• Замандаш
  • 07 Қыркүйек, 2017

Һәқиқий полковник

—  «Ана йәр» вә «Ана жут» — мошу муқәддәс сөзләр һәқиқәтәнму Қазақстан җәмийитини йеңилашниң асасиға, әнди «Мәңгілік Ел» умуммиллий идеяси болса, дөләтниң идеологиялик платформисиға айланмақта, —  дәп һесаплайду Қазақстан Җумурийити Миллий гвардияси «Орталық» регионал қоманданлиғи әскәрлири қоманданиниң орунбасари, полковник Сәвирдин Имиров. У мана 33 жилдин ошуқ вақит мабайнида  Қазақстан Җумһурийитиниң Миллий гвардиясидә хизмәт қиливатиду. Униң 28 жилини шәхсий тәркип арисида идеологиялик һәм тәрбийәвий иш жүргүзүш билән өткүзди. У аилидики бәш балиниң әң чоңи. Аниси Җанархан пүткүл һаятини маарип саһасиға беғишлиған болса, дадиси Карл ички ишлар органлирида 26 жил хизмәт қилған. Шу нәрсә диққәткә сазавәрки, Имировлар сулалисидин йәттә адәм Қазақстан ички ишлар органлири системисида хизмәт қилған яки хизмәт қиливатиду. Уларниң умумий һәрбий стажи – 139 жил. Бу чәк әмәс, чүнки Сәвирдин Имиров һазирму хизмәт қиливатса, униң оғли билән җийәни һәрбий хизмитини йеңидин башлиди. Хитай билән чегаридаш территориядә өскән Сәвирдин Карл оғли йезиға йеқин йәрдә Чонҗа чегара отрядиниң орунлашқанлиғи вә балилар пат-патла отрядта һәм чегара заставилирида меһманда болуп туридиғанлиғини әсләйду. У кичик чеғидин тартипла «Чегаричиларниң яш дости» өмигиниң әзаси еди, офицерларға охшиғуси келәтти. Бирақ шундақ болсиму дадиси һаятидики әң асасий адәм болуп, униң үчүн әхлақ һәм адиллиқ үлгиси болуп һесаплинатти. Мана мошуниң һәммиси Сәвирдинниң кәлгүси кәспини таллавелишида чоң роль ойниди. — Мәктәптин кейин мән СССР Ички ишлар министрлиги Новосибирск алий һәрбий командилиқ училищеға чүштүм, — дәп әсләйду у яшлиқ чағлирини. – Яхши оқудум, мошу йәрдә КПСС әзаси болдум, училищени тамамлиғандин кейин, Москвадики мәхсус қисимлар дивизиясигә хизмәткә әвәтилдим. Бу Ички ишлар министрлиги ички әскәрлириниң қошуни болуп, Москва вә Подмосковьегә орунлашқан еди. Дивизияниң вәзиписи стратегиялик һәм мудапиә әһмийитигә егә алаһидә муһим дөләт объектлирини қоғдаш болуп һесаплинатти. Етирап қилиш керәкки, маңа интизами анчила яхши әмәс взводни тапшурди. Өзәмниң бирәр нәрсигә әрзийдиғанлиғимни испатлаш үчүн көп ишләшкә тоғра кәлди вә көп өтмәй взводни илғар бөлүнмиләр қатариға елип чиқтим. Шу чағда мениң тоғрилиқ дивизия гезитида йезилип, қисимниң партия жиғинида алаһидә тилға алған еди. Кейин мән рота командириниң сәясий ишлар бойичә орунбасари болуп тайинландим. Әйнә шуниңдин етиварән, һәрбий хизмитим беваситә тәрбийәвий иш билән бағлиқ болди. Сәвирдин Имиров Москвада хизмәт қиливатқанда СССР парчиланди вә у һеч ойланмастинла Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Нурсултан Назарбаев намиға рапорт йезип, Вәтинигә алмаштуруш тоғрилиқ илтимас қилиду. Алмутида новәттики әмгәк дәм елишида болғинида рапорт селинған конвертни Президент қараргаһи йенидики почта ящигигә ташлаветиду вә хетиниң қарилидиғанлиғиға анчила үмүт қилмайду. Бир ай өтүпла, Москва қоманданлиғиниң намиға уни Қазақстанға йөткәш тоғрилиқ илтимаснамә әвәткәнлиги тоғрилиқ җавап хәт кәлгәндә Сәвирдинниң хошаллиғида чәк болмайду. У Ички әскәрләрниң Қаракемир вә Алмута бригадилирида хизмәт қилип, нәқ мәмликәт вә униң әскәрлири шәкиллиниватқан мурәккәп жилларда рота, батальон, қисим командириниң тәрбийә вә иҗтимаий-һоқуқ ишлири бойичә орунбасари лавазимлирида өзигә жүкләнгән вәзипини аброй билән өтәйду. Сәвирдин Имиров 1994-жили алаһидә мәхсәттики айрим мотоатқучлар батальони командириниң орунбасари болуп тайинлиниду. Уни әскәрләр тарихида дәсләпки қетим Қазақстан Президенти Нурсултан Назарбаев зиярәт қилип, шәхсий тәркипниң җәңгивар һәм әхлақий-психологиялик тәйярлиғиға жуқури баһа бериду. Сәвирдин Карл оғлиға болса, Президент намидин Тәшәккүр елан қилиниду. 1995-жили июньда у течлиқпәрвәрлик вәзипини орунлаш вә МДҺниң ташқи чегарилирини қоғдаш үчүн Таҗикстан-Авғанстан чегарисиға әвәтилиду. 1997-жили майор унваниға еришкән у Қазақстан Җумһурийити ички әскәрлири қоманданлиғиниң баш башқармисиниң офицери болуп тайинлинип, 1998-жили йеңи пайтәхт Ақмолиға (Астана) атлиниду. Башқуруш паалийитидә тәҗрибә топлиған Сәвирдин Имиров Павлодар конвой полки командириниң орунбасари болуп тайинлиниду. 2001-жили декабрьда Қазақстан Җумһурийитиниң Мустәқиллигиниң 10 жиллиғи мунасивити билән мәмликәт Президентиниң Тәшәккүрнамисигә еришиду. 2002 – 2009-жилларда җәңгивар хизмитини мәмликәтниң ғәрбий вә шәрқий регионлирида давамлаштуруп, Ғәрбий вә Шәрқий ички әскәрләр қошунлири командириниң орунбасари лавазимлирида хизмәт қилиду. 2006-жили шәхсий тәркипни тәрбийиләш ишидики утуқлири үчүн полковник унвани берилсә, 2008-жили Президент Пәрмани билән ІІ дәриҗилик «Айбын» ордениға сазавәр болиду. Сәвирдин Имиров ишиниң нурғун болушиға қаримай, мошу вақит ичидә кәспий маһаритини мукәммәлләштүрүшкиму алаһидә көңүл бөлиду. Ғәрбий Қазақстан тиллар вә менеджмент институтиниң дипломини алиду, андин кейин Россия Федерацияси Мудапиә министрлигиниң Һәрбий университетини Алтун медаль билән тамамлайду. Тәкитләш керәкки, 90 жиллиқ тарихқа егә мошу һәрбий оқуш орни кеңәш дәвридә «В.И. Ленин намидики һәрбий-сәясий академия» дәп атилатти. 2012-жили полковник Сәвирдин Имиров Қазақстан Миллий гвардияси тәрбийә вә иҗтимаий-һоқуқ ишлири Баш башқармисиниң башлиғи болуп тайинлиниду. У Миллий гвардия тоғрилиқ йеңи қанун лайиһисини тәйярлаш бойичә иш топиға кириду, һәрбий хизмәтчиләрни иҗтимаий һимайә қилиш мәсилилири бойичә қанун лайиһилирини тәйярлашқа қатнишиду. У қисимларда тәрбийәвий ишни уюштуруш бойичә әмәлий тәҗрибисини умумлаштуруп, устази, генерал-майор Мухаметқали Сатовниң рәһбәрлигидә шәхсий тәркип билән тәрбийәвий вә иҗтимаий-һоқуқ ишлирини уюштуруш бойичә рәһбирий һөҗҗәтләрни йезип чиқиду. Шу нәрсә диққәткә сазавәрки, улар һазир һәрбий қисимларда утуқлуқ қоллинилмақта. Сәвирдин Карл оғли һәрбий паалийитини шәхсий тәркипни тәрбийиләш иши билән бағлаштурғанлиғидин пәхирлиниду вә тәрбийәвий иш җәңчиләрниң һәрбий роһини сақлаш вә ашурушниң асасий амиллириниң бири екәнлигини қайта-қайта тәкитләйду. Бүгүнки таңда Миллий гвардия қатарида хизмәт қилиш — мәмликитимизниң яшлири үчүн һәқиқәтәнму вәтәнпәрвәрлик, әрлик вә достлуқ мәктивигә айланмақта. Бу яшларни вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийиләш мәктиви. Чүнки армиягә чақиртилған жигит һәрбий қәсәмяд қобул қилғандин кейин җәңгиварлиқ вәзипини орунлашқа киришкәндә, Вәтининиң нәқәдәр бепаян екәнлигини вә униңға өз Вәтининиң бехәтәрлиги үчүн чоң җавапкәрликниң жүклиниватқанлиғини ениқ һис қилишқа башлайду. Әнди шәхсән мениң үчүн бизниң Президент, Қазақстан Җумһурийити Қураллиқ күчлириниң Алий Баш қомандани, Милләт Лидери Нурсултан Әбиш оғли Назарбаев һәқиқий қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрликниң, өз хәлқигә вә елигә садиқлиқниң үлгиси болуп һесаплиниду, — дәйду полковник Сәвирдин Имиров алаһидә пәхирлиниш илкидә. – Дөләт рәһбири һәрқачан яшлар тоғрилиқ гәп қилғанда, «Қазақстанниң келәчиги яшларниң қолида, улар һәқиқий вәтәнпәрвәрләрдин болуши керәк, өзлириниң әмгәк вә җәңгиварлиқ җасарити билән мәмликитимизниң шөһритини ашуруши вә мустәқиллик утуқлирини һимайә қилиши керәк», дәп тәкитләйду. Демәк, тәрбийәвий вә иҗтимаий-һоқуқ органлириму җәмийәт аң-сәвийәсини йеңилашқа вә қазақстанлиқларни вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийиләшкә мунасип һәссә қошуп келиватиду. Сөзсизки, буниңда мустәқил Қазақстан җәңчилирини идеологиялик җәһәттин тәрбийиләш билән шуғуллинип келиватқан полковник Сәвирдин Имировниң һәссиси бар, дәп һәқлиқ түрдә ейталаймиз. Сәвирдин БАҚИЕВ. Астана шәһири.

1493 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы