• Шеирлар
  • 10 Тамыз, 2017

Жиғла, қәлбим, йәтмигән бир арманға

Патигүл МӘХСӘТОВА Кетипту жиллар туйдурмай өтүп Ғәмсиз бир чағлар туғулған күнни, Қарши алаттим тақәтсиз күтүп. Яңрап өйүмдә күлкиләр үни, Кетипту жиллар туйдурмай өтүп. Жиллар билән тәң узап йеқинлар, Төрүм қалди бош, тапмидим амал. Өмүр-күзүмму аста йеқинлар, Теңип бешимға ақ чачтин ромал. Ойда варақлап өмүр бәтлирин, Сеғиниш ичрә артқа қайтимән. Туғулған күнүм хиялда шерин, Жүрәк нахшамни муңлуқ ейтимән... Жиғла, қәлбим, йәтмигән бир арманға Қоғлап жүрүп арманни туталмастин, Жүригимму совиди от алмастин. Өтүп барар бу өмүр, учуп барар, Қув вақитни әгишип, һеч қалмастин. Қандақ өтти бу жиллар? Чүшәнмидим!.. Яшлиқ нәдә? Мән нәдә? Ишәнмидим!.. Бу ялғанчи өмүрниң ғеми билән Чирмап бағлап өзәмни кишәнлидим. Қандақ қайтай баһарим-яшлиғимға, Ақ таңларниң тозиңи чачлиримда. Муңлуқ күзниң яприғи кәби титирәп, Қәлбим өксүп жиғлайду бир арманда... Жиғла, қәлбим, йәтмигән бир арманға, Бәзләп сени чүшмәймән мән араңға. Яшисамму ашиқ боп бу өмүргә, Дава издәп тапмидим дил ярамға... Жиғла, қәлбим, йәтмигән бир арманға. Қени әнди анам болседи?.. Әлләй етип пәпиләп баққан, Томурумда ақ сүти аққан, Меһри қуяш бағрини яққан, Қени әнди анам болседи?.. Пәрзәнт үчүн отқиму кирип, Керәк болса, көкригини йерип, Чидайдиған жүригин берип, Қени әнди анам болседи?.. Қоли қадақ, силиқ алиқан, Яман көздин сақлиған қалқан, Адәм қилип қатарға қатқан, Қени әнди анам болседи?.. Көйнәк ямақ, көңли кәң, пүтүн, Өмри өткән ишләп күндүз-түн, Жүригидә көйүк-дәрт, түтүн, Қени әнди анам болседи?.. Иссиқ-соғда йөләкчи болған, Дәртлиримни тәң бөлүп алған, Тәшвишләрдә чечи ақарған, Қени әнди анам болседи?.. Достлар кәтсә мениңдин кечип, Дүшмән күлсә зәһирин чечип, Дуа берәр йолумни ечип, Қени әнди анам болседи?.. Кирип кәлсәм өйүмгә күлүп, Алидиған шатлиғим бөлүп, Кетидиған йолумда өлүп, Қени әнди анам болседи?.. Жүригимни әләмләр тиғлап, Кирип кәлсәм өйүмгә жиғлап, Бәзләйдиған мени қучақлап, Қени әнди анам болседи?.. Тәғдир күлүп кәлсиму амәт, Байлиқ йоқкән анамдин қиммәт. Өй төригә ярашқан қамәт, Қени әнди анам болседи?.. Күндә берип һалини сорап, Өрүп қойсам чечини тарап, Соалиға бәрсәм һәм җавап, Қени әнди анам болседи?..   Анам һиди сиңгән дәп пурап, Ромалини бойнумға орап, Тәлмүримән рәсмигә қарап, Қени әнди анам болседи?.. Өтәр күнләр сеғинип жиғлап, Надамәтләр жүрәкни тиғлап, Бир дәқиқә алсам қучақлап, Қени әнди анам болседи?.. Қәбир ташта арманлар қетип, Йоллар бойи хиялға петип, Жирақлардин кәлгәндә йетип, Қени әнди анам болседи?.. Арманларға тапалмай җавап, Һиҗран қәлбим чавриди кавап. Қәбир ташқа қилғузмай тавап, Қени әнди анам болседи?.. Сарғайди сәвир... Вақит алдап учуп бариду, Жиллар мәндин қечип бариду. Туйдурмастин өткән өмүрни, Төрт пәсилгә чечип бариду. Сеғинимән сеғинмай десәм, Йәнә йоқсән сеғинип кәлсәм. Сеғинмастин қандақ чидарсән, Жирақларда сеғинип өлсәм. Җеним, мени баһар боп чақир, Ят әмәсмән саңа мән ахир. Сеғинишниң нахшисин ейтип, Жутқа қайтар һәттаки қақир. Сәнсиз жүрәк чәкмәктә җәбир, Мискин қәлбим дәрдимгә қәбир. Күндә сәндин күтүп хуш хәвәр, Муңлуқ йүздә сарғайди сәвир... Кәтмәк үчүн келәркән адәм Йеқинларға тутқузуп матәм, Кәтмәк үчүн келәркән адәм. Алданғачқа ялған һаятқа, Бевапа дәп аталған аләм. Бири кетип, бири келиду, Бири жиғлап, бири күлиду. Өмүр билән өлүм арисин, Бир дәқиқә вақит бөлиду. Бири кәтсә ташлап бемәзгил, Бири үчүн узақтур мәнзил. Марап келәр әҗәл рәһимсиз, Қилалмайсән униңға һәзил. Бу панидин кәткичә адәм, Тәғдир-йолға ташлайду қәдәм. Әң адаққи дәқиқисидә, Бир Алладин сорайду ярдәм... Йеқинларға тутқузуп матәм, Кәтмәк үчүн келәркән адәм... Қилма муһтаҗ Еқин судәк өтмәктә өмүр дегән, Өтүп барар күнлирим ғемин йегән. Мәнзил-қирғақ жирақму яки йеқин, Бир Алладин башқиси билмәйдекән. Киймигәчкә тәғдирдин бешимға таҗ, Көп нәрсигә өмүрдә бар еһтияҗ. Шу мәнзилгә йәткичә, улуқ Алла, Хар қилмиғин бәндәңгә, қилма муһтаҗ. Бир Аллаға бойсунуп Йолум болуп бәзидә, бәзән болмай, Өткән күндин бәзидә көңүл тоймай. Мән келимән тенимәй өз йолумдин, Уруп-соқуп тәғдирим аяп қоймай. Йоқ болғачқа қенимда ялақчилиқ, Жүригимни әткәндә әләм тилип, Бәрдашлиқни чиң тутуп чидидим мән, Қуюлсиму яшлирим чинәмгә лиқ. Йоқ болғачқа қенимда икки үзлүк, Көзгә ейттим һәқ сөзни кесип-үзүп. Һәммигә тәң яқмиғач бу қилиғим, Дост тапмидим қәләмдин башқа түзүк.   Бәрдашлиқтин әшундақ савақ бәргән, Тәғдиримгә һәргизму рәнҗимәймән. Үзүлгичә тарлири жүригимниң, Бир Аллаға бойсунуп яшай дәймән. Бармиса әгишип Қәләмни тохтатмай кечә һәм күндүз, Иҗатниң йолида маңдим әгир-түз. Кәлмәктә әгишип зерикмәй һаман, Һәсәтму мениңдин өрүмәстин үз. Бәрдашлиқ тизгинин қолумдин бәрмәй, Һәсәтниң йүзини көрсәмму көрмәй, Келимән Алладин сәвирлик сорап, Қәлимим тохтимас турғанда өлмәй. Өлмәк бар бирақта ахири бир күн, Тохтайду қәлимим, тохтайду һәм үн. Бармиса әгишип қәбиргә һәсәт, Дәп тәшвиш илкидә жүримән бүгүн. Бәрибир қәбирдә ятимиз берип Һәммини өзгәргән замандин көрүп, Келимиз башқичә бир өмүр сүрүп. Қолида бар ятни туққан дәп санап, Қол қисқа туққандин кечип, үз өрүп. Амити кәлгәнләр көксини керип, Қарайду яқтурмай қапиғин түрүп. Унтулуп бир чағлар кийгән чоруғи, «Су ичкән қудуққа жүрәр түкирип». Еһтияҗ чүшсә гәр һеҗийип, күлүп, Йорғилар алдиңда арамиң бөлүп. Бирақта йәнила иши пүткәндә, Хәвириң алмайду қалсаңму өлүп. Тонумай турсиму тонғандәк берип, Байларниң тавутин маңар көтирип. Көз жумса аләмдин аддий бир Инсан, «Ғерипқа жиғлайду йәнила ғерип». Пул-байлиқ кәйнидин жүгришип һерип, Адимий хисләтни қойдуқ жүтирип. Өлгәндә тәң болуп гадаму-байму, Охшашла қәбирдә ятимиз берип. Бәш күнлүк аләмдә жүргәндә тирик, Яшайли яхшилиқ уруғин терип... Йеникләтмә артқан жүкүмни Һаят-мәктәп қоюп мана икки бәш, Аста марап йетип кәлди әллик бәш. Еғир жүкни артивелип мүрәмгә, Даван аштим қәләм тутуп әртә-кәч. Өтти һаят, өтти жиллар байқимай, Меһнәт етип тәр төксәмму, бай қилмай. Амәт қуши қонмисиму қолумға, Мән яшаймән вижданимни лай қилмай. Өлүм ялмап азлап барар қериндаш, Тикләп қоюп қәбирләргә бирдин таш. Учти жиллар шамал кәби ғуюлдап, Қуримиди техи бирақ көздин яш. Болғинидәк қизилгүлдә һәм тикән, Дүшмән болди талайлири дост дегән. Шалаңлашти чин достларниң қатари, Бевақ әҗәл йепиндүрүп ақ кепән. Хиялимда чекинимән өтмүшкә, Охшитимән уни шерин бир чүшкә. Өтти һаят, өтти жиллар байқимай, Алалмаймән сетип алтун-күмүчкә. «Өзәм үчүн яшимидим  ойлисам, Яришатти маңиму той ойнисам! Өмүр бәрмәс Алла һәргиз несийгә, Болди, әнди қәлимимни қоймисам». Дедим, бирақ қойдум алға бөкүмни, Виҗданимму чиқарди бу һөкүмни: «Қанчә даван апарсаңму, о Алла, Йеникләтмәй йәткүз артқан жүкүмни».                              Орнини толтурар бүгүн ейт, кимиң?.. Мән аддий бир шаир Алла йөлигән, Достлирим жиғлиса, чәттә күлмигән. Һаясиз наданлар япқанда яла, Ичимдә миң өлүп, бирақ өлмигән. Бир шаир туғулса, толғинар зимин, Шаирлар өлгәнгә ким тапар имин? Бемәзгил һаяттин өткән шаирлар Орнини толтурар бүгүн ейт, кимиң?.. Бар чағда шаирни алалмай аяп, Өлгәндә «исит» дәп сөзлидуқ вайсап. Язсақму көз яшқа чилап қәләмни, Бемәзгил өлүмгә көндүрди һаят. Һәммимиз кетимиз, бу — қанунийәт, Унтулар ахири ғевәт-шикайәт. Шатланма, бемәзгил өлсә гәр шаир, Шеири яңрайду әбәдил-әбәт. Хуш қилсун Йоқ бүгүн йенимда анам-периштә, Роһ болуп учмақта әнди әриштә. Өтмәктә күнлирим анамни әсләп, Үзүлмәс жүрәккә чигилгән риштә. Анамсиз баһарда гүллирим солди, Анамсиз қәлбимгә һәсрәт-муң толди. Анам бар дәп көңлүм тоқ жүргән күнләр, Һечқачан қол йәтмәс арман боп қалди. «Мениңсиз нечүктур һалиң, балам?» дәп, Чүшүмдә сорайду бәзән әнсирәп. Келимән алдинип шу шерин чүшкә, Оңумда тапалмай анамни издәп. Анамниң әксини көрдүм қуяшта, Ақ ромал йепинған чоққида-башта. Көкләрдин төкүлгән ямғур тамчиси, Қошулди жүрәктин тамчиған яшқа. Анамсиз гүл рәңлик чирайим өңди, Тәғдирим анамсиз һаятқа көнди. Шеирим җәннәтниң беғини кезип, Анамниң роһини хуш қилсун әнди. Ишәнгиним — бир пәрвардигар Шеиримда сени бар қилдим, Шеиримда сени яр қилдим. Арманларда саңа йетәлмәй, Ашиқ дилни, билсәң, хар қилдим. Издисәмму кәң аләм ара, Тепилмиди қиясиң әсла. Интизар боп гөзәл һөснүңгә, Сеғиништин жүригим яра. Анам кәби гүл чирай бағлар, Атам кәби бәк мәғрур тағлар, Чүшлиримдә Или бойида, Изим қалған бәхитлик чағлар. Жүрәк титирәр гояки япрақ, Йеқип дилға үмүттин чирақ. Йезилмиған дастаним мениң, Жирақтики әң йеқин тупрақ. Сәндә җасур Лөтүн роһи бар, Сәндә дәртмән Билал аһи бар. Далаларда юлғун қизарған, Өткүр төккән әләм-зари бар. Тәшвиш ойлар бәрсиму азар, Тәшналиқтин дилим интизар. Бу ялғанда бир чүшәнгиним, Ишәнгиним — бир пәрвардигар. Бар турсаңму йоқлуғуң әләм Таңни қучқан шамал мисали Хияллирим учар сән таман. Көзлиримдә һиҗранниң сели, Сеғинимән сени мән һаман. Юлтузларға тәлмүрүп түндә, Саңа, җеним, салам йоллаймән. Жүрәлмәстин бағриңда күндә, Жирақларда сени қоллаймән. Десиму гәр «бири кам аләм», Сәндин, җеним, кәчмәймән һәргиз. Бар турсаңму йоқлуғуң әләм, Нәдә қалди карван маңған из? Сени издәп мәнзил йоқ йолда, Бәхтим кәтти адишип, тенәп. Сөйгүң қалди өртәнгән дилда, Өтәр өмүр бир сени кинәп. Бир Аллаға қилип илтиҗа, Саңа бәхит сораймән, җеним. Арманлирим болғанда бәҗа, Мәйли роһқа айлансун теним. Сән немини ойлайсән, дәрәқ? Йәнә кәлдиң сарғийип, күзүм, Солғун рәңгиң алди һәм йүзүм. Сеғиништин жүригим җул-җул, Алла қанчә бәрсиму төзүм. Чанақларда яш толуп көзүм, Әләмләрдин жиғлайду сөзүм. Һисдаш кәби бараңдин марап, Мөлдүрләйду бир сапақ үзүм. Дәртлиримни көкләргә улап, Ямғур яғди аста тамчилап. Җудалиққа чидимай асман, Ана йәргә һал ейтти жиғлап. Учуп кәтти турнилар жирақ, Қарап қалдим, қәлбимдә пирақ. Қулиғимда муңлуқ аһаңлар, Пилдирлайду үмүтүм-чирақ. Төкүлмәктә сарғайған япрақ, Шамал қоғлар япрақни жирақ. Бой бәрмәстин дәрәқ түвигә Олишиду ғазаңлар бирақ. Күздәк муңлуқ хиялда қарап, Мәйүс қәлбим һиҗрандин харап. Сән немини ойлайсән, дәрәқ, Ғазаңларни түвәңгә орап?.. Қуруқ гәп билән өткүзүп вақит Қуруқ гәп билән өткүзүп вақит, Бүйүк арманни биз қилдуқ сақит. Оюн-күлкидин кәчмидуқ зади, Болуп турсақму һәммидин вақип. Қәлбим деңиздур, арманлар — долқун, Мәнзилгә йәтмәй жутмақта опқун. Мону заманда адәмләр түгүл, Һәтта ойлиған хияллар сатқун. Жирақлап кетип мән күткән висал, Таңдим бешимға һиҗрандин ромал. Чөлдә қамқақни әгишип қоғлап, Һувлап жиғлайду һазидар шамал. Һәсрәт-муңлардин әйлинип харап, Бүйүк тағларму кәтти пакалап. Қузғун тенәткән мискин кейик һәм, Қарар жирақтин чөчүп, тиңирқап. Гөзәл бағларда қарғилар яйрап, Чаң кәлтүриду өзичә сайрап. Гүлләргә ашиқ булбуллар таңда, Җим-җит тиңшайду уйқилиқ қарап. Күнләр бойниға есип қоңғурақ, Өмүр карвини узиди жирақ. Бовам излири қалған далада, Юлғун гүллири чачиду пурақ. Қуруқ гәп билән өткүзүп вақит, Бүйүк арманни биз қилдуқ сақит. Сораймән мәдәт Дилимни әзмәктә йәнә дәрт-һәсрәт, Сени бир көрүшкә тапалмай пурсәт. Титирәйду әндикип һиҗрандин қәлбим, Тәшнамән бағриңға, ай йүзүң көрсәт. Жүрәктә арман боп ғенимәт чағлар, Дидариң издәймән, үн қатмас тағлар. Һәр таңда сениңдин күтүп хуш хәвәр, Сеғиниш муңидин сарғайди бағлар. Аһ, һәҗәп тәғдирим қойдум талашта, Сениңсиз өмүрни суғирип яшта. Тапмасмән сәндәкни җаһанни кезип, Пушманда миң қетим урсамму башқа. Бир чағлар яшниған бәхтимиз қайда? Сөйгүдин қурулған тәхтимиз қайда? Сениңсиз өтмәктә өңүп бу һаят, Мәнисиз, рәңги йоқ өмүр нә пайда? Жүрәксиз мән бүгүн жүригим туруп, Дүпүлдәп соқсиму көкрәктә уруп. Шеирим бир мәлһәм су болди маңа, Сөзләлмәй қалғанда ләвлирим қуруп. Чарисиз дилимда толған надамәт, Сениңсиз — жүрәксиз яшаш екән дәрт. Йәткүзәр дәп мени арманға ахир, Сәҗдидә Алладин сораймән мәдәт. Өкүнүш Бевақ учуп кәттиңғу, Юлтузларға йәттиңму? Издәп түндә самадин, Дилни харап әттимғу... Юлтуз болуп қариғин, Юлтуз болуп мариғин. Йәрдә әркә сиңлиңниң Унтумиғин барлиғин. Билиндүрмәй тешимда, Тунҗуқимән йешимға. Сеғинғанда, акиҗан, Тепилмидиң қешимда. Көйүк бағрим сөкүлүп, Кәтсә дәрдим төкүлүп, Сәвир сорап Алладин, Турдум үнсиз өкүнүп... Тепишармиз Тенәп кәткән арминим, Издәп сени тапмидим. Ишқиңда мән өртәндим, Сөйгинимдин танмидим. Хиялимда учимән, Берип сени қучимән. Илһамимниң ишигин, Түндә саңа ачимән. Ойда күлүп бақисән, Маңа бағриң яқисән. Юлтуз кәби сәнму һәм, Йенип-өчүп ақисән. Арман болуп мән саңа, Арман болуп сән маңа, Өтүп барар бу өмүр, Өкүнүштә, пушманда. Йәтмидуқ дәп арманға, Җеним, һәргиз муңланма. Тепишармиз җәннәттә, Учрашмисақ ялғанда. Шеирийәт дәрдини жүрсәм һапашлап Әсир боп яшаймән илһам-ойларға, Шеирниң ишқида нә бир койларда. Арамим йоқитип шерин азаплар, Баралмай жүримән бәзән тойларға. Шеирим-ашиғим қәлбим қучақлап, Мисралар зәнҗири орайду бағлап. Әшу чағ йорғилап қәлимим-етим, Чүшиду бәйгигә илһамни қоғлап. Ой-деңиз түвидин сөзләрни қезип, Һәр сөзни рәндиләп, он қетим сизип, Қәлбимгә яққанни бояп һисларда, Мисраға қачилар марҗандәк тизип. Дутарниң таридәк муңлуқ буғулдап, Жүригим титрисә бәзән дәрт тиғлап, Шеирим көз яшқа чилинип биллә, Мисралар ақиду тәң өксүп жиғлап. Шеирим — яшлиғим, баһарим, назим, Шеирим — қиялмай хошлашқан язим. Шеирим — сеғиниш сарғийип күздә, Жүрәктин төкүлгән муңлуқ күй, сазим. Шеирим — йәтмигән сөйгү, от сезим, Шеирим — шум әҗәл булиған қизим. Шеирим — өмүрниң карвини билән Тохтимай тәң меңип қалдурған изим. Кетәлмәй, кечәлмәй шеирни ташлап, Яшаймән бәзән шат, бәзән көз яшлап. Арминим, ахирқи дәқиқигичә, Яшисам шеирийәт дәрдин һапашлап... Болсиму бәк еғир шаирлиқ дәрди, Бу дәртни қудрәтлик бир Алла бәрди. Қәлбимни чүшәнгән хәлқим бар екән, Йоқимас һечқачан шеирим қәдри. Қәләмдаш акилар хатирисигә Айрилсамму силәр кәби яхшилардин, Айрилмидим силәр ейтқан нахшилардин. О қәләмдаш акилирим, бевақ кәткән, Қәлбимгә бәк йеқиндиңлар башқилардин. Иҗат йолда силәр билән сирдаш болдум, Қайғурсаңлар тәң қайғуруп, биллә күлдүм. О қәләмдаш акилирим, бевақ кәткән, Шу күнләрни кинәп әсләп, муңға толдум. Иҗат йолда күзитип һәр қәдимимни, Баһалиған силәр мениң қәлимимни. О қәләмдаш акилирим, бевақ кәткән, Аримизда йоқлуғуңлар әзди мени. Тиңшап өсүп аниларниң әллийини, Шеирларға төккән арман, тәлийини, О қәләмдаш акилирим, бевақ кәткән, Йәңгәндиңлар бәйгиләрдә талийини. Йеңәлмәстин бирақ тәғдир тәнисини, Паналиған мәңгү қәбир гәмисини, О қәләмдаш акилирим, бевақ кәткән, Бизгә мирас қалдурдуңлар һәммисини. Тапмисамму издәп әнди  өзәңларни, Унтумаймән һәргиз яхши сөзүңларни. О қәләмдаш акилирим, бевақ кәткән, Поэзиядә давам етәй изиңларни. Айрилсамму силәр кәби яхшилардин, Айрилмидим силәр ейтқан нахшилардин...

817 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы