• Яшлар вә вақит
  • 17 Шілде, 2017

Утуқ дайим яр болсун!

Яш кәлсә — ишқа/ Җумһурийәт Президенти Нурсултан Әбиш оғли Назарбаев Қазақстан хәлқигә йоллиған мәктүплиридә яшларға зор ишәнчә артип, «келәчәк шуларниң қолида», дәп алаһидә тәкитләйду. Һәқиқәтәнму, һазирқи яшлар адәмниң әқлигә кирип чиқмайдиған йеңи идеяләр, креативлиқ ойлар билән һәйран қалдуралайду десәк, ашурувәткәнлик әмәс. Әйнә шундақ қабилийәтлик һәм талантлиқ яшлар биз, уйғурлардиму, йоқ әмәс. Ана тилини мукәммәл билип, өзгә тилларни тәтқиқ қилиш һәркимниң қолидин келивәрмәйду. Бүгүн биз пәхирлинишкә әрзийдиған яш қизлиримизниң бири — Дилбирим Розиева (сүрәттә) тоғрилиқ сөз қилишни тоғра көрдуқ. Дилбирим Реһимҗан қизи Розиева 2010-жили Пәнҗим йезисидики Абдулла Розибақиев намидики оттура мәктәпни түгитип, Алмута шәһиридики Қазақ-Түрк университетиға оқушқа чүшти. Оқуп жүрүп, Түркияниң Орду университетида «Түрк тили вә әдәбияти» бөлүмидә тәҗрибә алди вә у яқтики студентларға уйғур тили вә тарихидин лекцияләр оқуди. 2014-жили университетни муваппәқийәтлик тамамлап, «Аққу» туристик ширкитидә тәҗрибидин өтти. Андин өзи оқуған билим дәргаһиға ишқа тәклип қилинип, һазир шу йәрдә магистратурида тәһсил көрүватиду. Дилбиримниң қол йәткүзгән утуқлири аз әмәс. 2016-жили Түркстан шәһириниң Ғ.Ә. Яссавий университетида, Чимкәнт, Ташкәнт, Бишкек шәһәрлиридә өткән әнҗуманларға иштрак қилди. Шу жилила Алмута шәһәрлик һакимийитиниң, шундақла Қазақстан, Түркия вә Қирғизстан университетлириниң уюштуруши билән Алмутиниң 1000 жиллиғиға беғишланған «Улуқ Ипәк йоли туризми вә сода мунасивәтлириниң Евразия әллиридики тәрәққиятиниң орни» намлиқ ІІ Хәлиқара Түрк дунияси туризми симпозиумиға қатнишип, сертификат елиш бәхтигә муйәссәр болди. «Яш алимлар Евразия форуминиң» қоллап-қувәтлиши билән «Инсан киберсоциализациясиниң педагогикиси вә психологияси» намлиқ маһарәт дәрисигә қатнашқанлиғи үчүн Москва Дөләт университетиниң сертификатиға егә болди. Шундақла бийил Алмута шәһәрлик әнҗуманда «Түрк тилини оюн элементлири арқилиқ үгитиш методикиси» намлиқ мақалиси бойичә маһарәт дәрисини өтүп, «Яш методик» унваниға егә болди. Дилбирим өзиниң тиришчанлиғи түпәйли бийил Түркияниң «Мулла» университетиға грантқа оқушқа чүшти. Бирнәччә қазақчә-түркчә луғәтләрниң һәммуәллипи Дилбирим һазир уйғуршунаслиқ тарихи бойичә илмий ишлар билән бәнт. Бизму, өз новитидә, Дилбиримниң буниңдинму егиз чоққилардин көрүнүшигә тиләкдашлиқ билдүрүп, оқушиға утуқ тиләймиз. Рустәм ҺАШИМОВ, Билал Назим намидики оттура мәктәпниң муәллими. Панфилов наһийәси.

429 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы