• Әхбаратлар еқими
  • 12 Мамыр, 2017

Кәсипдашлирини әскә алди

Қуръан тилавәт/ Қ.Ғоҗамияров намидики дөләт академиялик Уйғур театрида қелиплашқан яхши әнъәнә бар. Коллективимиз һәр жили 10-май күни уйғур кәспий театриниң асасини салған, исимлири театр тарихиға алтун һәрипләр билән йезилған, һели мәрһум кәсипдашлириниң роһиға атап нәзир өткүзиду. Бийилму шу әнъәнимиз бойичә Алмута шәһиридики Кеңсай вә Достлуқ, Заря Востока мәһәллилиридики қәбирстанлиқларға дәпнә қилинған мәрһумларниң қәбригә гүлчәмбәрләр қоюп, қуръан тилавәт қилдуқ. Мәлумки, Улуқ Вәтән урушиға театримиздин 57 адәм қатнашқан екән. Уларниң тәң йерими әйнә шу ләнити уруштин қайтмиди. Қайтип кәлгәнләр, һәрқандақ қийинчилиқларға қаримай, театримизни сақлап, тәрәққий әткүзүшкә барлиқ күч-ғәйритини сәрип қилди. Улардин кейин театрға кәлгән сәнъәткарларму шу йолни давамлаштурди. Әпсус, уларниң нурғуни һазир аримизда йоқ. Нәзирдә театримизниң чоң әвлат вәкиллири мәрһум кәсипдашлиримиз һәққидә өз әслимилирини ейтип, уларни хатириләш, роһлириға тазим қилиш яш әвлатниң муқәддәс борчи екәнлигини алаһидә тәкитләшти. Гүлбаһар НАСИРОВА.

657 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы