• Дидар ғенимәт
  • 10 Тамыз, 2017

Шатлиқ дәмлиригә толуп...

Йеқинда Яркәнт шәһиридики  С.М.Киров  (һазирқи Х.Һәмраев) намидики уйғур оттура мәктивини 1967-жили тамамлиған сабиқ синипдашлар ана мәктивимиздә баш қоштуқ. «Әллик жилда, әл йеңи» демәкчи, түнүгүнки бәңваш шагиртлар бу күнләрдә йеши йәткән вә чачлири ақарған бова-момиларға айлиниптимиз. Билим бәргән устазлиримиз билән биллә оқуған синипдашларға болған сеғиниш һиссиятлиримиз түпәйли әтигәндила мәктәп һойлисиға жиғилдуқ. Бизни мәктәп мудири Зульфийәм Мәшүрова қизғин қарши елип, мәктәп бенасиға тәклип қилди. Дәрһал байқиғинимиз — бийил кона бенаниң орниға йеңи заманивий бена қәд көтирипту. Мәктәпни арилап бәхитлик балилиқ чағларни әскә алғандин кейин узун жиллар мабайнида йүзлигән шагиртлии қатарида бизниму мустәқил һаят қойниға учум қилған устазлиримиз Санийәм Босақова билән Разийәм Башизованиң һалидин хәвәр елип қайттуқ. Шундақла мәрһум устазимиз Айимбүви Хизмәтованиң өйигә берип, дуа-тәгбир оқудуқ. Учришишниң иккинчи қисми шәһиримиздики «Атлантик» ресторанида кәчки дәстихан әтрапида  давамлашти. Баш қошушқа Бишкек, Әнҗан, Голландия  вә Алмута шәһәрлиридин савақдашлар келип қатнашти. Шуларниң бири нурғун жиллар мабайнида җәнубий пайтәхттики Заря Востока мәһәллисигә орунлашқан Мурат Һәмраев намидики 150-мәктәптә мудир болуп ишлигән синипдишимиз, пешқәдәм устаз Музәппәр Зайитов «Мәрипәт чириғини яққанлар» намлиқ китавини һәммимизгә соға қилди. Синипдашлар бир-биримиз билән дидарлишип, пуғанимиз қанғичә муңдаштуқ. Аримиздин бевақит бақилиқ болған достлиримизни вә улар билән өткүзгән бәхитлик күнлиримизни әсләп, көз яш қилиштуқ. Биз, қәдинас синипдашлар, бу учришишта бир-биримизгә тоймай, унтулмас дидар ғенимәт дәмлиригә чөмүп, чоңқур тәсиратлар илкидә өйлиримизгә қайттуқ. Турған Розиев. Панфилов наһийәси.

323 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы