• Яшлар вә вақит
  • 25 Мамыр, 2017

«Өмүр ширниси» гөдәкләргә хошаллиқ һәдийә қилди

Балиларға базарлиқ/ Бизниң келәчигимиз – яш әвлатниң қолида. Шуниң үчүнму уларни заман тәливигә лайиқ, миллий роһта тәрбийиләшкә  алаһидә көңүл бөлүшимиз керәк. Тәвәррүк тилимизни, урпи-адәтлиримизни, мәдәнийитимизни сақлап, риваҗландуруш — бизниң асасий мәхситимиз. Биздә тамамән йоқилиш алдида турған балилар әдәбияти тоғрисида сөз қилсақ, һәммимизниң дили ағрийду. Сәвәви, мәдәнийитимизниң варислири – балилар үчүн йезиливатқан әсәрләр йоқниң орнида. Биз бу муаммигә бепәрвалиқ билән қарисақ, әтики күндә һалимизниң мүшкүл болуши турған гәп. Бирақ бу саһада әмгәк қиливатқан инсанлар бирән-сәрән болсиму бар. Йеқинда Алмута шәһиридики уйғур мәктәплиридә Авут Мәсимовниң қәлимигә мәнсүп «Өмүр ширниси» намлиқ балиларға беғишланған сәһнә әсәри қоюлди. Бу бүгүнки күндә балилар үчүн йезилған тунҗа қоюлум болуп, униң балилар әдәбиятидики йеңи қәдәм дәп ейтсақ, артуқ болмас. А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназиясидә қоюлған спектакль давамида башланғуч синип оқуғучилириниң көзлиридә бөләкчә бир хошаллиқни көрүп, гөдәклиримизниң миллий роһини көтиридиған әсәрләргә тәшна екәнлигигә көз йәткүзгәндәк болдуқ. Улар спектакльдики қәһриманлириниң хошаллиғиғиму, қайғусиғиму ортақ болушти. Сирттин қарап турған адәмгә улар шунчилик беғубар, бәхитлик көрүнди. Бу болсиму әсәр муәллипиниң, сәһниләштүргән режиссерниң, актерларниң жуқури маһарити, бебаһа әмгиги. Мениңчә болғанда, әсәр муәллипи шу күни өзиниң ишидин толуқ қанаәтләнди дәп ойлаймән. Бәхитҗан Авдунов режиссерлуқ қилған бу спектакльдики яш актерлар маһаритиниң пәқәт балиларниңла әмәс, шундақла устазларниңму көңлидин чиққанлиғини сезивелиш тәс әмәс еди. Авут Мәсимовниң ейтишичә, бу әсәрни йезишта Абдумежит Дөләтовниң тәсири болған екән. «Өз вақтида яш иҗаткарларни жиғип, «сениң қолуңдин балилар үчүн әсәр яритиш келиду» дәп маңа йөнилиш бәргән Абдумеҗит Дөләтов еди», дәйду муәллип. Мана шуниңдин буян Авут Мәсимовниң «Дәстихан», «12 ай вә һәптә» охшаш һекайә топламлири йоруқ көрди. Униң һекайилири балиларниң яш алаһидилигини нәзәргә алған һалда йезилған. Альбина ӘМӘТОВА.

308 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы