• Йеңилиқлар
  • 01 Маусым, 2017

Мәнивий йеңилиниш — тарихимизни қайта үгинишкә йол ачиду

Өткән һәптидә Ақордида Президент Мәмурийитиниң рәһбири Әдилбек Жақсыбековниң рәислигидә Қазақстан Җумһурийити Президентиниң йенидики Җәмийәтлик аң-сәвийәни йеңилаш программисини әмәлгә ашуруш бойичә миллий комиссияниң иккинчи мәҗлиси өтти. Мәҗлисни ачқан Пре­зидент Мәмурийитиниң рәһ­бири Әдилбек Жақсыбеков бүгүнки таңда «Мәнивий йеңилиниш» программисини әмәлгә ашуруш иши баш­ланғанлиғини тәкитләп, униңға барлиқ мәркизий вә йәрлик иҗраий органлири билән гражданлиқ җәмийәт институтлириниң вәкиллири қатнишиватқанлиғини ейтти. «Өзәңларға мәлумки, мил­­лий комиссияниң ишчи топлири ениқ програм­миларни тәйярлап, һазир бу ишлар һәртәрәплимә әмәлгә ашурулмақта. Бүгүн мәҗлистә мошу кәмгичә әмәлгә ашурулған ишларниң һесавитини тиңшаймиз», деди Ә. Жақсыбеков. Шуниңдин кейин мәҗ­лис қат­нашқучилири «Мә­нивий йеңилиниш» җә­мийәтлик аң-сәвийәни йеңи­лаш программисини әмәл­гә ашуруш даирисидә мәр­кизий вә йәрлик дөләт органлири атқурған иш­лар­ниң нәтиҗилирини му­һакимә қилди. Бу мәсилә бойичә Премьер-Министр идарисиниң рәһбири Нурлан Алдабергенов вә Ал­мута шәһириниң һакими Бауыржан Байбек, Қарағанда вилайитиниң һакими Ер­лан Қошанов доклад оқуди. Шундақла әмәлгә ашурулған ишларниң асасий нәтиҗилири, концепцияләр вә тәшкилий ишларниң ениқ реҗилири даирисидә латин алфавитиға көчүш, «Йеңи гуманитарлиқ билим», «Қазақ тили­дики 100 йеңи дәрислик», «Туған жер», «Қазақстанниң муқәддәс җайлириниң геог­рафияси», «Дуниядики зама­нивий қазақстанлиқ мә­дәнийәт», «Қазақстанниң 100 йеңи исми» лайиһилири бойичә ишчи топлириниң рәһбәрлири һесават бәрди. Миллий комиссия әза­лириға «Мәнивий йеңи­линиш» программиси бойичә тәйярланған методикилиқ материаллар, шуниң ичидә аммивий әхбарат васитилири үчүн методикилиқ қолланма, алий оқуш орунлириға беғишланған методикилиқ тәвсийәләр, тәрғибат-тәш­виқат ишлири бойичә васитиләр, программа тоғ­рилиқ муһим соалларниң жигирмә җавави тәклип қи­линди. Мәҗлис нәтиҗиси бойичә бирқанчә ениқ қарарлар қобул қилинип, дөләт органлири вә ишчи топлар рәһбәрлиригә тапшурмилар берилди.

660 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы