• Әхбаратлар еқими
  • 04 Мамыр, 2017

Туғулған йәргә муһәббәт

Мәлумки, Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Нурсултан Әбиш оғли Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалисида «Вәтәнпәрвәрлик киндик қениң төкүлгән йериңгә, туғулуп өскән йезаңға, шәһириңгә, өлкәңгә, йәни туғулған йериңгә болған муһәббәттин башлиниду», дәп йезилған. резидентимиз өз мақалисида шундақла «Туған жер» программисини қолға елишниму тапшурди. Мақалида «жутидин башқа йәргә көчүп кәтсиму, туғулған йерини унтумайдиған, униңға ғәмхорлуқ қилишни халайдиған тиҗарәтчиләрни, әмәлдарларни, зиялилар билән яшларни уюштуруп, қоллаш керәк», дәп ейтип өтти. Шуниң билән биллә, йәрлик һакимийәткә «Туған жер» программисини ихтисатчан вә системилиқ рәвиштә қолға елиш тапшурулди. Уйғур наһийәсиниң Чонҗа йезиси һакимийити йенида паалийәт елип бериватқан җәмийәтлик кеңәшләрниң тәшәббуси вә жигитбашлири һәм ханим-қизларниң уюштуруши билән аватлаштуруш һәм кәмбәғәл вә тәминати начар аилиләргә ярдәм қолини сунуш ишлири җиддий қолға елинип, өз әксини тапмақта. Мәрт-мәрданә әзимәтлиримиз Муһидин Җәлилов, Реһимҗан Масақов, Адилҗан Сәйдуллаев, Пәрһат Һашимов маддий җәһәттин ианә қилса, Уйғун Арзиев 100 түптин ошуқ алма көчитини, Һосманҗан Мурадиллаев 10 түп көпжиллиқ туя көчитини соға қилди. Жутумизниң гүллинишигә өз үлүшини қошуватқан бу мәрт-мәрданә әзимәтләргә, шундақла җамаәтчилик арисида тәшвиқат-тәрғибат ишлирини жүргүзүватқан паалийәтчан жигитбашлири билән ханим-қизларға миннәтдарлиқ билдүрүп, ишлириға утуқ тиләймиз. Илаһим, сехи қоллар соғулмиғай дәймиз. Җәмийәтлик кеңәш әзалири намидин Абдуразақ ТОХТИБАҚИЕВ.

807 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы