• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 08 Маусым, 2017

Миннәтдарлиқ вә меһриванлиқ

Есил пәзиләт/ Башқиларниң ярдимигә, һисдаш­лиғиға еришкәндә рәхмәт-һәшқалла ейтиш, ях­ши­лиққа яхшилиқ билән җавап қайтуруш инсандики әң есил пәзиләтләрдиндур. Миннәтдарлиқ билдүрүшму әйнә шулар җүмлисидиндур. Бир тамча су пәқәт паянсиз деңиз, долқунлуқ дәрия еқинлириға қошулғандила өз моҗутлуғини сақлап қа­ла­лиғинидәк, адәмләрму йәк­кә-йеганә әмәс, җәмийәт қайнамлирида авам арисида моҗут болалайду. Шуңлашқиму һәрбиримиз һаятимизда әтра­пимиздикиләрниң ярдими­гә, қоллап-қувәтлишигә, көйү­нүшигә  муһтаҗ болуп яшаймиз. Дуния иллиқлиққа толған, кишилик мунасивәт вә җәмийәт меһир-муһәббәт асасида қу­рулған болуп, қәлбимизни тәсират вә һаяҗанлиқ туйғулири билән йорутуп кәлмәктә. Әтрапимизға нәзәр ағдурсақ, өлүм гирвигидә җан талишиватқанларға өз һаяти билән һесаплашмай қиммәтлик әзалирини тәғдим  қиливатқан, житимлиқ вә бечарилик дәрдини тартиватқан балиларға меһрини төкүватқан, муһтаҗлиқта һалсиз­лини­ват­қанларға сехи қолини сунуватқан сахавәт­чиләрни көргәндә, уларға апирин әйләймиз. Мана шулар һәқиқий мәнасида меһир-муһәббәтлик кишиләрдур. Амма җәмийәт тәрәққиятиниң тезлишиши, ихтисатниң йетәкчи орунға чиқиши адәмләргә бәхитлик вә хатирҗәм яшаш пурситини һазирлап бәрсиму, айрим кишиләр  шәхсийәтчилик идея­синиң патқиғиға чоңқур петип, әмгәксөйгүчлүк, меһри­ванлиқ, адәмгәрчилик охшаш есил хисләтлиридин айрилишқа башлиди. Йәни тәйяртаплиқ, һарам йол билән пул тепиш, пайда-мәнпийәт қоғлаш, баш­қиларниң ярдимигә сүйи­нивелиш, мәсъулийәттин қе­чиш кәби илләтләр  күндилик һаятимизниң адәттики көрүнүшигә айланди. Җәмийитимиздә мин­нәт­дарлиқ, меһир-муһәб­бәт туйғулирини овҗ алду­рушниң, бу җәһәттин тәрби­­йини күчәйтишниң әһми­йити зор. Чүнки улар адәмгәрчилик вә әхлақ-пәзиләт тәрбийисиниң бир қисми болуп, адәмләр арисидики өзара меһриванлиқни күчәйтиштә, җәмийәтниң иллиқлиғини һис қилдурушта, өмүрниң қәдрини тонутушта, орунсиз рәнҗишләрни йоқитишта, пәқәт өз мәнпийитини ойли­маслиққа дәвәт қилишта муһим роль ойнайду. Умумән, миннәтдарлиқни билгән кишиниң қәлби чоқум меһир-муһәббәткә толған болиду. www.uyghur.people.cn

352 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы