• Бизниң сөһбәт
  • 08 Маусым, 2017

 «Медиацияниң әһмийитини чүшинидиған вақит кәлди»

Шәмшиқәмәр АБДУРАХМАНОВА:/ Хәлиқниң һоқуқ мәдәнийитини қелиплаштуруш һәрқандақ җәмийәттә муһим роль ойнайду. Бизниң мисалимизда мустәқил Қазақстанниң дөләтчилигини күчәйтипла қоймай, гражданларниң шәхс сүпитидә тәрәққий етишиниң, сәясий турақлиқниң вә ихтисадий йүксилишниң капалитидур. Бу җәриянда асасий йөнилишләрниң бири — қанунларниң сүпитини ашуруш вә гуманизм турғусидин йетилдүрүш. Шуңлашқиму Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Нурсултан Назарбаев 2011-жили «Медиация тоғрилиқ» қанунни имзалиди. Умумән, «Медиация» дегән немә? Униң әһмийити немидин ибарәт? Мошу вә буниңдин башқиму соаллар билән биз Қазақстан адвокатлар палатисиниң әзаси, юрист Шәмшиқәмәр Абдурахмановаға мураҗиәт қилдуқ. Йолдаш МОЛОТОВ, «Уйғур авази»/ – Шәмшиқәмәр Абдуллам қизи, «медиация» вә униң әвзәлликлири һәққидә қисқичә тохтилип өтсиңиз? – «Медиация» — латин сөзидин тәрҗимә қилғанда, «течлиқпәрвәрлик» дегән мәнани билдүриду. Демәк, медиация һәрқандақ тоқунушни, талаш-тартишни, қариму-қаршилиқни сотқа мураҗиәт қилмай, течлиқ йоли билән һәл қилишниң бир йоли. Бу чәт әлләрдә, болупму ғәрип әллиридә илгиридинла кәң қоллинип келиватқан усул. Бизниң елимиздә медиация кейинки жилларда тәрәққий етишкә башлиди. «Медиация тоғрилиқ» қанунму қобул қилинди. Президент Нурсултан Назарбаев Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүплиридә, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң сессиялиридә сөзлигән нутуқлирида медиацияниң әһмийитигә алаһидә көңүл бөлүватиду. Һазир ҚХАниң медиация кеңиши бар. Бүгүнки күндә униң ишини җанландуруш мәхсәт қилиниватиду. Медиацияниң әвзәлликлиригә келидиған болсақ, униң асасий мәхсити — тоқунушта болуватқан тәрәпләрни қанаәтләндүридиған ортақ қарар тепиш. Мошу мәхсәткә йәткәндила медиация утуқлуқ аяқлашти дейишкә болиду. Адәттә, тоқунушта болуватқан тәрәпләр ишниң сотта һәл қилинишини бирдин-бир тоғра, нәтиҗидар йол дәп һесаплайду. Бирақ сот җәриянида кәткән вақитни, чиқимни һесаплисақ, медиацияниң әвзәллигини чүшиниш қийин әмәс. Иккинчидин, мәбләғ мәсилисини медиатор билән өзара келишишкә болиду. Тәкитләш лазимки, тоқунушта болуватқанлар сот залидин бир-биригә дүшмән болуп чиқиши мүмкин. Әнди медиация җәриянида болса, улар өзара иллиқ муамилини, һәтта, бәзидә достанә мунасивәтни сақлап қалалайду. Инсанпәрвәрлик турғусидин қарисақ, бу наһайити муһим. Медиатор, бетәрәп шәхс сүпитидә, тәрәпләрниң мәнпийәтлирини үгиниду. Шуниң асасида тоқунушни һәл қилишниң әң нәтиҗидар йолини тапиду. У сотқа охшаш һөкүм чиқармайду, җәриманму салмайду. Пикирләрни тиңшап, умумий, һәм һәр икки тәрәп тоғра қобул қилидиған қарар тапиду. Мәлумки, сотта тоқунушниң ғалип чиқидиған тәрипи вә йеңилип қалидиған тәрипи болиду. Сот һөкүми мәҗбурий түрдә орунлиниду. Демәк, бир тәрәп сот һөкүмигә нарази болсиму, уни мәҗбурий түрдә орунлайду. Медиациядә «гунакарни» тепиш мәхсәт қилинмайду. Байқиған болсақ, медиацияниң әвзәлликлири көп. Мениңчә, медиацияниң  әһмийитини чүшинишниң вақти аллиқачан кәлди. – Медиацияни қайси саһаларда қоллинишқа болиду? – Медиацияни җәмийәттики барлиқ саһаларда, йәни гражданлиқ, аилә, мәктәп, әмгәк мунасивәтлири, ихтисадий, иҗтимаий саһаларда қоллинишқа болиду. Әнди, җинаий ишлар саһасида болса, анчә еғир әмәс җинайәтләрни һәл қилишта пайдилиниду. Алаһидә тәкитләш керәкки, дөләт мәнпийити, миллий бехәтәрлик саһасида медиация қоллинилмайду. Әгәр тоқунуш сотта қариливатқан болса, сот ишиниң һәрқандақ җәриянда тохтитилип, медиациягә келиш мүмкин. Йәни тәрәпләрниң хаһиши биринчи новәттә туриду. Йәнә бир муһим тәләп, медиация җәриянида мәхпийлик сақлиниду. Медиатор һәрқандақ сөһбәтни вә мәлуматни мәхпий тутиду. Сотта болса, бу мүмкин әмәс. Униңдин ташқири медиация җәрияни вақит җәһәттин қисқа. Әгәр ишларниң көплүгини, сот ишлириниң созулуп кетишини нәзәрдә тутсақ, медиацияниң нәтиҗидарлиғини чүшинивелиш тәс әмәс. Хәлиқара статистика мәлуматлириға қарисақ, дунияда тоқунушларниң 30 — 40 пайизи медиация арқилиқ һәл қилинидекән. Уларниң 85 пайизи иҗабий һәл қилиниду. Қазақстанму һазир шуниңға кетип бариду. – Медиаторларға қандақ тәләпләр қойилиду? – Биринчидин, медиатор һәртәрәплимә билимлик болуши лазим. Барлиқ қанунларни билиши керәк. Иккинчидин, яхши психолог болғини әвзәл. Мәсилән, бизниң Адвокатлар палатисиниң һәрқандақ әзаси медиатор болалайду. Чүнки улар медиацияниң барлиқ тәләплиригә җавап берәләйду. Медиатор тоқунуш җәриянидики тәрәпләргә охшаш һәм қолайлиқ шараитларни яритиши керәк. Мәсилән, тәрәпләр музакиригә кәлгәндә, охшаш үстәл, орундуқ, һәтта охшаш варақ вә қәләм билән тәминлиниши һаҗәт. Сөһбәтлишиватқанлар арисида һечқандақ тосалғулуқлар болмаслиғи лазим. Шу вақитта тәрәпләрниң медиаторға болған ишәнчиси пәйда болиду, улар өзлирини қолайлиқ һис қилип, сөһбәткә, музакиригә тәйяр болиду. Медиатор, шундақла тоқунушуватқанлар билән алдин-ала учришип, сөһбәтлишиду. Һәрбирсиниң немини халайдиғанлиғини, чоңқур үгиниду. Шуниңдин кейин һәр икки тәрәпни қанаәтләндүридиған йолни тапиду. – Силәргә асасән қандақ мәсилиләр бойичә мураҗиәт қилиду? – Бизгә, асасән, турмуш-мәиший, иҗтимаий ишлар бойичә мураҗиәт қиливатиду. Мәсилән, өткәндә Алмутидики уйғурлар зич яшайдиған жутлардин бир аилә кәлди. Йеши бир йәргә йәткән әр-аял. Уқушсақ, уларниң аилә қурғиниға хелә болсиму, балилири йоқ екән. Әр киши өмүр бойи қазанханида от қалиғучи болуп ишләпту. Аяли ишлимигән екән. Улар аҗришип, мүлүкни бөлүш мәсилиси көтирилипту. Бизниң медиаторлар уларниң өйини берип көргәндә, һәйран қапту. Иҗтимаий әһвал начар. Растини ейтқанда, бөлүшкидәк мүлкиму йоқ. Әр кишиниң ейтидиғини: «Мән бир өмүр ишлидим. Аялим ишлимиди. Шуңлашқа униң бу өйдә һеч һәққи йоқ». Аялиниң баридиған йериму йоқ екән. Ахири һәр икки тәрәпни ортақ келишимгә кәлтүрдуқ. Һазир улар бир һойлида, бирақ айрим туруватиду. Йәнә бир мисал. Бизгә микрорайонларниң биридә яшаватқан, көпбалилиқ уйғур аилиси йәнә шу мүлүк бөлүш мәсилиси билән мураҗиәт қилди. Балилириниң көписи ишсиз екән. Ата-анисиниң пенсиясигә яшаветипту. Уларниң мәхсити өйни бөлүп, сетип, чиқип кетиш. Қериндашлар бир-биригә дүшмән болидиған дәриҗигә йетипту. Һәтта КТКдики «Наша правда» программисиға бармақчи болған екән. Биз буниң миллитимиз үчүн наһайити сәлбий тәсир қилидиғанлиғини чүшәндүрүп, аран тохтитип қойдуқ. Һәммисиниң пикирлирини тиңшап, мәсилини иҗабий һәл қилдуқ. Тонушлар арқилиқ ишсиз жүргәнләрни ишқиму орунлаштурдуқ. Һазир Уйғур наһийәсидин мураҗиәт қиливатқанлар көп. Уларниң асасий мәсилиси — йәр мәсилиси. Аришаңдики йәрләрни бирлири қанунсиз еливалған яки башқисиниң йерини қошувалған.  Бу йәрдиму медиаторлар ишләватиду. Алаһидә тәкитләш лазимки, һазирчә биз медиациялик ишимизға (юридик шәхсләрни һесапқа алмиғанда) һәқ алмидуқ. Һәтта бизниң медиаторлар өзлириниң янчуғидин пул хәшлигән пәйтлириму болди. Униңдин ташқири, биз ишимизни техи тәрғибат қилмидуқ. Пәқәт бир-биридин аңлап, «узунқулақ» радиоси арқилиқ келиватқанларға қолумиздин келишичә ярдәм қиливатимиз. – Сиз медиациягә жигитбашлирини җәлип қилиш тоғрилиқ тәшәббус көтәргән едиңиз. Шу мәсилә қандақ һәл болуватиду? – Мәлумки, «жигитбашлири» чүшәнчиси башқа һечбир милләттә йоқ. Уйғурлар жутниң жигитбеши қилип хәлиқ ичидә абройлуқ, маһир тәшкилатчи, сөзини өткүзәләйдиған шәхсләрни сайлайду. Улар жуттики һәрбир аилиниң әһвалини, адәмләрниң мүҗәз-хулқини яхши билиду. Кимгә қандақ муамилә қилишни, қәйәрдә аваз көтирип, қәйәрдә силиқ гәп қилишни яхши чүшиниду. Һәрқандақ ишта, йәни той-төкүн, нәзир-чирақта, һәтта җаңҗал чиқса, уйғурлар, биринчи новәттә, жигитбешиға мураҗиәт қилидиғу. Демәк, бизниң жишитбашлиримиз мәлум дәриҗидә медиаторлар. Бирақ жигитбашлириниң һәммисиниң алий юридик билими бар дәп ейтишқа болмайду. Бизниң тәкливимиз, жигитбашлирини медиация курслирида оқутуш. Бу «Медиация тоғрилиқ» қанунда көрситилгән. Йәни, мән вә мениң шериклирим кәспий юристлар сүпитидә уларни оқутуш, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи намидин «кәспий әмәс медиатор» дегән сертификат бериш һоқуқимиз бар. Мошундақ сертификат алған һәрқандақ шәхс йәрлик һакимийәттики кәспий әмәс медиаторлар тизимиға киргүзүлиду. Бу тизимдики шәхсләр тоғрилиқ әхбарат һакимийәттә болиду. Уларниң паалийәтлири үчүн йәрлик бюджеттин мәбләғму бөлүниду. Улар медиация билән шуғуллиниш һоқуқиға егә болиду. Башқичә ейтқанда, жигитбашлири күндә қиливатқан ишини қанун даирисигә киргүзимиз. Буму муһим. Биз ҖУЭМ йенидики Жигитбашлири кеңишиниң рәиси Абдурешит Мәхсүтов билән бу һәққидә сөһбәтләшкән едуқ. Бирақ жигитбашлириниң һәммисини Алмутиға жиғиш, уларни үч-төрт күн оқутуш мүмкин әмәс екән. Әнди биз наһийәләргә берип, шу йәрдә семинарларни өткүзүшни тәклип қиливатимиз. Әлвәттә, бу йәрдә юристларниң йолини, ятиғини, тамиғини һәл қилиш мәсилиси туриду. Жигитбашлиримиз мошу тәклипкә мунасивәтлик пикирлирини бизгә әвәтишини илтимас қилған болар едим. Хуласиләп ейтсам, келәчәктә медиация әһмийитиму, уни қоллаш даирисиму кәңийиду. Шуңлашқа бу иштин чәттә қалмаслиғимиз муһим. – Сөһбитиңизгә рәхмәт.

709 рет

көрсетілді

91

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы