• Дидар ғенимәт
  • 20 Шілде, 2017

Курсдашлар 56 жилдин кейин  Чонҗида баш қошти

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,«Уйғур авази»/ Илгәрки Панфилов педагогикилиқ училищеси, һазирқи Яркәнт  гуманитар-техникилиқ колледжи наһийәдила әмәс, вилайәт һәтта җумһурийәт бойичә мәхсус оттура билим беридиған илғар оқуш орунлириниң бири болуп һесаплиниду. Униң асаси Сопи Зәрват  мәктивидин башланған  болуп, тәхминән тохсән жиллиқ тарихқа егә. Өткән вақит мабайнида  билим дәргаһидин  йүзлигән мутәхәссисләр учум болди. Уларниң арисидин муәллимләрла әмәс, алимлар, шаир-язғучилар вә журналистларму йетилип чиқти. Җумһурийитимизниң җай-җайлиридики билим дәргаһлирида оқутуш ана тилимизда жүргүзүлүватқан мәктәпләрдә сүпәтлик билим, аңлиқ тәрбийә бериш йолида  ишләп, һөрмәтлик дәм елишқа чиққан яки бүгүнки күндә маарип саһасида тәр төкүватқанларниң һәммисини санап чиқиш мүмкин әмәс, әлвәттә. Йеқинда 1961-жили мәзкүр билим дәргаһини тамамлиған сабиқ курсдашлар Чонҗа йезисида баш қошти. Педучилищеда у жиллири асасий җәһәттин Алмута вилайитиниң Панфилов, Уйғур вә илгәрки Челәк наһийәлири билән Алмута шәһиридин кәлгән 29 қиз-жигитниң һазир он төртила һаят екән. Шундақ қилип, билим беғиниң бағвәнлири – чачлириға ақ, үзлиригә қоруқ чүшкән бова-момилар бир-бирини бағриға бесип, қериндашларчә дидарлашти. Пуғани қанғичә муңдишиш-сирдишиш мүмкинчилигигә егә болди. Курсдашлар өзлиригә мошундақ шараит яратқан курсдиши Зоя Лимизоваға миннәтдарлиғини изһар қилған  һалда устазлирини әслиди. Болупму куратори  Айимбүви Хизмәтова билән  Реһимәм Ибрагимова вә  Рамазан Ғабдулов охшаш бақийлиқ болған устазлирини, сабиқ курсдашлирини әскә елип, уларниң роһиға тазим қилди. Училищениң уйғур бөлүмини тамамлап, миллий маарипимизниң тәрәққиятиға төһписини  қошқан, һаятиниң әллик жилини яш әвлатни тәрбийиләшкә беғишлап, һазир һөрмәтлик дәм елишта жүргән  пешқәдәм устазлар Ибадәт Җаһанова, Мәмликәт Алимова, Абликим Насиров,  Иминҗан Юнусов, Омақ Сабитова вә башқилар миллий маарипимизниң муһим мәсилилири һәққидә пикир-тәклиплири биләнму ортақлашти. Курсдашлар мундақ әстин чиқмас  дәқиқиләрниң тәшәббускарлири Нариман Тохтаев, Зоя Лимизова, Ғоҗәхмәт Шәмахуновларға миннәтдарлиғини  билдүрүп, бир-бирини қиялмай хошлашти. СҮРӘТТӘ: сабиқ курсдашлар. 

342 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы