• Иҗтимаий мәсилә
  • 28 Шілде, 2017

Яркәнт  базиридики баһалар

Гөһәрбүви Исмайилҗанова, «Уйғур авази»/ Яркәнт шәһириниң мәрикизидә икки базар бар. Қачан бармаң сода-сетиқ қизиған. Шәһәргә кәлгән һәрқандақ адәм бу йәргә кирмәй кәтмәйду.  «Көк базар» атилип кәткән сода мәркизидә көктатниң һәммә түрини тапқили болиду. Йәнә келип, бу йәрдә қиш-яз издигиниңиз тепилиду. Униңдин ташқири коча-дохмушларда,  шәхсий  өйләрниң ишик алдида дуканларни ечип, сода қиливатқанларниң сани көп. Жириғимизниң йеқин болуп, издигинимизгә қол йәткүзүшкә  мүмкинчилик яритиливатқиниға биз хуш. Бирақ  әшу базар вә  дуканлардики баһаниң күндин-күнгә һәддидин ташқири өсүватқанлиғи  һәммимизни тәшвишләндүриду. Йеқинда бир тонушум: «Бу баһаларниң бүгүнкиси әтигә задила охшимайду. Яз келип, бағларда алма-өрүк, көктатлар пишқини билән, бәрибир, бу қиммәтчилик тохтар әмәс. Болупму қоғун-тавуз, лаза-помидор, пиязлар  әрзәнләйдиған күн барму зади?», дәп налиди. Бу шикайәтниң һәқиқәткә нәқәдәр уйғун екәнлигини билиш мәхситидә базарға берип, көктат, мевә-чевиниң баһасиға бирқур көз жүгәртип чиқтуқ. Көк базарниң ичидиму, сиртидиму покәйләрдә рәт-рети билән тизилған алма-өрүк, нәшпүт, бөлҗүргән, қара өрүк, шаптула вә башқиму мәй бағлап пишқан  мевиләрниң һиди димақни яриду. Баһалар һәрхил. Қоғунниң бир килограмми – 150, тавуз – 70, шаптула – 400, алма – 200, нәшпүт – 300, қизил лаза – 450 – 500, көк лаза – 250 – 200, помидор – 200, баш пияз – 200, сәвзә –250, яңию – 150, капуста – 100 – 120 тәңгидин сетиливетипту. Әнди бир килограмм самсақ 700 тәңгә әтрапида болса, бәзи күнлири 1000 тәңгидин сетилидекән. Озуқ түлүк мәһсулатлириға келидиған болсақ, бир мишкап йәни 50 килограмм ун – 5500 – 6000, бәш литрлиқ өсүмлүк мейи 1800 – 2000 тәңгә әтрапида. Әнди гөш мәһсулатлириниңму күн санап өсүватқанлиғиға  немә дегили болиду. Кал гөшиниң бир килограмми – 1500 –1600, қой гөши – 1700, ат гөшиму 1700 тәңгә, қеза-қартиниң бир килограмми  1800 – 2200 тәңгидин сетиливатиду. Биз бу баһаларни өткән жил билән селиштуридиған болсақ, баһалар хелила жуқури, йәни сезиләрлик дәриҗидә өскән.  Қиммәтчиликкә наразилиғини билдүрүватқанлар көп. Йәнә бир ейтип кетидиған нәрсә, Яркәнткә газ берилгини билән униң баһаси хелила қиммәт. Яркәнтликләр һазирчә, қишниң ғемини май-июнь айлиридин тартип көмүр елишқа киришти. Бирақ көмүрниң баһасиму «көңүлдикидәк» әмәс. Бир тонниси бүгүнки күндә 19 – 20 миң тәңгә әтрапида. Бу һәқтә  турғунлар шәһәр вә наһийәлик һакимийәткә қанчә мураҗиәт қилмисун, һеч нәтиҗә чиқмиди. Бу хилдики баһалар, болупму пенсиягә, ярдәм пуллириға яшаватқанларни, һал-оқити төвән вә көпбалилиқ аилиләрни һәләйкүмгә селиватиду. Панфилов наһийәси.

427 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы