• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 01 Маусым, 2017

Равап вә униң түрлири

Чалғу әсваплиримиз/ Уйғур чалғу әсваплириниң бири — равапниң ясилиши аддий, елип жүрүшкә әплик вә челишқа  қолайлиқ. Төвәндә униң бирнәччә түри билән тонуштурмақчимиз. Қәшқәр равави. Беши дүгләк йерим шар шәклидә яғачтин оюлуп ясилиду. Үзигә илан териси тартилиду. Бешиниң диаметри тәхминән — 13 —15, узунлуғи 90 сантиметр әтрапида болуп, адәттә 6 — 7 тар тартилиду. Алдинқи икки тари асасий  навани орунлаш, қалғанлири қошумчә аккорд яки сада қайтуруш үчүн ишлитилиду. Авази яңрақ һәм җошқун чиқиду. Сирт тәрипи хилму-хил нәқишләр билән безилиду. Көпирәк Қәшқәр тәвәсидә ишлитилгәчкә, «Қәшқәр равави» дәп атилиду. Долан равави. Буму қедимий равапларниң бири болуп, дәстиси кәңирәк ясилиду. Дәстигә пәдә бағланмиғачқа, чаққанлиқ билән сийрип, миллий аһаңни яңритип челишқа әплик. Бешиниң диаметри — 20, узунлуғи 90 сантиметр әтрапида. Тәхминән 15 — 19 тар селиниду. Үчи асасий, қалғанлири қошумчә әкис сада қайтуруш вәзиписини атқуриду. Қисқа икки «мүңгүзи» баш қисмидин сәл жуқурирақ орнитилип, өзгичә услубта нәқишләнгән. Долан равави үҗмә вә өрүк яғичидин ясилиду. Илгири үчәй тар селинса, һазирқи вақитта сим тар тартилиду. У Мәкит, Маралбеши, Ават наһийәлиридә кәң тарқалғачқа, «Долан равави» дәп атилиду. Қумул равави. Шәкли җәһәттин Долан рававиға охшап келиду. Униң қулақ орни үч булуң шәклидә болуп, алтә данә қулақ бәкитилгән. Худди Долан рававиға охшаш дәстисиниң жуқарқи қисмиға пәдә қоюлмайду. Соқичақ бешиниң диаметри — 20 — 23,  пәдә қоюлмиған дәстиси — 15, пәдә қоюлған қисми — 28, умумий узунлуғи тәхминән 85 сантиметрни тәшкил қилиду. Үзигә илан териси, тартилип 13 данә полат сим ишлитилиду. Уларниң алдинқи алтә тари асаслиқ, қалғанлири әкис сада қайтуруш ролини ойнайду. Равапниң үз қисми нәқишлиниду. Қойчи равави. Буму қедимий чалғу әсваплириниң бири болуп, шәкли Қәшқәр рававиға охшаш келиду. Ясилиши аддий, беши башқа равапларниңкигә қариғанда сәл чоң, дәстиси узунирақ келиду. Он нәччә пәдә бағлинип, үч тар тартилиду. Челиниши Қәшқәр рававиға охшайду. Етиз-ериқ, тағ-идирларда, яйлақларда жүргәндә челип, көңүл ечишқа маслашқан. Шуңлашқа уни «Қойчи равави» дәп атайду. У Хотәнниң чәт зиминлирида һелиму бар. Чаплима равап. У үзүм вә өрүк яғичидин ясилиду. Өткән әсирниң 50-жиллири Үрүмчи миллий чалғу әсваплар заводи тәрипидин Қәшқәр равави асасида барлиққа кәлгән.  Шәклиму, авазиму челинишиму шуниңға охшайду. Беши дутарниңкигә охшаш йерим шар шәклидә болуп, үзигә илан териси чапланған. Дәстисигә 12 тәкши аһаңлар тизилмиси қаидиси бойичә баштин- аяқ толуқ металл пәдә бәкитилгән. Бас равап. Бу «Төвән авазлиқ равап» дәпму атилиду. Сиртқи шәкли вә түзүлүши чаплима равапқа охшап кетиду. Амма униңдин узунирақ, йәни бир метрдин ашиду. Бас равапқа үч тал бом тар тартилиду. Бу әсвап һазирқи заман уйғур оркестрлирида муһим болған төвән авазлиқ чалғу әсвави орнида ишлитилип кәлмәктә. «Тәңритағ» уйғурчә тори.

564 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы