• Ишбиләрмәнләр
  • 22 Маусым, 2017

Атидин қалған мирас

Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази»/ Шүкри, һазир елимиздә ихчам егиликләрни инновациялик қуралларни пайдилинишқа дәвәт қилиш иши қизғин кетип бариду. Җүмлидин теплициларниң санини көпәйтип, тәрәққий әткүзүш – күн тәртивидики муһим мәсилиләрниң биригә айланди. Бу – заман тәливи. Теплица пәқәт қиш-яз өсүмлүк пәрвиш қилидиған җай болупла қалмай, сүпәтлик мәһсулат йетиштүрүш, шуниң билән биллә аһали саламәтлигини яхшилаш вә униң ихтисадини мустәһкәмләш мәнбәсигә айланмақта. Әмгәкчиқазақ наһийәсидә теплица орнитип, көктатчилиқ қилип, тегишлик орунларни помидор, тәрхәмәк вә башқиму көктат түрлири билән тәминләш билән биллә униң пайдисини көрүватқанларниң бири – Ғәйрәт йезисидики «Расул» дехан егилиги. Ғәйрәт — наһийә мәркизи Ишиктә шәһиридин хелила жирақ җайлашқан. Аһалисиниң көпчилиги деханчилиқ билән шуғуллиниду. Наһийә мәркизигә яки җумһурийәтниң җәнубий пайтәхти Алмута шәһиригә қатнап ишләватқан яшларму бар. Амма қийинчилиқлардин қорқмай, өз жутида қелип, йеңилиқларға қарап бәт алған Ибрагимовлар аилисиниң турмуш шараити тиҗаритини йолға қоювалған шәһәрликләрдин қелишмайду. Чүнки улар «ишлигәнниң чишләйдиғанлиғини» яхши билиду вә кечини кечә, күндүзни күндүз демәй әмгәк қилиду. Көпкә үлгә боларлиқ ишни аилиниң атиси, һели мәрһум Турғанҗан ака 2015-жили башлиған екән. Мәрһумниң рәпиқиси Хумагүл һәдә һойлисидики теплицини арилитип, униң тарихи билән тонуштурди: – Йолдишим Турғанҗан кәспи бойичә агроном еди. Узун жиллар совхозда гидротехник болуп ишлиди. Егиликләр тарқиғандин кейин Челәк наһийәсидә паалийәт жүргүзгән «Филипп Моррис — Қазақстан» ширкитидә әмгәк қилди. Арилиқта ширкәт Или наһийәсигә йөткәлди. Тамака өстүрүш билән шуғуллиниватқан нурғунлиған адәмләр ишсиз қалди. У чағда балилар кичик. Турғанҗан қол қоштуруп олтармиди. Аилимизни асрашниң йеңи йолини тапти: биз бирнәччә сеғин сийир сетивалдуқ. Мәхситимиз — сүт сетип, күн көрүш. Бирақ мәлиниң һәрбир өйидә сийир бар. Рәмити йолдишим сүтни еринмәй, Алмутиға тошуди, кочиму-коча, өйму-өй арилап, сүт сатти. Малниң йәм-чөпи яхши болғачқа, сүтниң сүпитиму жуқури болди. Нәтиҗидә турақлиқ херидарлиримизниму таптуқ. Турғанҗан 5-6 жил шундақ ишлиди. Кейин бу ишни әр йәткән оғуллиримиз Ролан билән Расулға тапшуруп бәрди. Һазир улар шәһәргә һәптисигә икки қетим 1 тоннидин сүт апириду. Униңдин ташқири, бир шәхсий ширкәтни давамлиқ сүт билән тәминләймиз. Жигирмә жил медицина саһасида хизмәт қилған Хумагүл һәдә шәхсий дехан егиликлири қурулушқа башлиғанда, йолдиши Турғанҗанға һәмра болуп,  деханчилиқ билән шуғулланди. Йәни «Филипп Моррис Қазақстан» ширкити билән шәртнамә түзүп, 6 жил мабайнида 2 гектар йәрдә тамака өстүрди. 5-6 адәмни иш билән тәминлиди. Турғанҗан ака тирикчилик тизгинини оғуллириға тапшуруп бәргини билән теп-теч йетивалғини йоқ. Чүнки у аилисиниң ихтисадини көтиришниң йоллирини издәшкә адәтләнгән еди. Шу жиллири Челәктә «Агробизнес» мәркизи ечилди. Турғанҗан ака мәркәзниң семинарлириға қатнишип жүрүп, йеңи технологияләр һәққидә билимини мукәммәлләштүрди. Болупму, униңға мәркәздә үлгә ретидә көрситилгән Чимкәнт шәһиридики егиликләрниң иш-паалийити бәкму яқти. 2015-жилниң ноябрь ейиниң ахирқи күнлиридә Турғанҗан мәркәзниң уюштурушида регионниң деханлири билән Чимкәнткә берип қайтти. Униң ейтишичә, Чимкәнттә бу тәвәдә һәр аилидә дегидәк теплица баркән. Мәзкүр сәпәрдин чоңқур тәсират билән қайтқан у дәрһал бу ишни қолға елиш қарариға келиду. Шу-шу болдидә, Турғанҗан ака кечә-күндүз план түзүш билән бәнт болди. Йеңи жил киргәндә һаҗәтлик материаллар сетивелинип, теплицини қурғучи жигитләр ишқа киришти. 15 күн дегәндә 200 квадрат метр йәрдә теплица бәрпа болди. Турғанҗан ака рәпиқисигә помидор вә тәрхәмәкниң уруқлирини қачиларда үндиришни жүклиди. Хумагүл һәдә өйдә ящикларға топини толтуруп, уруқ чачти. Қисқиси, 23-март күни дәсләпки помидор көчәтлири олтарғузулди. Шуниң билән июнь ейиниң бешида помидор пишишқа башлиди. Башта иш гиҗиң жүрсиму, бара-бара сүръәт елишқа өтти. Шу вақиттики униң базардики баһаси 400 — 450 тәңгә болди. Аилә теплициниң қурулуши үчүн 1 миллион 400 миң тәңгигә йеқин пул хәшлиди. Униңдин ташқири қалайдиған отун-көмүриму бар. Бир тонна көмүр 10 күнгә аранла йетиду. Бирақ Ибрагимовларниң җапаси, чиқими бекарға кәтмиди. Турғанҗан акиниң күткинидәк, теплица бир жилниң ичидила кирим кәлтүргили башлиди. Әпсус, әндила һалавәт көридиған пәйттә Турғанҗан ака «көз тәккәндәкла» туюқсиз вапат болди. Барлиқ еғирчилиқ Хумагүл һәдә билән чоң оғли Роланға чүшти. Бирақ улар ата башлиған ишни ташлимай, бәлки кәңәйтип, техиму тәрәққий әткүзүшни көздә тутуватиду. Бийил улар йәнә 100 квадрат метр йәргә теплица орнитишни көңлигә пүкүп қойди. Һазир Ибрагимовларниң теплицисида «Агробизнес» мәркизиниң буйрутмиси билән помидорниң «Атия», «Доуфу», «Ринда» вә башқиму сортлири тәҗрибә сүпитидә пәрвиш қилиниватиду. Шундақла тәрхәмәк, чиңсәй, кава өсүватиду. Әнди бу аилә теплициға көпжиллиқ көк тикип, қиштиму ишлимәкчи. Җүмлидин җүсәйниң көчәтлири теплицидин орун алидиған болиду. Тамчилитип суғириш нәтиҗисидә көчәтләр бир хил өсиду. Бир яхши йери, «Агробизнес» мәркизи Челәк тәвәсидики дехан егиликлириниң бешини қошуп, «Шелек фермерлері» лайиһисини ишләп чиқти. Буниңға мувапиқ, деханлар «Арзан» сода ширкити билән шәртнамә түзди. Буниң өзи мәһсулат өстүргүчи билән истималчиларниң удул алақиға чиқишиға зәмин яратти. Әвзили, әнди уларниң арисиға дәллаллар кирәлмәйду. Мәһсулатни қобул қилиш баһаси анчә қиммәт әмәс, бирақ турақлиқ. «Арзанниң» адәмлири күндә келип, мәһсулат қобул қилиду. Ибрагимовларниң теплицилирини көрүш нийитидә Ғәйрәткә кәлмәйдиған адәм йоқ. Уларниң паалийитигә Қазақстандиму вә чәт әлләрдиму қизиққучилар нурғун. Буниңдин ташқири аилиниң 2 гектар йери бар. Аһалидин йәнә 10 гектар йәрни иҗаригә елип ишләватиду. 1 гектарда яңию, 2 гектарда лаза һәм помидор вә 8 гектар йәрдә бедә пәрвиш қилиду. Чүнки қишқа малға озуқ тәйярлаш лазим. Ейтмақчи, «Расул» дехан егилигидә 10 сеғин сийир билән биллә башқиму мал-варан бар. Хумагүл аниниң оғуллири Ролан вә Расул, келини Динара вақит билән санашмай, аиләвий тиҗарәтни техиму җанландурушқа күч-ғәйритини сәрип қилмақта. Издиниш түпәйли өзлирини вә башқиларни иш билән тәминләватқан Ибрагимовлар аилисиниң тирикчилиги мана мошундақ. Һәқиқәтәнму, «Ишлигән – чишләйду».  Әмгәкчиқазақ наһийәси.

509 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы