• Замандаш
  • 03 Тамыз, 2017

Түрксибниң тохсән яшлиқ аниси

Мөтивәрләр/ Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази»/ Әслидә тохсән яшлиқ бу момай билән болған сөһбитимиз мундақ көтирәңгү кәйпиятта өтиду, дәп ойлимиған едим. Өзи тимән, гәп-сөзи орнида, чақчақчи Тохтихан Шәриповани Түрксиб мәһәллисидә тонумайдиған адәм йоқ. Чүнки у яқ һәрдайим пәқәт өзи хушхой жүридиғанлардин әмәс, бәлки йенидикиләрниму хошаллиққа бөләш хислитигә егә анилардин. Шуңлашқа уни жутдашлири алаһидә һөрмәт қилиду. Тохтихан ана Шәрипова 1927-жили Уйғур наһийәсиниң Чарин йезисида туғулған. У кичигидинла аниси Зувансахандин житим қелип, Модахан вә Мигахан исимлиқ биртуққан қериндашлириниң қолида тәрбийилиниду. Тохтихан аниму мана мошу баққан анилири һәққидә көпирәк тохталди. — Мән улардин бир өмүр рази — дәйду, ана өткән күнләрни әсләп. — Улар мениң җапаримни көп тартти. Чүнки мән туғулуп, көп вақит өтмәй дадам Үсән шу чағлардики түзүмгә бағлиқ Ғулҗиға өтүп кәткән екән. Атам билән қайта көрүшүш бизгә пәқәт 1955-жилила несип болди. Мана мошундақ өмүр сәһипилирини варақлиған Тохтихан ана 6-синиптин кейин билим елиш мүмкинчилигигә егә болалмиғанлиғини ечиниш билән тилға алди. — Шу чағларда сәл саватимни чиқиривалғинимда, бәлким һаятим мунчивала қийинчилиқларға толмиған болар еди. Улуқ Вәтән уруши жиллири етиз-ериқларда биз қилмиған оқәт қалмиди десәм хаталашмаймән. Соқиму һайдидуқ, гүрүчтиму ишлидуқ — дедидә, өзиниң йәнә шу чақчиғи билән «Болдила укам, у күнләрни әслимәйла қояйли» дәп өмүр китавиниң еғирчилиқлар тоғрисидики сәһиписини бирәтола йепивәтти. Мәнму аниниң тәкливини рәт қилалмидим. Тохтихан Шәрипова 1947-жили Исмайил исимлиқ жигиткә турмушқа чиқип, үч қиз, бир оғул тапиду. Ечинарлиғи, Тохтихан ана пәрзәнтлири кичик турупла йолдишидин айрилип қалди. Төрт бала билән тул қалған ана жиғлап-қахшиғанға иш пүтмәйдиғанлиғиға көзи йәттидә, 1968-жили аилиси билән Алмута шәһиригә көчүп кәлди. Дәсләп һәрхил саһаларда әмгәк қилди. Андин шәһәрдики 3-автопаркқа ишқа орунлишиду һәм мошу йәрдин һөрмәтлик дәм елишқа чиқиду. Униң бу йәрдики пидакарәнә әмгигини мунасип баһалиған кархана рәһбәрлиги һәр жили дегидәк санаторийләргә йолланмиларни бәрди. Гепимиз мошу йолланмиларға кәлгәндә, ана йәнә чақчақ арилаш: — Балам, әгәр мениң тоғрилиқ мақалә язмақчи болсиңиз, мавзусини «Сәяһәтчи момай» десиңизму болиду — деди. — Мундақ дейишимиздики сәвәп, тартқан җапалирим бәдилигә Алла таала егәм «дәм алсун» дедиму, иш қилип, иш орнумдин һәр жили дәм елишқа йолланмилар берилип турди. Шундақ қилип, мән тарихий Вәтинимиздики Турпан шәһиридин та Иранғичә сәяһәт қилдим. Илгәрки Кеңәш Иттипақиниң мән бармиған шәһәрлири қалмиди десәмму болиду. Бийил йешим тохсәнгә кәлдим. Саламәтлигим сәл сир берип қалғинини демисәм, илгири жирақ йолларға һечқандақ қийналмай маңиверәттим. Төрт балини ялғуз чоң қилип, уларни оқутуп, өй-отақлиқ қилғичә тартқан җапалири һәққидә бир еғизму сөз қилмай, пәқәт хошал-хорам өткән күнлирини  әсләшни яхши көридиған бу момимизниң йәнә бир алаһидилиги бар екән. — Мән Президентимиз Нурсултан Назарбаев билән бир күндә туғулған, — деди у пәхирлиниш илкидә. — Шуңлашқа 6-июльни тақәтсизлик билән күтимән. Чүнки мениң туғулған күнүмни Президентниңкигә қошуп, пүткүл җумһурийәт болуп нишанлайду. Өзиниң вә әтрапидикиләрниң кәйпиятини һечқачан чүшәрмәйдиған хушчақчақ Тохтихан Шәрипова билән бизму бираз күлкигә ғәриқ болуштуқ. Уни түрксиблиқларниң «алиқинида алма қилип» көтирип жүргининиң сәвәви, ана уларни бирдә күлдүрүп, бирдә уялдуруп, һаҗәт болғанда тоғра йолға башлайдиғанлиғида болса керәк.

734 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы