• Достлуқ риштилири
  • 30 Маусым, 2017

Москвада яңриған күй садаси

Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази»/ Йеқинда Москва шәһиридики «1941 – 1945-жиллардики Улуқ Вәтән урушиниң Мәркизий мирасгаһиниң» Шөһрәт залида Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани, «Халық Қаһарманы», мустәқил Қазақстанниң тунҗа мудапиә министри, армия генерали Сағадат Нурмағамбетовниң бронза һәйкилини тапшурушқа беғишланған тәнтәнә болуп өтти.Униңда Россиядики Қазақстан әлчиханисиниң мәслиһәтчиси Дәурен Дияров, Қазақстанниң тунҗа космонавти, Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани Тохтар Әубәкиров, Россия һәрбий һава учқучлири академиясиниң рәһбири, авиация генерал-полковниги Борис Корольков нутуқ сөзлиди. Хәлиқ Қәһриманиниң қизи Айсулу Нурмағамбетова мәзкүр чарә-тәдбирни уюштурғучиларға өз миннәтдарлиғини изһар қилди. Икки қетим Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани Сергей Грицев намидики «Жеңімпаз» фонди билән елимиздики «Генераллар кеңиши» Айсулу Сағадат қизиға Сағадат Нурмағамбетов намидики медальни тапшурди. Тәнтәнә иштракчилири Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби, нахшичи-композитор Шәмил Әбилтай иҗра қилған сөзи вә музыкиси Өрүккүл Әдилбековаға мәнсүп Россия Президенти Владимир Путинға беғишланған «Сын народа» намлиқ нахшини зор ихлас билән тиңшиди. Нахшиниң мәтинини рус тилиға иҗаткар Амантай Ахетов тәрҗимә қилған. Мошу йәрдә Шәмил Әбилтайниң хәлиқләр достлуғи билән милләтләрара разимәнликни мустәһкәмләшкә мунасип үлүш қошуп келиватқанлиғини алаһидә тәкитләп өткән орунлуқтур. Униң хәлқимизгә болған һөрмитиму чоң. Нахшичи-композиторниң устази, даңлиқ композитор Қуддус Ғоҗамияровқа беғишлап иҗат қилған «Қуддус» күйи әйнә шуниң рошән ипадиси. Өткән жили «Уйғур авази» гезити ҖУЭМ вә Уйғур театри билән һәмкарлиқта уюштурған «Мустәқиллик мевиси» акцияси даирисидә җай-җайларда болуп өткән учришишларда Шәмил Әбилтай уйғур хәлқи тоғрилиқ өзиниң иллиқ ләвзини билдүргәч, «Қуддус» күйини иҗра қилип, көпчиликниң алқишиға бөләнгән еди.

295 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы