- Әхбаратлар еқими
- 04 Мамыр, 2017
Йеңи медальлар тәсис қилинди
Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев өз Пәрмани билән І, ІІ дәриҗилик «Ел қорғаны» («Вәтән һимайичиси») медальлирини тәсис қилди. Президент Пәрманиға мувапиқ І дәриҗилик «Ел қорғаны» медали билән җумһурийәтниң мудапиә қудритини, һәрбий бехәтәрликни мустәһкәмләшкә салмақлиқ һәссә қошқан Қураллиқ күчләрниң офицерлири вә мәмликәт гражданлири мукапатлиниду.
ІІ дәриҗилик «Ел қорғаны» медали Қазақстан Қураллиқ күчлириниң сержантлар вә солдатлар тәркивидики һәрбий хизмәтчилиригә тапшурулиду.
3405 рет
көрсетілді0
пікір