• Бизниң җанкөйәрлиримиз
  • 01 Маусым, 2017

Синипдашлар соғиси

Бәргән қол соғулмайду/ Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази»/ Булту Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Қорам йезисидики оттура мәктәпни 1976-жили тамамлиған синипдашлар учришиш уюштурған еди. Шу вақитта мәктәпниң уйғур синиплиридики әһвал уларни тәшвишкә салғанлиғи һәқиқәт. Бийил улар ана мәктивигә йәнә қәдәм тәшрип қилди. Синипдашлар намидин сөз алған Һакимҗан Азнибақиев тәйярлиқ синипини түгитип, 1-синипқа йолланма алған 20 нәпәр оғул-қизға дәптәр, қериндаш, қәләм вә башқиму керәклик қурал-ярақ билән җабдуқланған сумкиларни тәғдим қилди. – Булту мәктәпкә келип, уйғур синипи оқуғучилири саниниң интайин кемип кәткәнлигини көрүп, дилимиз өртәнди. Әһвал мошундақ давамлашса, сөйүмлүк «Уйғур авази» гезитини ким оқуйду? Театрға ким бариду?» дегән соаллар илкидә қалдуқ. Ата-анилар мошу мәсилә үстидә чоңқурирақ ойланса, яхши болатти, – дәйду Һакимҗан ака. Синипдашлар мундақ хәйрихаһлиқ паалийәтниң кәлгүсидиму давамлишидиғанлиғини ейтти. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

368 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы