• Әхбаратлар еқими
  • 17 Тамыз, 2017

Оқуғучиларға ярдәм көрситилди

Мәктәпкә йол — 2017/ Бу күнләрдә устазлар билән ата-анилар вә оқуғучилар йеңи оқуш жилиға қизғин тәйярлиқ көрмәктә. Язлиқ тәтилдин кейин оқуғучилар ана мәктивини сеғинип, 1-сентябрь – Билим күнини тақәтсизлик билән күтүватқан болса, мәктәп коллективлири, дәм елишқа қаримай, өз ишини бир күнму тохтатқан әмәс. Жилдиқи әнъәнә бойичә, бийилму җумһурийәт миқиясида «Мәктәпкә йол» хәйрихаһлиқ акцияси өткүзүлүватиду. Мәлумки, акция даирисидә тәминати төвән һәм маддий ярдәмгә муһтаҗ аилиләрдики оқуғучиларға һәртәрәплимә ярдәм көрситилиду. Бу акция бийил бизниң А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназиядиму өз әксини тепип, жутумиздики сахавәтлик инсанларниң ярдими түпәйли бир топ оқуғучилар оқуш қураллири вә мәктәп формиси билән тәминләнди. Җүмлидин Әвезов наһийәлик һакимийити йәттә оқуғучини мәктәп формиси билән тәминлисә, ата-анилар комитетиниң әзаси Шерзат Исрайил 60 оқуғучиға спорт аяқ-кийимлирини ианә қилди. Шуниң билән биллә, наһийәлик Билим башқармиси 15 оқуғучиниң 4 — 14-август күнлири арилиғида «Тау Жанашар» язлиқ лагерида дәм елишиға шараит яритип бәрсә, 6 оқуғучиға ЭКСПО көргәзмисини зиярәт қилиши үчүн йолланмилар тапшурди. Тәғдир тәқәзаси билән муһтаҗлар қатаридин орун алған инсанларға қол учини сунушни инсаний борчимиз дәп билип, барини көпчилик билән тәң бөлүшкән әзимәтләргә мәктәп коллективи вә ата-анилар комитети намидин чәксиз миннәтдарлиғимизни билдүримиз. Альбина ӘМӘТОВА.

614 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы