• Яднамә
  • 17 Тамыз, 2017

Дадамниң арзулирини әмәлгә ашурдуқ

Пәрзәнт ләвзи/ Мениң дадам Аван Өмәров 1979-жили әндила әллик икки яшқа толғанда дуниядин өтти. У қисқа, амма ярқин һаят кәчүргән инсан. Һаят болса, бийил 90 яшқа толаттекән. Қәдирданим, әпсус, туюқсиз, һәммә җәһәттин тавланған, күч-қувәткә толған пәйтидә аләмдин өтти. Арқисида зар қахшап биз, пәрзәнт-нәврилири, қалдуқ. Бүгүн дадам һаят вақтидики күнләрни әсләп, мошу әслимини йезиватимән. Аддий аилидин чиққан дадам мәктәптин учум болғандин кейин, Яркәнт педагогика училищесида тәһсил көриду. Оқушни тамамлап, туғулған жути Довунда муәллим, кейинирәк мәктәп мудири болуп ишләйду. Арилиқта әмгәктин қол үзмәй, Абай намидики ҚазПИниң қазақ тили вә әдәбияти факультетини тамамлайду. Мән туғулған 1957-жили Уйғур наһийәлик партия комитетиниң инструктори болуп Чонҗиға ишқа йөткилиду. 1963-жили Чоң Ақсу йезисидики оттура мәктәпниң мудири болуп тайинлиниду. Кәсипдашлириниң ейти­шичә, дадам қәтъий, амма адаләтпәрвәр рәһбәр, маһир тәшкилатчи болған екән. Әндила 1-синипқа қәдәм ташлиған мениң үчүн буни чүшиниш тәс еди. Яхши баһалирим билән пәхирлинип, дадамниң Чонҗидин яки Алмутидин елип кәлгән рәңлик китаплириға хошал болуп жүргән пәйтлирим. Аилимиздә китап оқушқа алаһидә көңүл бөлүнәтти. Дадамму, апамму бизни шуниңға  дәвәт қилатти. Һелиму ядимда, чоң һәдәм Венера 7-синипта оқуватқинида рус тили пәниниң муәллими қизиқ тапшурма берипту. Йәни йәттә «о» һәрипи бар сөз тепиши керәк екән. Бу мәсилидә һәдәмгә дадам ярдәмгә кәлди. Иккиси өйүмиздики барлиқ китапларни, луғәтләрни ахтуруп чиқишти. Хелә узақ вақит издинишләрдин кейин улар һелиқи сөзни тапти. У «обороноспособность» дегән сөз екән. Шу чағда дадам: «Мана китап-луғәтләрниң қиммити мошу йәрдә» дегәндәк қилип, апамға мәналиқ қариған еди. Апамму нурғун китап оқатти һәм яхши көрәтти. Амма алтә балиси бар аддий мәктәп мудириниң айлиқ мааши артуқ пул хәшләшни, көп китапларни елишни көтирәлмәтти. Апам буни яхши чүшәнгәчкә китап сетивелишқа қизғин берилип кәтмәтти. Бирақ жуқурида тәкитлигән дадам билән һәдәмгә мунасивәтлик вақиә мениң үчүн китап вә луғәтләрниң қәдир-қиммитини техиму ашурувәтти. Дадам бизниң китап оқушқа болған һәвәсимизни күчәйтиш үчүн һәрхил оюнларни ойлап тапидиған. Бир күни у «Дунияниң кичик атласи» дегән китапни сетивапту. Китап наһайити кичик болуп, йезиқлирини аран көргили болиду. Дадам мошу атластин у яки бу йәрни тепишимизни җекиләтти. Бәзидә униң тапшурмисини орунлашқа бир һәптидәк вақит кетидиған. Амма тепивалғанда хошал­лиғимизниң чеки болматти. 1965-жили Уйғур наһийәси мустәқил наһийә статусини алғанда дадам қайтидин наһийәлик партия комитетиға ишқа тәклип қилинди. У бу йәрдә инструктор, тәшвиқат вә тәрғибат бөлүминиң башлиғи, кейинирәк Уй­ғур наһийәлик иҗраий комитети рәисиниң орун­басари хизмәтлирини атқурди. У қәйәрдила ишлимисун, инсан болуп қелишқа тиришатти. Адәмләр униңға һәрхил мәсилиләр билән мураҗиәт қилидиған. Дадам улар­ниң муәммалирини диққәт билән тиңшап, имканийитиниң яр беришичә ярдәм қолини сунатти. Хәлиқ уни һөрмәтләтти һәм яхши көрәтти. Мошу жиллар ичидә дадам һәққидә пәқәт яхши сөзләрни аңлидим. Бир күни дадам өйүмизгә россиялик этнограф алимларни башлап кәпту. Апам уйғурниң таамлирини тәйярлап, пайпетәк болупла кәтти. Бу сорунда дадам алимлар алдида нурғун сөзлиди. Дадамниң ейтқанлирини москвалиқлар вә ленинградлиқлар наһайити диққәт билән тиңшиди. Кейинирәк уқушсам, һелиқи бизниң өйгә кәлгән алимлар өзлириниң намзатлиқ вә докторлуқ диссертациялири үчүн материал жиғишқа кәлгән уйғуршунаслар екән. Тил мутәхәссиси сүпитидә дадамму уларниң ишиға хелила ярдәм қилған охшайду. Әйнә шундақ алимлар ахирқи қетим бизниң өйгә 1976-жили қәдәм тәшрип қилған еди. Уларни яш алим Мурат Һәмраев башлап кәпту. Дадам шу пәйттиму халис ярдимини айимиған еди. Шуңлашқа бизниң меһмандост өйүмиздин язғучи-шаирларниң, артист­ларниң айиғи үзүл­мәйдиған. Дадам сәнъәткә бәк иштияқ бағлиған инсанлардин еди. У дутар, равап, тәмбүр, скрипка челип, нахшиму ейтидиған. Әйнә шу жиллири мән атақлиқ алимлар М.Һәмраев, З.А.Листвинова вә А.М.Решетов билән тонушқан едим. Улар дадамни наһайити һөр­мәт қилатти. У вапат болғанда тәзийә телеграм­милириниму әвәт­кән. Да­дамниң вапатидин кейин узун жиллар давамида мән шу алимлар билән қоюқ арилишип турдум. Дадам билимгә наһа­йити хуштар болидиған. Биздинму шуни тәләп қилатти. У шу жиллири аммибап һесаплинидиған «Огонёк», «Вокруг света», «Наука и жизнь», «Здоровье» вә башқиму нәширләргә муштири боли­диған. Әлвәттә, уйғур тилидики гезит-журналларниңму турақлиқ муштири еди. Дадам гезит яки журнални жиртқузмайдиған. Жиғип, түпләп қоятти. Пәқәт маңа «Огонёк» журналидин сүрәтләрни қийивелишқа рухсәт беридиған. Төртинчи синипта оқуватқан пәйтимдә, дадам маңа алфавит бар қоюн дәптәр соға қилди. «Бу сениң луғитиң үчүн. Әгәр китап оқуғанда натонуш сөз болса, мошу қоюн дәптәргә йезип қой» дегән еди. Бу яхши адәтни һазирғичиму давамлаштуруп келивати­мән. Дадам уйғур вә қазақ әдәбиятини наһайити көп оқуйдиған. Һаятиниң ахириғичә рус классик әдәбиятиға қизиқип өтти. У қазақ, уйғур вә рус тилида докладларни язатти. Сөзлигәндә көпчиликниң диққитини бирдин өзигә җәлип қилалайдиған натиқлиқ қабилийәткә егә еди. Мән кичик вақтимда журналист болушни арман қилаттим. «Бу яхши, амма аялларниң кәспи әмәс. Сән филология факультетини түгитип, шеир яки мақалә йезишиң мүмкин. Журналистикиму сениңдин қечип қутулалмайду» дәйдиған. Дадамниң мәслиһити билән муәллим болушни қарар қилдим. Мәктәптә ишлидим, кейинирәк институттиму дәрис бәрдим. Қисқиси, шәкилләнгән һаятимға һеч өкүнүшүм йоқ. Дадам медициниғиму қизиқатти. У «Здоровье» журналини наһайити көп оқатти. Наһийәлик ағриқханиниң баш врачи А.Әмитахунов билән узун жиллар дост болди. Барлиқ дохтурларни һөрмәтләтти. Яш мутәхәссисләрни дәрһал өй билән тәминләшкә тиришидиған. Һелиму есимдә, һазир тонулған врач Омарқан Садықов наһийәмизгә кәлгәндә униңға пәтир елишқа  ярдәм қилған. Һәдәм Саһибәм медицина институтиға чүшүш истигини билдүргәндә дадам наһайити хошал болған. У оқушини тамамлап, наһийәлик ағриқханида ишләшкә башлиғанда дадам иккисиниң сөһбити түгимәйдиған. Бәзидә мән қизғинипму кетәттим. Чүнки уни мениң кәспим қизиқтурмайдиғандәк билинәтти. Амма мән ишләватқан рус мәктивиниң мудири П.Щербаков вә муәллимләр билән дадамниң мунасивити яхши еди. У дайим мәктәпниң коллективи яхши екәнлигини тәкитләп, бу йәрдә тәҗрибә топлишим лазимлиғини дайим җекиләйдиған. Һәқиқәтәнму мошу билим канида топлиған тәҗрибәм кейинки әмгәк паалийитимдә әсқатти. Дадам әгәр дәристә балилар дәрис тиңшимай, шохлуқ қилса, демәк, муәллим уларға һечқандақ пайдилиқ вә қизиқарлиқ нәрсини берәлмиди дегән сөз, дәп тәкитләйдиған. Бу һәқиқәтәнму шундақ екән. Униңға мән кейинирәк ениқ көз йәткүздүм. Жуқурида ейтип өткинимдәк, дадам һәқиқәтәнму даналиқ чоққисиға йәткәндә һаяттин өтти. Униң билим-тәҗрибисидин үнүмлүк пайдилинишқа болатти. Болупму биз, балилири үчүн наһайити һаҗәт еди. Униңдин кейин барлиқ еғирчилиқ әндила қириқ сәккиз яшқа киргән апамниң зиммисигә чүшти. Әпсус, апамму бари-йоқи 64 йешида дуниядин өтти. Дадамниң вапатидин кейин мән, бәзидә бир ишни қолға алғинимда, «Буни дадам қандақ һәл қилаттекин?» дәп ойлаттим. Мениң балилиримни, нәврилиримни көргән болса, хошаллиғидин беши көккә йетәр еди. Әпсус, у бу бәхиткә йетәлмиди. Мән ойлаймәнки, дадам пәрзәнтлири билән һәқлиқ рәвиштә пәхирләнсә болиду. Һәдәм Венера 45 жил давамида Чонҗида наһийәлик ағриқханида әмгәк қилди. Саһибәм болса, тәҗрибилик врач-гемотолог. Ахирқи жиллири Қазақстан Саламәтликни сақлаш министрлигидә мәмурий хизмәтләрдә болди. Мән узун жиллар давамида Асфендияров намидики медицина университетида оқутқучи болуп ишлидим. Ахирқи вақитларда әл-Фараби намидики Қазақ Миллий университетида оқутқучилиқ қилип, шу йәрдин һөрмәтлик дәм елишқа чиқтим. Акам Аман болса, өзиниң сөйүмлүк иши – җиһаз ясаш билән шуғуллинип келиватиду. Кичик инимиз Көйүмчан йәттә жил давамида Уйғур наһийәсиниң һакими болди. Һазир Алмута вилайәтлик йеза егилиги башқармиси рәисиниң орунбасари. Кәнҗимиз Зибидәм болса, Алмутидики қабилийәтлик балиларниң оқуш мәркизидә оқутқучи болуп ишләватиду. Дада, хатирҗәм бол! Биз сениң үмүтиңни ақлаш йолида меңиватимиз. Худаға шүкри, 12 нәврәң, 12 чәврәң өсүватиду. Сениң 90 жиллиқ тәвәллудиң һарписида әң кичик нәврәң Бәхтияр оттура мәктәпни әла баһаларға тамамлап, Қазақстан – Россия медицина университетиға оқушқа чүшти. Роһиң дайим бизни қоллиғай. Сениң «Аван» дегән қутлуқ исмиң қәлбимиздә мәңгү сақлиниду! Заһидәм ҚАСИМОВА. Алмута шәһири.

330 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы