нопузлуқ гезит-журналлардиму уйғурлар тоғрилиқ мақалилар пат-пат йоруқ көрүшкә башлиди. Түрлүк милләт-ириққа мәнсүп көчмәнләр әсирләр бойи яшап, риваҗландуруватқан бүгүнки Америка Қошма Штатлирини рәңму-рәң мәдәнийәт әндизилирини өз ичигә алған гүлзарға қияс қилишқа болиду. Уйғурларму униңда пәйда болған ғунчә сүпитидә америкилиқларниң диққитини өзигә җәлип қилип кәлмәктә. Бүгүнки күндә мәмликәт пайтәхти Вашингтон шәһири әтрапида «Аманнисахан», «Долан», «Қироран» намлиқ үч уйғур ресторани рәсмий ечилди. Улар вәтинидин жирақ җайда яшаватқан уйғур җамаитиниң чаңқиған ишқиға мәлһәм болуватмақта. Уйғур мәдәнийити вә инсаншунаслиғи саһасида көзгә көрүнгән мутәхәссис, Жорж Вашингтон университетиниң профессори Шан Робертс мундақ пикирни ейтиду: «Уйғурларниң миллий кимлигидә уйғур таамлири наһайити муһим орунни егиләйду. Уйғур мәдәнийитидә таам тәйярлашни үгиништә, йәни устаз-шагиртлиқ мунасивәтни давамлаштурушта сиҗил бир әнъәнә болуп һесаплиниду. Умумән, шәхсән өзәм Америкида уйғур ресторанлириниң көпләп ечилғинини халаймән». АҚШ уйғур бирләшмисиниң рәиси Елшат Һәсәнниң пикричә, Америкида болсун, Европида болсун, уйғур ресторанлириниң барлиққа келиши – уйғурларни дунияға тонуштуруштики муһим көрүк болуп һесаплиниду. www.rfa.org

389 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы