• Дидар ғенимәт
  • 14 Қыркүйек, 2017

Синипдашлар баш қошти

Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази»/ Челәк йезисида истиқамәт қиливатқан биртоп ақсақаллар билән нураний анилар буниңдин 50 жил муқәддәм шу йезидики С.Киров намидики мәктәпниң босуғисини атлиғанда, уларни дәсләпки устази Сепийәм Норузова хуш чирай қарши алған еди. Улар 6-синипқа көчкәндә, уйғур синиплири ушбу билим дәргаһидин бөлүнүп чиқип, Абдулла Розибақиев намидики уйғур оттура мәктивиниң тәркивигә кирди. Йеқинда шу сабиқ синипдашлар мәктәпни тамамлиғанлиғиға 50 жил толушиға бағлиқ Челәк йезисида баш қошти. Улар дәсләп устази Рәһимҗан Қәмбәровниң өйигә қәдәм тәшрип қилди. Андин кәң дәстихан әтрапиға жиғилип, мәрһум синипдашлири Сәнәм Әхмәтова, Санийәм Җаппарова, Саадәт Ибрагимова, Камил Иминов, Исмайил Исрайилов, Нурәхмәт Кебиров, Сетахун Тохтимәмәтов, Қурванҗан вә Һезим Юнусовларниң роһиға атап қуръан оқуп, дуа-тәгбир қилди. Зияпәт мабайнида иллиқ вә қизиқ әслимилири билән бөлүшкән сабиқ синипдашлар бир-биригә зор саламәтлик, узақ өмүр тилигән һалда, мошундақ хошаллиқ дәмләрдә пат-пат учришип туруш нийитидә хошлашти. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

337 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы