• 1-сентябрь — Билим күни
  • 31 Тамыз, 2017

Йеңиланған программа пайдилиқму яки...

Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази»/ Мәлумки, бүгүнки күндә маарип саһасида билим бериш системисини йеңилаш, униң маддий-техникилиқ базисини яхшилаш вә муәллимләрниң билимини мукәммәлләштүрүш бойичә бирқатар чарә-тәдбирләр жүргүзүлмәктә. Билим вә пән министри Е.Сағадиев ушбу саһадики йеңи йөнилишләр «100 ениқ қәдәм — Милләт планиға» мувапиқ әмәлгә ашурулидиғанлиғини тәкитлиди. Мәсилән, асасий өзгиришләрниң бири — 2019-жилдин башлап «0+11» қаидиси билән 12 жиллиқ билим бериш программисиға көчүш. Министрниң қәйт қилишичә, мәктәпалди яки «0»-синип балиларниң биринчи синипқа толуқ тәйяр болуши үчүн һаҗәт. Оттура билим бериш саһасидики асасий өзгириш – йеңиланған билим мәзмуниға көчүш өткән оқуш жилида 1-синиптин башланған еди. Бийил бу программиға 2, 5 вә 7-синиплар қошулиду вә улар һәптисигә бәш күн оқуйду. Демәк, балилар һәптисигә икки күн дәм елип, ата-анисиниң йенида көпирәк болушиға мүмкинчилик туғулиду. Башланғуч синиплар пәқәт 30-майғичә оқуп, толуқ үч ай дәм алиду. Башқа синипларда оқуш жили он күнгә узириду. Министрниң тәкитлишичә, 1, 2, 5 вә 7-синиплар үчүн йеңи оқуш программилири билән дәрисликләр тәйяр. 2019-жили барлиқ синиплар толуғи билән йеңи программиға көчиду. Йеңиланған билим мәзмуниниң асасий алаһидилиги – у функционаллиқ саватлиққа нәзәр ағдурушқа асасланған. Функционаллиқ саватлиқ – оқуғучиниң билимни қобул қилишини вә алған билимини әмәлиятта қоллиналайдиғанлиғини билдүриду. Бу нәзәрийә билән тәҗрибиниң бирлик-жиғиндиси. Бурун оқуғучи пәқәт тиңшиғучи, орунлиғучи болса, әнди оқуғучини өзлүгидин билим издәйдиған, һәртәрәплимә йетилгән шәхс сүпитидә шәкилләндүрүшкә алаһидә көңүл бөлүнмәк. Муәллимниң вәзиписи — балиниң бойида билимгә хуштарлиқ сезимини ойғитиш, тәнқидий көзқарашқа, иҗадий издинип-ойлинишқа дәвәт қилиш. Өткән жилдин башлап 1-синиплар үчүн критерийлиқ баһалашниң йеңи системиси өзләштүрүлди. Бийил 2, 5 вә 7-синип оқуғучилириниң билимиму ушбу өлчәм билән баһалинидиған болиду. Мәзкүр баһалаш пән бойичә берилгән мавзу оқуғучиға немә бериду, оқуғучи қандақ қабилийәт-иқтидарға егә болиду, дегән соалларни тәшкил қилиду. Бу билимни пухтилаш үчүн һаҗәт. Критерийлиқ баһалаш оқуғучиларниң дәрискә актив қатнишишиға иҗабий тәсир көрситиду. Һәрбир дәрис җанлиқ сөһбәт, тәһлил қилиш түридә өтиду. Оқуғучилар коллектив болуп бирлишип ишләшни үгиниду. Улар нәтиҗигә йетишкә интилиду. Хаталиқлирини байқайду, бир-биригә ярдәмлишиду. Бу оқуғучиларниң бойида яхши хисләтләрниң шәкиллинишигә зәмин яратмақ. Тәкитләш лазимки, муәллимләрниң билим дәриҗиси қандақ болса, билим беришниң сүпитиму шундақ дәриҗидә болиду. Шундақ екән, оқутушниң нәтиҗилирини яхшилаш үчүн оқутуш җәриянини пухтилаш тәләп қилиниду. Дәрвәқә, һазир муәллимләрниң билимини мукәммәлләштүрүшкә көп көңүл бөлүнмәктә. Сәвәви, 12 жиллиқ билим бериш мәзмуниниң асасий күчи — муәллим. Демәк, һәр андақ вәзийәттә муәллим һәқиқий мәнасида билим вә тәрбийә беридиған мәрипәт беғиниң бағвини болуп қелиши керәк. Әслидә муәллимниң асасий вәзиписиму шу. Йеңи билим бериш системисини өзләштүрүш мәхситидә муәллимләр «Педагогикилиқ маһарәт мәркизи» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғи вә «Өрлеу» билимни ашуруш институтлирида дәриҗилик курслардин өтмәктә. Бу уларниң айлиқ маашиғиму тәсир қилмақ: һәрбир дәриҗә бойичә муәллимләрниң мааши 30 пайиздин 100 пайизғичә өсүши қараштурулған. Һазирқи заман тәливи — һәртәрәплимә йетилгән һәм әҗдатлардин мирас қалған бебаһа байлиқлиримизға варислиқ қилидиған шәхсни шәкилләндүрүш. Униң үчүн тәрбийичи-педагогниң өзи һәртәрәплимә билимлик, миллий педагогикини бойиға муҗәссәмләштүргән, оқуғучиниң қәлбини чүшинидиған болуши тегиш. Раст, бүгүнки күндиму кәспигә садиқ болуп, һелиғичә әмгигини мааш билән әмәс, бәлки шагиртлириниң сүпити билән өлчәватқан устазлар көп. Хулләс, йеңиланған программа пайдилиқму яки «әвулардин қалмайли, мошулардин озайли» дегән бош аваригәрчиликму? Бу соалниң җававини маарип саһаси хадимлириниң әнчисигә қалдурайли. Һәр һалда мәзкүр билим бериш системиси муәллимләрни һәддидин зиядә қәғәзвазлиқ билән тәрбийәвий әһмийити йоқ чарә-тәдбирләрдин бошитип, ахирқи нәтиҗигә хизмәт қилидиған болиду дегән үмүт бар.

581 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы