• Йеңилиқлар
  • 12 Мамыр, 2017

Холдингни тәрәққий әткүзүш плани тонуштурулди

Президент Нурсултан Назарбаев «Бәйтерек» Миллий башқурғучи холдинг» акционерлиқ җәмийити башқармисиниң рәиси Ерболат Досаевни қобул қилди. Учришиш давамида Дөләт рәһбиригә холдингниң паалийити тоғрилиқ һесават берилип, уни техиму тәрәққий әткүзүш плани тонуштурулди. Нурсултан Назарбаев холдингқа бөлүн­гән мәбләғни дөләт программилирини әмәлгә ашуруш үчүн өз вақтида вә сүпәтлик өзләштүрүшниң муһим екәнлигини тәкитлиди. Президент индустриал-инновациялик тәрәққият вә «Нұрлы жол» инфрақурулумлуқ тәрәққият программисини орунлаш мәсилилиригә айрим тохталди. «Бәйтерек» Миллий башқурғучи холдинг» акционерлиқ җәмийити башқар­мисиниң рәиси Нурсултан Назарбаевқа холдинг қурулғандин бу ян көрсәткүчләрниң иҗабий тәрәпкә өскәнлиги вә өткән жили униң активлириниң 2015-жил билән селиштурғанда 15 пайиз көпәйгәнлиги тоғрилиқ доклад қилди. Ерболат Досаев шундақла Дөләт рәһбиригә елимиз авто­ишләп­чиқар­ғу­чиларни қоллап-қувәтләш, транспортлуқ машина ясаш санаитини мәбләғ билән тәминләш, ихтисатниң түрлүк секторлирида кичик вә оттура тиҗарәткә һәм башқа карханиларға ярдәм қилиш бойичә әхбарат бәрди. Учришиш йәкүни бойичә Президент бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди.

531 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы