• Маарип
  • 18 Мамыр, 2017

Җумһурийәтлик ата-анилар жиғини

Маарип/ Шөһрәт МӘСИМОВ, «Уйғур авази»/ 12-май күни Билим вә пән министрлигиниң тәшәббуси билән елимиздә дәсләпки қетим Җумһурийәтлик ата-анилар жиғини өткүзүлди. Мәзкүр чарә-тәдбир оқуш жилиниң аяқлишиши һарписиға тоғра кәлгәчкә, балилири мәктәптә оқуватқан һәрбир қазақстанлиқ аилиниң диққәт нәзәридә болди. Бу күни Қазақстанниң барлиқ мәктәплиридә балилиримизниң сүпәтлик билим елиши вә келәчәктә риқабәткә тақабил туруши һәм утуқлуқ болуши үчүн қандақ чариләрниң әмәлгә ашурулуватқанлиғи тоғрилиқ башқиму мәсилиләр қаралди. Мәлумки, һазир елимиздә билим беришниң йеңиланған мәзмуни җарий қилинип, муәллимләр йеңиланған программа даирисидә курсларда оқуватиду. Өткән жилдин етиварән, биринчи синипларда оқуғучиларниң оқуштики утуқлирини баһалашниң өлчәмлик системиси җарий қилинди. Әнди 1, 2, 5 вә 7-синипларниң оқуғучилири 2017 — 2018-оқуш жилини йеңиланған программа бойичә башлайду. Санақлиқ күнләрдин кейин учумкарлар дәсләпки қетим хуласә аттестациядин мәктәптә өтиду вә БМТни йеңи шәкилдә тапшуриду. Билим бериш үлгиси оқуғучиниң ташқи дуния билән мунасивәт қилишини тәрәққий әткүзүш арқилиқ түзүлүватқанлиқтин, мәктәпләрдики емтиһан материаллиридиму әмәлий вә мәнтиқий характердики тапшурмилар орун алиду. Бу математика пәнигә мунасивәтлик. Башқичә, эссе дәп аталсиму, әстин чиқип қалған инша қайтип кәлди. Униңда оқуғучи мавзуға болған көзқаришини әкис әттүрүпла қоймай, образлиқ тил васитилиридин пайдилиниш маһаритиниму көрситиши керәк. Алий оқуш орниға чүшмәкчи болған учумкарлар Биртуташ миллий тестта математикилиқ саватлиқ вә саватлиқ оқуш емтиһанлирини тапшуриду. Бу емтиһан мурәккәп математикилиқ  һесаплар билән мәтин үстидә чоңқур ойланған һалда ишләшкә үгитиду. Һәммимиз билимизки, июнь ейи һәқиқәтәнму һәм балилар, һәм ата-анилар үчүн еғир болиду. Шуңлашқиму ата-аниларни пәрзәнтлириниң емтиһанларға пухта тәйярлиниши үчүн мүмкин болған барлиқ шараитни яритишқа чақирди. Мәлумки, бийил Биртуташ емтиһан иккигә — хуласә аттестация вә БМТқа бөлүнүп, әнди у илгәрки жиллардикидәк бир күнлүк болмай, бәлки жигирмә күнгә созулмақчи. Раст, һәммә нәрсини биринчи болуп башлимақ қийин. Бирақ вақитниң өзи пәрзәнтлиримиздин һәрдайим мурәккәп болидиған чоң һаятқа қәдәм ташлаш алдида хелә башқа дәриҗидики, йәни техиму чоңқур вә һәртәрәплимә билимни тәләп қилмақта. Буниңда, әң муһими, балиларни емтиһанларға психологиялик җәһәттин тәйярлаш зөрүрдур. Җумһурийәтлик жиғинда шундақла мәктәпләрдә ғәмхорчилар кеңәшлирини қуруш, уларниң ишләш механизмлири билән принциплириға мунасивәтлик мәсилиму муһакимә қилинди. Муәллимләр бу қурулумни мәктәп вә ата-анилар оттурисидики бағлиғучи һалқа дәп атайду. Паалийити тәвсийә бериш характериға егә кеңәшниң асасий вәзиписи тәрбийә мәсилиләрдә тәклипләрни ишләп чиқиштин, оқуғучилар билән алдини елиш ишлирини жүргүзүштин, малийәвий вә хәйрихаһлиқ ярдәмни тәминләштин, билим бериш тәшкилатлири рәһбәрлириниң һесаватлирини тиңшаштин ибарәт. Кеңәш шундақла мәктәп кийими қандақ болуши керәк, житим балиларни қандақ қоллап-қувәтләш яки қандақ қилип қошумчә робототехника синиплирини ечиш охшаш мәсилиләрни муһакимә қилиду. Униң тәркивигә йәрлик иҗраий органларниң, ишбәргүчиләрниң, иҗтимаий шерикләрниң, коммерциялик әмәс тәшкилатларниң вәкиллири, учумкарлар вә ата-анилар, башқичә ейтқанда, мәктәп һаятиға бепәрва қаримайдиғанлар кириши мүмкин. Умумән, җумһурийәтлик жиғинда кәңдаирилик мәсилиләр муһакимә қилинди. Бу өзлүгидин чүшинишлик, чүнки елимизниң маарип системисида йүз бериватқан өзгиришләрму миқияслиқ. Җүмлидин бу күни балиларниң бехәтәрлиги, шәһәр вә йеза мәктәплири оттурисидики пәриқни қисқартиш мәсилилири, кәспий вә техникилиқ билим елиш вә башқиму муһим мәсилиләр әтраплиқ муһакимә қилинди. Болуп өткән чарә-тәдбирниң асасий йәкүни шуниңдин ибарәтки, мәктәп һәрдайим җамаәтчилик билән мунасивәт қилиш, тәклипләр үчүн очуқ. У көпчиликни мәктәп һаятиға паал қатнишишқа чақириду, чүнки һәммимиз бирла  шәхсни көздә тутуватимиз, у — келәчәк әвлат.

600 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы