• Гезитхан пикри
  • 03 Тамыз, 2012

Баримизни ронақ таптурайли

Мән 45 жил давамида уйғур мәктәплиридә устазлиқ қилип, уйғур тили, әдәбияти һәм тарихидин дәрис бәргән пешқәдәм муәллим. Биз устазлиқ қилған чағларда мәктивимиздики һәм йезимиздики һәммә чарә-тәдбирләр, жиғинлар, һесаватлар таза уйғур тилида жүргүзүләтти. Шуңлашқа Улуқ Вәтән урушидин кейинки жилларда уйғур тилиниң қоллинилиш даириси мәлум дәриҗидә кәңийип, уйғур тилида илмий тәтқиқат ишлири кәң қанат яйди вә шу арқилиқ елимизға, һәтта чәт әлләргә тонулған алимлиримизниң, язғучи-шаирлиримизниң сепи хелила толуқланған еди. Уйғур тилида гезит-журналлар, бәдиий әдәбиятлар нәширдин чиқип, қериндаш хәлиқләр әдәбиятиниң әң яхши үлгилири тәрҗимә қилинған еди. Уйғур тилида радиоаңлитишлар, телевидение көрситишлири, Қазақстан Җумһурийитиниң Маарип министрлиги, Алмута вилайәтлик вә уйғурлар зич яшайдиған наһийәләрдики маарип бөлүмлири йенида уйғур мәктәплирини тәкшүрәйдиған мәхсус инспекторлар иш елип баратти.  Әпсус, булар һазир өтмүшниң хатириси болупла қалди. Миллий тилимизда нәшир қилиниватқан сөйүмлүк гезитимиз «Уйғур авазиниң»  кейинки вақитлардики санлирида 2-3 бетини тәзийәләр, хатириләр, тәбрикләр алидиған болуп қалди. Бу әһвал наһийәлик қош тиллиқ гезитимиз «Іле өңірі — Или тәвәсидиму» җошқунлуқ билән давамлашмақта. Униң үстидә наһийәлик гезит сәһипилиридә рус тилида йезилған мақалиларғиму орун берилип, қош тиллиқ гезит көп тиллиқ гезитқа айланмақта. Қисқиси, әпсусниң үстигә әпсус... Әзиз гезитханлар, гезит-журналлиримиз айрим шәхсләрниң өзини көрситидиған, меһриванлиғини, көйүмчанлиғини әлгә җарий қилидиған вә шу арқилиқ өзигә сүнъий аброй топлаш қурали әмәсқу ахир! Әгәр бу әһвал мошундақла давам қиливеридиған болса, сөйүмлүк гезитимизни оқуйдиған гезитханларниң «қойсаң у гезит-журналиңни» дәп қол шилтишигә йол ечилиши мүмкинғу дәймән?! Бу йәрдә мән дөләт рәһбәрлириниң сайлиниши, айрим кишиләрниң дөләт мукапатлири билән тәғдирлиниши, бәзи шәхсләрниң илим-пән, әмгәктики җасарәтлик утуқлириға мунасивәтлик тәбрикләрни нәзәрдә тутуватмаймән, әлвәттә. Бүгүнки таңда уйғур мәктәплиридики һәммә чарә-тәдбирләр, уйғур йезилиридики жиғин-сорунлар уйғур тилида өтүштин қалди. Елан тахтилирида уйғур тилидики йезиқларниму анчә көрмәс болдуқ. Мустәқил Қазақстан өзиниң 20 жилдин ошуқ тарихида мисли көрүлмигән утуқларни сәясәттә, ихтисатта қолға кәлтүрүп, хәлиқләр достлуғини мустәһкәмләп, миллий тилларниң тәрәққий етишигә конституциялик капаләт берип, миллий мәктәплиримизниң гүллинишигә қолайлиқ шараит яритип бериватқан бу мәзгилдә мәтбуатимизда қош тиллиқ һәм көп тиллиқ оқутуш системисини җарий қилиш тәшәббускарлириниң мақалилири анда-санда көрүнүшкә башлиди. Мошуниң һәммиси қолумға қәләм елишимға сәвәп болди. Болупму қош тиллиқ вә көп тиллиқ оқутуш системиси қолға елинидиған болса, униңсизму қоллинилиш даириси қисқираватқан уйғур тили техиму мүшкүл әһвалға чүшүп қалмамду, дегән ой-маңа задила арам бәрмәйду. Бүгүнки таңдики уйғур мәктәплиридә уйғур тилидин башқа қазақ, рус, чәт әл тили оқутулмақта. Мошу тилларни оқутуш һөкүмитимиз тәрипидин тәстиқләнгән билим стандартиға лайиқ жүргүзүлсә, шуңа бар күчимизни, ихтидаримизни сәрип әтсәк, бүгүнки таңда шуниң өзи купайә әмәсму?! Шуниң өзи көп тиллиқ шәхсни тәрбийиләштә заман тәливидин кейин қалмай, алға қарап меңишимизға зәмин яритидиғу! Бу һәқтә хәлқимизниң нури, мәшъили болған зиялилиримизниң тутамлиқ пикри мәтбуатта турақлиқ йоруқ көрсә демәкчимән. Йошуридиғини йоқки, бәзидә аримизда «Уйғур» дегән сөзниң ейтилишини, йезилишини, қулаққа аңлинишини йеқимсиз дәп, униңдин уйилидиған, хизмәт йүзисидин башқиларға яхши көрүнүшни мәсләк қилидиған зиялилиримизму ғил-пал учришип қалиду. Хәлқимизниң әйнә шундақ вәкиллириниң ғодур пикирлиридин Алла сақлисун! Сөзүмни җәмләп ейтқанда, биринчидин, биздә қош тиллиқ вә көп тиллиқ оқутушқа өтүш үчүн миллий кадрлиримиз йоқниң орнида. Иккинчидин, оқутушниң бу түри уйғур тилиниң тәрәққиятиға, қоллиниш даирисигә, миллий мәктәпләрдә ишләйдиған милләтпәрвәр муәллимлиримизниң қисқиришиға, умумән, миллий мәктәплиримизниң йоқилишиға зәмин яритип бәрмәслигигә һеч ким капаләтлик берәлмәйду дәп ойлаймән. Раст, бүгүнки аләмшумуллишиш дәвирдә заманивий әвлатта чәт тилларни үгиниш истиги өсмәктә һәм бу актуал мәсилигә айланмақта. Буниңға биз қарши әмәс. Бәлки уни қоллаймиз. Амма заман тәливигә яндишимиз дәп, бәзи пәнләрни инглиз, рус вә қазақ тиллирида оқутушниң уйғур тилиниң қәдир-қиммитигә, шәнигә дәхил йәткүзүп, униңсизму балилирини ана тилимизда оқутушқа шүбһә кәлтүрүватқан ата-аниларниң түгминигә су қуюп, гүлқәқәлириниң ечилишиға түрткә болмасмекин дәп тәшвиш қилимән. Қисқиси, баримизни ронақ таптурайли, һөрмәтлик бурадәрләр!

Летип ҖӘЛИЛОВ,

пешқәдәм устаз.

                                                          

521 рет

көрсетілді

7

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы