• Кәсипдаш һәққидә сөз
  • 03 Тамыз, 2012

У һаман арман йетигидә

Уйғур наһийәсидин йетилип чиққан дәсләпки аял-журналистларниң бири Мерванәм Кебирова пүткүл аңлиқ һаятини колхозниң етизлиқлирида өткүзгән Кевир ата билән Раһиләм аниниң иккинчи пәрзәнди. Мерванәм оғуллар арисида тәрбийиләнгән ялғуз қиз болғанлиқтинмекин, әйтәвир, у кичигидинла көзлигән пәллигә, арзу-арманлириға йетиштики дадиллиғи вә қәтъийлиги билән пәриқлинәтти. Һә, униң армини болса — җәмийәтниң қайғуси билән шатлиғини, утуқ-муваппәқийәтлирини, һаҗәт болғанда, хаталиқ-камчилиқлирини аммивий әхбарат васитилиридә йорутуш еди. Уйғур наһийәсиниң Удута йезисидики башланғуч, андин Түгмән йезисидики йәттә жиллиқ, Аваттики оттура мәктәпләрни әла баһаларға тамамлиған яш қиз арзу-арманларға һапаш болуп, 1962-жили һазирқи Әл-Фараби намидики Қазақ Миллий университетиниң журналистика факультетиға оқушқа келиду. Бирақ бир орунға ондин ошуқ үмүткарниң бар екәнлигини инавәткә елип, һөҗҗәтлирини мошу алий оқуш орниниң механика-математика факультетиға тапшуруп, студент атилиду. 1970-жили мәзкүр университетни утуқлуқ тамамлап, шу жилила Қазақ ССР Дөләтлик планлаш комитетиға ишқа орунлишиду. Студент дәвридә гезитқа мақалә йезишни тохтатмиған Мерванәм һәдә «Коммунизм туғи» гезити редакциясиниң һаятиға йеқиндин арилашти. Униң электронлуқ һесаплаш машинилири, уларниң ишләш принциплири һәққидә көләмлик мақалилири гезит сәһипилиридә пат-пат йоруқ көрүп туратти. Арилиқта иштин қол үзмәй аспирантуриға қобул қилинған Мерванәм һәдигә әнди оқушини Москва шәһиридә давамлаштуруш һаҗәт болди. Амма, аилә шараитиға бағлиқ, ана жутиға қайтип кәлгән у Түгмән оттура мәктивидә муәллим болуп ишлиди. — У пәйтләрдә наһийәдә математика пәниниң муәллимлири аз еди, — дәйду М.Кебирова биз билән болған сөһбәттә. — Дәсләп Түгмән йезисида, андин Ават оттура мәктивидә математика пәнидин дәрис бәрдим. Бәзидә һәптисигә 40 сааттин көп дәрис өткән пәйтлиримму болған... Шуниңға қаримай, журналистика саһасиға болған һәвәси күндин-күнгә күчәйди. Шагиртлириға пухта билим бериш билән биллә, қәләм тәвритишниму тохтатмиди. Шу түпәйли 1976-жили Мерванәм Кебирова наһийәлик «Или вадиси» гезитиға ишқа тәклип қилиниду. Шундақ қилип, 13 жил мабайнида наһийәлик гезитниң хәт вә мәдәнийәт бөлүмини башқурған Мерванәм һәдә бу вақит ичидә наһийә һаяти һәққидә һәрхил мавзуларда йүзлигән мақалә вә очеркларни язди. Мәзкүр саһадики әмгиги билән әлгә тонулған Мерванәм Кебирова дәсләпки мукапитини 1963-жили «Коммунизм туғи» гезитиниң 1000-сани йоруқ көргәндә еливеди. Һазир санап көрсә, һәрхил дәриҗидики йәрлик иҗраий органлар тәрипидин берилгән пәхрий ярлиқлар, бәлгүләр, тәшәккүрнамилар санидин йеңилип қалиду. Һә, бу өз кәспини чин дилидин сөйгән Мерванәм һәдиниң әмгиги бәдилигә кәлгән һөрмәт-еқидиниң пәқәт бирла көрүнүшидур. 1989-жили, ихтисадий қийинчилиқлар түпәйли һәммила иш орунлирида дегидәк қисқартишму умумйүзлүк башланғанда, мәтбуаттин кетишкә мәҗбур болған Мерванәм Кебирова та һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә Чонҗа йезисидики наһийәлик сил кесилигә челиққан балилар бағчисиға мудирлиқ қилди. Һәдимиз Тохтиғоҗа Имамдунов билән аилә қуруп, оғул сөйди. Оғли — Турдиғоҗа алий билимлик инженер-механик. Һазир өз кәспи бойичә ишләватиду. Мерванәм һәдә болса, һеликәм қәлимини ташлиғини йоқ. У һаман иҗат үстидә. Биз пешқәдәм журналистни 70 яшлиқ тәвәллуди билән тәбрикләп, униңға саламәтлик, хатирҗәм һаят вә хушвақ дәмләрни тилимәкчимиз.

Махмут ИСРАПИЛОВ.

Уйғур наһийәси.   

525 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы