• Йеңилиқлар
  • 30 Маусым, 2017

Саһа хадимлири билән учрашти

Қазақстан полициясигә — 25-жил/ Нурсултан Назарбаев Қазақстан Җумһурийити ички ишлар органлириниң қурулғининиң 25 жиллиғиға вә Полиция күнигә мунасивәтлик саһа хадимлири билән учрашти. Дөләт рәһбири жиғилғанларни юбилейлиқ сәнә билән тәбрикләп, буниңдин чарәк әсир илгири нәқ мошу күни Қазақстан Җумһурийити ички ишлар органлириниң қурулғанлиғини тилға алди. – Бу Мустәқиллигимизниң дәсләпки басқучидики наһайити муһим қәдәм болди. Ички ишлар органлириниң шәкиллиниш тарихи дөлитимиз тәрәққиятиниң тарихи билән чәмбәрчас бағлиқ, –  деди Нурсултан Назарбаев. Президент Қазақстан полиция хадимлириниң нурғун қетим җанпидалиқ вә һәқиқий қәһриманлиқ үлгисини көрсәткәнлигини тәкитлиди. – Улар җинайәтчилик көрүнүшлиригә қарши күрәштә биринчи сәптә болуватиду вә биринчиләрдин болуп гражданлиримизниң һоқуқлири билән әркинликлирини қоғдаватиду. Кейинки жилларда силәрниң паалийитиңларниң нәтиҗиси очуқ көрүнмәктә. Мәсилән, өткән жили билән селиштурғанда җинайәтчиликниң 15 пайиздин ошуқ төвәнлигәнлиги байқалмақта. Еғир вә наһайити еғир җинайәтчиләрни ениқлаш 72 пайизға йәтти. Шәһәрлиримиз билән йезилиримизниң кочилирида гражданларниң бехәтәрлик дәриҗиси хелә ашти, уларда җинайәтләр сани 14 пайиздин ошуқ төвәнлиди, –  дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири. Нурсултан Назарбаев шунлақла аләмшумул турақсизлиқ шараитида полиция хадимлириға – һакимийәт вәкиллиригә болған ишәнчиниң илгәркигә қариғанда, техиму муһим болуши керәклигигә диққәт ағдурди. Шундақла Дөләт рәһбири 2017-жилниң 1-июлидин тартип ички ишлар органлири хадимлириниң иш һәққини 25 пайиз көтириш тоғрилиқ қарар қобул қилғанлиғини хәвәр қилди. Дөләт рәһбири учришишта хизмәт вақтида алаһидә көзгә чүшкән биртоп хадимларға орденларни, медальларни, Қазақстан Җумһурийитиниң Пәхрий ярлиқлирини тапшурди. Ахирида Президент жиғилғанларға көрсәткән хизмити үчүн миннәтдарлиқ билдүрүп, уларға саламәтлик, паравәнлик вә җавапкәрлик паалийитигә муваппәқийәт тилиди. «Мениң полициям мени қоғдайду» Бийил елимиздә җәмийәтлик бехәтәрликни тәминләш вәзиписи жүкләнгән Қазақстан Җумһурийити полициясиниң қурулғиниға 25 жил толди. Һәр жили 23-июнь күни Қазақстан полицияси күни нишанлиниду. Мәлумки, 1992-жили Қазақстан Җумһурийитиниң Алий Кеңиши «Қазақстан Җумһурийитиниң ички ишлар органлири тоғрилиқ» қанунни қобул қилди. Мәзкүр һөҗҗәт Қазақстан полициясиниң вәзипилирини көрситип бәргән дәсләпки қанун болди. Әнди 2007-жили Дөләт рәһбириниң Пәрманиға бенаән, 23-июнь рәсмий Полиция күни дәп бәкитилди. Полиция күнини нишанлаш – бу Қазақстан полиция органлирини тәшкил қилғанларға, һазир хизмәт қиливатқанларға һөрмәт көрситиш дегәнликни билдүриду һәм течлиқ һаят вақтида хәлиқниң бехәтәрлиги үчүн җенини қурван қилғанларни хатириләштур. Бу күни әнъәнә бойичә ички ишлар органлириниң әң илғар хадимлири һәрхил соға вә мукапатлар билән тәғдирлиниду. Қошумчә қилсақ, мустәқиллик жиллири ичидә миңға йеқин  полиция хадими дөләт мукапатлири, шуларниң ичидә йүздин ошуқ хадим «Даңқ», «Айбын» орденлири билән мукапатланған екән. Әпсус, уларниң айримлири вапатидин кейин тәғдирлинипту. Төвәндә Қазақстан полициясиниң тарихиға нәзәр ташлап көрүшни тоғра көрдуқ. Қазақстан Җумһурийитиниң дәсләпки ички ишлар министри генерал-лейтенант М.Берсенов болған. Униңдин кейин һәрхил жилларда министрликни В.Шумов, Б.Баекенов, Қ.Сүлейменов, В.Исқақов, З.Турысбеков, Б.Мухаметжанов, С.Баймағамбетлар башқурған. Һазир ички ишлар министри — Қ.Қасымов. 1993-жили февральда бәш күн ичидә комплекслиқ чарә-тәдбирләр даирисидә 324 җинаий топ йоқитилди, 550тин ошуқ җинайәтчи қолға чүшкән. Бу җинайәтчиләр үчүн чоң зәрбә болған. Шуниң нәтиҗисидә җинаий ишлар кәскин қисқириған. 1995-жили Қазақстан Җумһурийитиниң дөләт тәргәв комитети тәшкил қилиниду. Бу МДҺ әллири ичидә илгири һечқачан болмиған һоқуқ қоғдаш оргини болди. Амма бу тәҗрибә умумий җинаий әһвалға сәлбий тәсир қилғачқа, 1997-жили мәзкүр комитет тарқитилиду. Ички ишлар органлири даирисидә һәрбий қурулум салаһийити бар криминал вә мәмурий полиция, шуниң билән биллә һәрбий тәргәв органлири һәм һәрбий полиция қурулиду. 2000-жили министрлик даирисидә тәргәв комитети, криминаллиқ, мәмурий вә йол полицияси тәшкил қилинди. Дөләт рәһбириниң 2013-жили 23-майдики Пәрманиға мувапиқ, патруль вә йол полициясиниң вәзипилирини бириктүрүш бойичә тапшурмисиға бенаән мәмурий полицияниң җәмийәтлик бехәтәрлик вә йол полицияси бөлүмчилири барлиқ дәриҗидә бириктүрүлди. 2014-жили Ички ишлар министрлигигә Пәвқуладдә әһваллар министрлигиниң вакалити қошулди. 2016-жилдин башлап Астана, Алмута шәһәрлиридә, вилайәт мәркәзлиридә йәрлик полиция хизмити ишләватиду.

578 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы