• Ақ йол тиләймиз
  • 15 Маусым, 2017

Санкт-Петербургқа йолланма алди

Ақ йол тиләймиз/ Бийил Көркем Жунусова Яркәнт шәһиридики Әмгәкчи оттура мәктивиниң 1-синипини әла баһаларға тамамлиди. Қизчақ әндила йәттә яшқа толғиниға қаримай, сәнъәт йолида, болупму миллий уссулларни иҗра қилишта хелә чоң утуқларға қол йәткүзүватқан шагиртлиримизниң бири. Көркем үч-төрт яшқа киргәндила аниси Арзигүлдин уссулниң қир-сирлирини үгинишкә башлиди. Униң һәрхил байқашларда иҗра қилған уйғур, қазақ, өзбәк, испан вә һинд хәлқиниң заманивий уссуллири һәркимни қайил қилған еди. Яш уссулчи 2016-жили җумһурийәтлик «Ұлы дала ұрпағы» мәктәп оқуғучилири арисида өткән сәнъәт байқишида уйғур вә қазақ миллий уссуллирини ойнап, баш мукапат — Гран-прини йеңивелип, Грузияға ІІІ хәлиқара фестиваль-байқашқа йолланма алди. Тбилиси шәһиридә өткән ушбу «Гумарджоба Тбилиси!» («Әссалам, Тбилиси») байқишидиму Қазақстандин қатнашқан әллик талантлиқ балиларниң ичидин қазақчә уссулини орунлап, 1-дәриҗилик диплом билән мукапатланди. Мәзкүр мусабиқиға һәрхил дөләтләрдин  йүздин ошуқ яш талант қатнишип, байқашниң шәрти бойичә пәқәт иккила уссулчи Санкт-Петербургта өтидиған байқашқа йолланма алди. Шуларниң бири Көркем Жунусова болди. Биз, муәллимләр коллективи, яш уссул шәйдасиниң бу мусабиқидинму қуруқ қол кәлмәйдиғанлиғиға камил ишинимиз. Утуқ-амәт яр болғай саңа, Көркем! Ипарәм ҺАСАНОВА, Әмгәкчи оттура мәктивиниң муәллими. Панфилов наһийәси. СҮРӘТТӘ: Көркем Жунусова.

565 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы