• Йеңилиқлар
  • 11 Шілде, 2017

Астаналиқлар узақ яшайду

Елимизниң шан-шөһрити – Астана! Астана елимизда сүръәтлик тәрәққий етиватқан шәһәр. Пайтәхт дәп елан қилинғандин кейин шәһәр ихтисадиға җәлип қилинған инвестицияләр көләми 3,5 миллиард доллардин ашти. Елимизниң баш шәһиридә һаят кәчүрүш узақлиғи оттура һесапта 75,4 яшни тәшкил қилиду. Бу болса, мәмликәт бойичә умумий көрсәткүчтин үч жил ошуқ. Булту пайтәхттә 27 244 бала дунияға кәлди, бу 2015-жилға қариғанда 8 пайиз көп. Анилар өлүми 5 пайиз, балилар өлүми 13 пайиз төвәнлисә, сил кесили елип келидиған өлүм 2 һәссә азайди. Бийил саламәтликни сақлаш бойичә комплекслиқ планни әмәлгә ашуруш башланди. У аммивий спорт-сағламлаштуруш чарә-тәдбирлирини өткүзүш, спорт объектлиридин пайдилинишни тәминләш, сағлам һаят тәризини тәрғип қилиш вә экологиялик әһвални яхшилаш чарилирини көрүш охшаш ишларни өз ичигә алиду. Астанадики Течлиқ вә разимәнлик сарийида (хәлиқ уни «Пирамида» дәпму атайду) бәш лифт бар. Уларниң бири «Президент лифти» дәп атилиду. Қизиқ йери, лифтлар жуқуриға тик әмәс 60 градус янтулиқта һәрикәт қилиду. Мундақ лифтлар дунияда пәқәт Париждики Эйфель мунарисида вә Лас-Вегастики «Люксор» меһманханисидила бар. 2014-жилдин башлап Қазақстандики вә Мәркизий Азиядики әң егиз бена — «Абу-Даби Плаза» комплекси селинишқа башлиди. Униң егизлиги 388 метр болуп, 88 қәвәттин ибарәт. Лайиһәниң баһаси 1 миллиард долларни тәшкил қилған.

517 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы