• 9-май – Ғалибийәт күни
  • 12 Мамыр, 2017

Қәһриманларға тазим

Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң биртоп башқарма әзалири (сүрәттә), җүмлидин Анилар кеңишиниң рәиси Гүлҗаһан Муратова, «Җанан» җәмийәтлик фондиниң рәиси Мизангүл Аваммисимова, Ханим-қизлар кеңиши рәисиниң орунбасари Таҗиниса Тохтиева, Или наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Меһринисәм Бақиева, «Айдин Тур» туристик ширкитиниң мудири Бостан Ғазиева Ғалибийәт мәйримини ветеранларни йоқлаш билән өткүзди. Дәсләп улар ҖУЭМ йенидики Ветеранлар кеңишиниң рәиси, истипадики полковник Мухпул Йүсүпов билән учрашти. – Он төрт жил бурун Алмута вә униң әтрапидики йезиларда уруш ветеранлириниң сани йәтмиштин ашатти, – деди у. – Бүгүн уларниң төрти қалди. Улар – Абдрахман Әзизов, Һашимҗан Қасимов, Җолака Абдрахманов вә Абдуреһим Садиқов. У күни ҖУЭМниң башқарма әзалири жуқурида исми аталған атиларниң өйлиригә берип, уларни мәйрими билән тәбрикләп, соғлирини һәдийә қилди вә уларға өзлириниң чәксиз миннәтдарлиғини изһар қилди. Мәшүр Сасиқов, «Уйғур авази»/ 9-Май – Ғалибийәт күни һарписида Талғир наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Иминҗан Тохтахунов, наһийәлик Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Арзигүл һаҗим Һошурова вә униң орунбасари Каминур Сопиевадин тәркип тапқан биртоп шәхсләр наһийәдики Улуқ Вәтән урушиниң ветеранлири Абдуреһим Садиқов билән Җола Абдурахмановни мәйрими билән тәбриклиди. Улар вәтәнни дүшмәндин азат қилиш үчүн қан кәчкән ветеранларға гүлдәстиләр билән маддий соғиларни тапшурди. Инсанийәт тарихидики дәһшәтлик жилларниң шаһидлири әшу бир қанлиқ һәм шиддәтлик җәңләрдә йүз бәргән вақиәләрни ядиға елип, көңүллири пучулуп турғанда, замандашлири Ғалибийәт мәйрими билән тәбрикләп кәлгинидә, уларниң кәйпияти хелила көтирилип қалди. Ветеранларға буниңдин ошуқ соғиниң керигиму йоқ еди. Өз новитидә, тохсәндин алқиған Җола Абдурахманов билән Абдуреһим Садиқов өзлирини ядидин чиқармай, хошаллиқ дәқиқиләр һәдийә қилған шәхсләргә миннәтдарлиғини билдүрди вә ишлириға утуқ тилиди. Бәхтишат СОПИЕВ, «Уйғур авази»/ Һәр жили «Ишбиләрмән аяллар клуби», болупму 9-Май мәйримини алаһидә тәйярлиқлар билән қарши алиду. «Қолиға қурал елип, җәңгә киргән атилар бизгә течлиқ һаят тәғдим қилған» шиари астида һәрбир ветеранниң алдиға беришни унтумайду. Бу қетим «Ишбиләрмәнләрниң» әң яшлири болған Алийәм Обулова билән Адиләм Исламова сәпирини Талғир шәһиридин башлиди. Һәр жили ветеранларни бу улуқ мәйрәм билән тәбриклигәндә жүрүгимиз соқуп, әнсирәшкә башлаймиз, – деди бизгә қизлар йолға атлиниш алдида. – Чүнки уларниң сепи күн санап шалаңлишиватиду. Мана Талғирда иккила ветеран қапту. Улар –Абдуреһим Садиқов билән Җолака Абдрахманов. Атилиримизни шәһәрдики мәйдандин учраттуқ. Ветеранлар бизни қучақ йейип қарши алди. Алдимизда тохсәндин алқиған бовайлар әмәс, вәтән үчүн җәң қилған һәққиқий солдатлар турғандәк билинди бизгә. Абдуреһим ака: «Мошу  қизлиримиз бизни һечқачан унтумайду. Мәнму уларниң исимлири унтумасқа тиришиватимән. Хаталашмисам, силәрниң тәшкилат «Ишбиләрмән аяллар клуби» дәп атилиду. Униңға Клара  Шардинова рәһбәрлик қилиду. Клубниң Нурванәм вә Турсунай Низамидиновалар, Роза Җапарова қатарлиқ әзалири бар. Исми ядимдин көтирилип қалған қизлиримға салам ейтиңлар. Уларға миннәтдарлиғимиз чәксиз». Абдуреһим ака бизгә уруш һекайилирини сөзләп үлгәрмиди. Чүнки уни өйдә балилири күтүветипту. Шуңлашқа бизгә униң билән хошлилишқа тоғра кәлди. Җола атимиз 92 яшқа кәпту. Икки орден, 45 медальниң саһиби екән. Шу күни ишбиләрмәнләр алмутилиқ уруш ветеранлириниму тәбриклиди. Улар – Анар Сулайманова, Гөһәрбанум Мирғиясова, Һакимҗан Һезбақиев, Абдрахман Әзизов, Сраждин Саттаров. Сәпдашлири намидин сөз алған Сраждин ака мундақ деди: «Мана 12 жилдин бери бизни «Ишбиләрмән аяллар клуби» тәбрикләп келиватиду. Аңлишимчә, улар миллий мәктәплиримизни, миллий нәшриятлиримизни маддий җәһәттин қоллап –қувәтләйдекән. Житим балилар билән турмуши начар аилиләргиму ярдәм қолини сунидиған охшайду. Аҗизларниң мундақ хәйрихаһлиқ ишлириға пәқәт апирин ейтиштин башқа гепим йоқ. Турархан Низамидинова, Римма Злавдинова, Меһрибанум Розиева, Гүлҗаһан Искәндәрова, Адаләт Насирова, Сара Тохтаева, Ирадәм Тохтасунова, Роза Заитова, Нейля Тохтибақиева, Флюра Әлқәмова, Диляра Шардинова қатарлиқ ханим-қизлиримиз билән дайим пәхирлинимиз». Йәнә бир уруш ветерани Һашимҗан Қасимов буниңдин икки ай бурун өмүрлүк җүпти Майсәм анидин айрилип қапту. Әр аял 65 жил биллә һаят кәчүргән үлгилик аилиләрдин болған. Һашимҗан ака ишбиләрмән аялларға өмүрлүк җүптилири билән бәхитлик һаят кәчүрүшини тиләп, уларға өзлириниң дуасини бәрди. *** Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази»/ Ишиктә шәһиридә өткән һәрбий парадқа Улуқ Вәтән урушиниң иштракчилири Сейитқали Оразбаев, Николай Савраев, Шоқыбай Мухтанов, Жылқыбай Тәжиқулов, арқа сәп ветеранлири, наһийә активи, Қаракемер һәрбий қисмида вәтән алдидики борчини өтәватқанлар  қатнашти. Ветеранлар бәлгүләнгән җайға орунлашқандин кейин Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң һакими Бинәли Ысқақ жиғилғанларни Улуқ Ғалибийәт күни билән сәмимий тәбрикләп,  яш әвлатни әҗдатлар ишиға садиқ болушқа, шу отлуқ жиллири қан кәчкән атилар билән аниларниң җени һәм қени бәдилигә кәлгән течлиқни һәм елимиз Мустәқиллигини көзиниң қаричуғидәк сақлашқа чақирди.Тәнтәниниң һөрмәтлик меһманлири болған уруш вә әмгәк ветеранлириға саламәтлик вә хатирҗәм һаят тиләп, уларға хатирә соғиларни тапшурди. Атап кетиш керәкки, бийил парадқа наһайити пухта тәйярлиқ көрүлди. Улуқ Вәтән урушида қаза болған жутдашлар хатирисигә орнитилған ядикарлиқ йенида һәрбий машинилар вә палаткилар орнитилди. Уруш вә әмгәк ветеранлири үчүн дәстихан йейилип, «солдат кашиси» тарқитилди.  Дәстихан төридә он төрт уруш вә әмгәк ветерани олтарди. Әмгәкчиқазақ наһийәси. Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази»/ Яркәнт шәһиридики мәркизий мәйданда 9-Май – Ғалибийәт күни  тәнтәнилик рәвиштә атап өтүлди. Наһийә һакими башлиған уруш вә әмгәк ветеранлири  алди билән Улуқ Вәтән  урушида  вапат болған жутдашлар хатирисигә орнитилған ядикарлиққа  гүлчәмбәрләрни қоюп, от жүрәк жәңчиләр роһиға тазим қилди. Андин Яркәнт шәһириниң һакими Ермек Нурахметов   тәнтәнилик мәрасимни ечип, сөз новитини наһийә һакими Бердавлет Абдулдаевқа бәрди. Һазир наһийәдә пәқәт алтә уруш шаһиди қапту. Уларниң йеши йүзгә тақап қалди, — дәп сөзини давам қилди у. — Арқа сәптә җасарәтлик әмгәк қилған атилар билән аниларму тохсәнниң үзини көрди. Җасур атилар вә арқа сәпниң қәһриманлири – силәргә мустәһкәм саламәтлик, хатирҗәм һаят тиләймән. Тәнтәнидә наһийәлик уруш вә әмгәк ветеранлири кеңишиниң рәиси Нурахмет Рахымбаев, Билал Назим намидики уйғур оттура мәктивиниң муәллими Рустәм Һашимов вә башқилар сөз елип, өз тиләклирини изһар қилди.  Тәнтәниниң ахири шәһәрдики Чоқан Вәлиханов намидики оттура мәктәп оқуғучилири билән наһийә сәнъәт һәвәскарлириниң концертиға, спорт оюнлириға  улашти. *** Билал Назим намидики уйғур оттура мәктивидә Қазақстан Қураллиқ күчлириниң қурулғанлиғиниң 25 жиллиғи, Улуқ Ғалибийәтниң 72 жиллиғи тәнтәнилик рәвиштә атап өтүлди. Мәрасим мәзкүр мәктәпниң 10-11-синип оқуғучилириниң  уруш жиллири йезилған нахшиларни иҗра қилиши билән башланди. Андин  мәрасим иштракчилири Вәтән азатлиғи үчүн женини қурван қилған  җәңчиләр роһиға  тазим қилди. Андин һәрбий тәйярлиқ пәниниң муәллими Мурат Абдурасулов  рәһбәрлигидә оқуғучилар уруш жиллиридин сәһнә көрүнүшлирини вә һәрхил спорт оюнлирини уюштурди. Оқуғучилар уйғур, қазақ, рус  тиллирида  шеирларни ипадилик оқуди . Мәрасимда Улуқ Вәтән урушиниң ветерани Евгений Красюк, арқа сәпниң  ветеранлири Тохтәр Василов, Қәмирдин Яқупов, Дүрнәм Яқупова, Хасийәт Кәримова, бәйнәлмиләл-җәнчи Нуржан Мергенбаев, авған урушида вапат болған  Ярмәһәммәт Алиевниң дадиси Иврайимҗан ата, «Реһимҗан» сәнъәт мәктивиниң мудири Реһимҗан Тохтахунов, наһийәлик билим бөлүминиң методисти Ғалимҗан Рыспаев қош мәйрәмгә мунасивәтлик мошу чарә-тәдбирни уюштурған мәктәп мәмурийитигә, устазлар билән оқуғучиларға миннәтдарлиғини изһар қилди. Панфилов наһийәси. 

572 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы