• Спорт
  • 03 Тамыз, 2012

Яш боксчилар күч синашти

Хәлиқара турнир Д.А. Қонаевниң 100 жиллиғиға беғишланди

Буниңдин бир аз вақит илгири Челәк йезисидики Абай намидики мәктәпниң спорт залида Д.А. Қонаевниң 100 жиллиғиға беғишлинип, яш өсмүрләр арисида бокстин хәлиқара турнир өтти. Униңға Алмута шәһири, Алмута вилайити, Шәрқий вә Ғәрбий Қазақстан вилайәтлири билән Қирғизстан Җумһурийити вә Мьянма мәмликитидин болуп, җәми 108 яш боксчи қатнашти. Үч күнгә созулған мусабиқида өз салмақ категориялири бойичә Мьянма, Қирғизстан, Алмута шәһири вә Алмута вилайитидин кәлгән боксчилар өзлириниң пухта тәйярланғанлиғи, маһарити билән алаһидә пәриқләнди. Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, бу хәлиқара мусабиқида «Маливай» командисидин қатнашқан 30 — 32 килограмм салмақтики яш боксчилардин Ренат Баһаров, Дилмурат Розиев, (мәшиқләндүргүчи Шаһавдун Баһамов), 36 килограмм салмақтики челәклик өсмүрләр Д.Шавдинов билән М.Палтушев (мәшиқләндүргүчи Малик Хайруллин), челәклик С.Мамедов, маливайлиқ Меһрат Дамоллаев, қирғизстанлиқ А.Егемберди, С.Қурман, алмутилиқ А.Уреншпаев билән Н.Амангелды вә Мьянма мәмликитидин кәлгән боксчи Лен То Тей өз салмақ категориялири бойичә І орунларни егилиди. Мәзкүр мусабиқини уюштурған вә униңға һамийлиқ қилған Алмута вилайәтлик «Динамо» спорт җәмийити болди. Мусабиқиға хәлиқара дәриҗидики судья Рәхимҗан Сидиқов билән миллий дәриҗидики судьялар Малик Хайруллин вә Шаһавдун Баһамов қазилиқ қилди. Әң муһими, мундақ мусабиқиларниң пат-пат өткүзүлүп туруши, биринчидин, яш өсмүрләрниң спортқа болған қизиқишини ашурса, иккинчидин, уларни хәлқимизниң мунәввәр пәрзәнтлирини һөрмәт қилишқа, уларниң ишиға садиқ болушқа дәвәт қилидиғанлиғи сөзсиз. Мусабиқә ахирида ғалип чиққанлар маддий вә мәнивий соғилар билән рәғбәтләндүрүлди.

Бәкрим САБИТОВ.

Әмгәкчиқазақ наһийәси. СҮРӘТТӘ: турнир  ғалиплири.  

404 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы