• Йеза нәпәси
  • 25 Мамыр, 2017

Әһвалиң қандақ, дехан?

Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази»/ Йеқинда Әмгәкчиқазақ на­һи­йәсиниң мәркизи Ишик­тә шәһиридә ОДАҚ – «Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң турақлиқ ихтисадий вә иҗтимаий тәрәққиятиға беғишланған Аль­янс» лайиһисини тонуштуруш мәрасими болуп өтти. Конференция шәклидә өткән мәзкүр баш қошушқа Ишиктә шәһәрлик вә барлиқ йеза округлири һакимийәтлириниң, һөкүмәтлик әмәс тәшкилатларниң вәкиллири, тиҗарәтчиләр, умумән, 100дин ошуқ адәм қатнашти.Конференциягә риясәтчилик қилған наһийә һакиминиң орунбасари Мақсат Бекетаев регионниң ихтисадий  нәпәсигә тәпсилий тохталди. Наһийә аһалисиниң 80 пайизи йезиларда яшиғанлиқтин, йеза егилигигә тегишлик йәрниң көпчилигини шулар егиләйду. Наһийәдики ишләп­чиқи­ришниң жиллиқ мәһсулати 80 миллиард тәңгидин ешип, Алмута вилайити ишләпчиқиришниң умумий көрсәткүчиниң 15 пайизини тәшкил қилиду. Бүгүнки күндә ихчам фермерлар  билән шәхсий дехан егиликлирини кооперативларға бириктүрүш, йеза егилиги саһасиниң барлиқ йөнилишлиридә мали­йәвий вә маддий-тех­ни­килиқ мүмкинчиликләрни қа­раш­­туруш, суғирилидиған мәй­данларни кәңәйтиш, шуниң билән биллә аһалини иш билән тәминләш мәсилилирини һәл қилиш қолға елинди. Конференция җәриянида лайиһиниң муәллиплири  Милан шәһиридики (Италия) «Формапер» агентлиғиниң вәкили Франческа де Паула, Хәлиқара «КИП» мәктивиниң (Рим, Италия) вәкили Винченцо Милио, «Шәриқ аяллириниң хәлиқара экологиялик ассоциацияси» җәмийәтлик бирләшмиси координаторлар кеңишиниң рәи­си Һурқиз Илиева вә «Қазақстан фермери» йеза егилигини қоллап-қувәтләш бойичә җәмийәтлик фондиниң мудири Владимир Левин 40 ай давамида Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң ихтисадий ресурслирини пайдилиниш үчүн қолайлиқ мүмкинчиликләрни яритиш, ушшақ фермерлар билән мәһсулат йетиштүргүчи тиҗарәтчиләрни қоллап-қувәт­ләш, тапавәт көзини яхшилаш, йеңи иш орунлирини ечиш, болупму яшлар вә аяллар үчүн микронесийә вә башқиму имтияз-имканийәтләргә қол йәткүзүшниң асан йоллиридин пайдилиниш һәққидә чүшәнчиләрни бәрди. Әмгәкчиқазақ наһийәси. 

399 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы