• Йеңилиқлар
  • 10 Тамыз, 2012

Байсейитни бағ қилған

Һаятлиқта һәр қандақ адәм, мәйли врач, мәйли муәллим яки алим болсун, дехан, бағвән болсун, у өзи таллиған кәсипкә чин иштияқ бағлиған чағдила шу саһаниң һәқиқий маһири болалайду. Язғучи, шаир, мухбирларму яхшилар ичидин яхшиларни таллавелип, һекайә, роман, дастан, очеркларни йезип, уларни көпчиликкә тонутиду. Һәр қайсимиз жираққа бармайла, өзимиз туғулған жут-тәвәләргә нәзәр ағдурсақла ундақ әмгәк илғарлириниң тепилидиғанлиғи тәбиий.Шәхсән өзәм хизмити билән әлгә тонулған инсанларниң шанлиқ әмгәк йолини келәчәк әвлатқа үлгә қилип көрситишни қәләм саһиплириниң борчи дәп чүшинимән. Дана әҗдатлиримиз: «Яхшиниң яхшилиғини ейт, қәдри ашсун» дәп ейтқан һекмәтлик ибаригә әмәл қилсақ, аңлиқ һаяти әмгәк билән өткән һәр қандақ инсан һәққидә язсаң әрзийду. Әмгәкниң улуқлиғи шуниңда. Шуниң үчүн биз әмгәк адәмлирини улуқлаймиз, қәдирләймиз, яшларға, келәчәк әвлатқа үлгә қилип көрситимиз. Әйнә шундақ әмгиги билән әлгә тонулған, қәдир-қиммәтлик инсан Һемит ака Йүсүповтур. Йеқинда  Алмута шәһиридики  нәшриятларниң биридә иҗраий мудир сүпитидә паалийәт елип бериватқан униң қизи Гүлҗаһан телефон қилип: — Ака , дадам тирик болса, бийил тохсән яшқа кирәтти. Шуңлашқа бүгүнкидәк яхши ай, яхши күнләрдә дадимизниң туғулған күнини атап қояйлуқ дегән едуқ. Бу тоғрилиқ апам сизгиму хәвәрләп қоюшни җекигән еди, — деди Гүлҗаһан билән сөһбәтлишип болғандин кейин дәрру архивимни ақтуруп, Һемит акиниң мениңда бар сүрәтлирини, гезитта елан қилинған мақалиларни рәтләп,  оқуп чиқтим. Өткән әсирниң атмишинчи жиллири илгәрки Челәк наһийәлик «Әмгәк туғи», андин җумһурийәтләр ара «Коммунизм туғи» гезитлирида ишлигинимдә, Байсейит йезисиға пат-патла берип, йеза һаяти вә адәмлири һәққидә хелә мақалиларни йезиведим. 1881 — 1883-жиллири Йәттису тәвәсигә көчүп келип, уйғур жутлирини, җүмлидин Байсейит, Маливай, Масақ, Қайнуқ вә башқиму жутларни барлиққа кәлтүргән әҗдатлиримиз өстәңләр қезип, тиң йәрләргә Челәк дәриясиниң сүйини чиқирип, гәмә вә там соқуп салған өйләрдә яшап, деханчилиқ вә бағвәнчилик билән шуғулланғанлиғини тарихтин билимиз. Дәсләп көчүп кәлгәнләрниң балилири чоң болғанда Россиядә  падиша һөкүмранлиқ қилған түзүм ғулитилип,  Кеңәш һакимийити орнайду.  Амма хәлқимиз үмүт артқан  қизил  әскәрләр 1918-жили Алмутидин та Ғалҗатқичә болған уйғур жутлирида яшаватқан аддий пухраларни оққа тутуп қирип ташлайду.  Пәқәт уйғурларниң бешиғила кәлгән бу қирғиндин тирик қалғанлар яқа жутларға қечип кетиду. Шуниң ақивитидә  Қазақстан дияридики қериндашлиримизниң сепи хелила шалаңлишип кетиду.Аман қалғанлар бешиға чүшкән еғир күлпәтләргә қаримай кооператив, артельларни, андин колхозларни қуруп, әмгәк билән йәнила вәйран болған жутлирини қайтидин тикләйду.  Әйнә шу җапакәш әҗдатлиримизниң әвлади болған Һемит ака Йүсүпов өзи демәтликләр билән  бир қатарда ана жутидики йәттә жиллиқ мәктәптә онлиған, йүзлигән кишиләрниң қәдирлик устази аталған Юнус Һәмраевтин тәлим алиду. Андин Челәк йезисидики он жиллиқ мәктәптә оқушини давамлаштуруп, уни 1940-жили  тамамлайду. Әмгәк паалийитини Челәк йезисидики басмиханида башлиған у  МТСта трактор бригадисиниң һесапчиси болуп ишләп жүргинидә, Улуқ Вәтән уруши башлинип кетиду. Башқилар қатарида Һемит акиму 1942-жили июль ейида һәрбий сәпкә чақиртилиду. Йолдиши Йүсүптин бемәзгил айрилип, алтә пәрзәндини асраш үчүн, етизда деханларға тамақ тәйярлап, тонурда нан йеқип жүргән Ағчихан ана жиғлап-қахшап оғлини җәң мәйданиға узитип қойиду. Һемит акиниң җәңгивар йоли Смоленск йөнилишидә 10-армияниң 247-дивизияси тәркивидә башланди. Қаттиқ җәңләрдә икки қетим еғир яридар болуп госпитальларда давалиниду, ахири урушқа қатнишишқа яримиғанлиқтин, 1943-жили октябрь ейида өйигә қайтурулиду. Уруштин келиши биләнла Һ. Йүсүпов җараһитим еғир демәстин, Қадир Йолчиев рәислик қилған «Қәдәм» колхозида  ферма башлиғи, терилғу бригадисиниң бригадири болуп ,  ғалибийәтни йеқинлаштуруш,  жутдашлириниң еғизини нанға йәткүзүш үчүн қолидин кәлгәнниң һәммисини қилди. Қой фермисиниң башлиғи, колхозниң рәиси, Маливай йезисидики Ленин колхози партия тәшкилатиниң кативи вәзипилириниму атқурди. 1954-жили Талғир шәһиридики  йеза егилиги техникумиға оқушқа чүшүп, уни 1957-жили тамамлайду. 1958-жили Сталин намидики колхозниң бөлүмчиси һесапланған Байсейит йезиси мәзкүр егилик тәркивидин чиқирилип, «Челәк» тамака совхозиниң  тәркивигә кириду. Әмгиги билән көзгә көрүнгән Һемит Йүсүпов көпчиликниң тәкливи билән әйнә шу бөлүмчиниң башлиғи болуп сайлинип, жутиниң гүллиниши, жутдашлириниң турмушиниң яхшилиниши үчүн пидакаранә әмгәк қилди. Нәтиҗидә у чарәк әсир ичидә Байсейит йезиси түп-асасидин өзгәрди. Совхоз мудири Александр Темновниң қоллап-қувәтлиши билән кона өйләр түзлинип, уларниң орниға йеңи заманивий өйләр қәд көтәрди, тар кочилар кәңәйтилип, икки тәрипигә сувадан, терәкләрниң көчәтлири тикилди. Йезиниң оттурисида  йеза аһалиси дәм алидиған истираһәт беғи бәрпа болди. Қурулуш ишлирини маңғузуш үчүн мәхсус  бригада тәшкил қилинип, униңға тәҗрибилик мутәхәссисләр Қаһар Рәҗәпов, Абдуғәни Манапов, Муса Шакиров рәһбәрлик қилди. Бу ишларға йеза яшлири җәлип қилинди. Байсейит йезисини түп-асасидин аватлаштуруш пәқәт байсейитлиқларниң өз күчи билән әмәлгә ашурулди. Шәнбиликләр уюштуртурулуп,уларға чоң-кичикниң һәммиси қатнашти. Һемит ака әмгәк адәмлирини, дәм елиштики мөтивәрләрни ишқа дәвәт қилиштики тәшәббускарлиғи, ишида жуқури җавапкәрликни сезидиғанлиғи, ким билән болсун тил тепишип кетидиғанлиғи, меһриванлиғи, жутини вә жут адәмлирини бәкму сөйидиғанлиғи билән пәриқлинидиған Һәр хил сәвәпләр билән Һемит ака билән учрашқинимда ,у дайим: «вақит вә һаят әмгәк билән өлчиниду» дәйдиған.  У вақитни һәқиқәтәнму ғенимәт биләтти. Униң көп күч чиқириши нәтиҗисидә йезида йеңи Мәдәнийәт өйи, амбулатория, йеңи мәктәп, алақә бөлүми, ашханилар селинди.   Хаталашмисам, 1962-жили болса керәк, Байсейитқа бир барғинимда, Һемит ака: «Хойма убдан  кәпсән, бүгүн бизгә совхоз мудири Темнов келиду. Қадир, Шерипидин акилар билән мәслиһәтлишип, Байсейит йезисиниң четигә, Челәк дәрияси тәрәпкә алмилиқ бағ һасил қилишқа келишкән едуқ. У алмилиқ бағ чүшидиған йәрни көрүш үчүн келиш керәк» дейишигә, «Газ-69» машиниси билән Темнов йетип кәлди. Униң билән течлиқ-аманлиқ соришип, машиниларға олтирип, алмилиқ бағ һасил болидиған йәргә бардуқ. Йери ташлиқ, чатқаллиқ, әгир-тоқай йәргә берип тохтидуқ. Машинидин чүшүши биләнла мудир әтрапқа қарап: — Әгәр мошу йәрдә алмилиқ бағ һасил қилалисаңлар һәқиқий дехан, бағвән әвлади екәнлигиңларни көрсәткән болисиләр. Әмгигиңлар мунасип баһалиниду, — деди. — Әлвәттә, нәқ мошу йәрдә алмилиқ бағ болиду, — деди Қадир ака. — Ишәнчимиз камил, — дәп қошуп қойди Шерипидин ака. — Мундақ ветеранлар билән сениң чөлни бостан қилидиғиниңға көзүм йетиду. Ишиңға утуқ тиләймән, — деди совхоз мудири Һемит акиниң мүрисидин қеқип. Һәқиқәтәнму аридин икки-үч жил өтүп, биз көргән чатқаллиқ бағ-бостанға айланди, йеза хәлқи алмилиқ бағниң  мевисини йеди.  Һемит ака Йүсүповниң көп жиллиқ әмгигиниң һөкүмәт тәрипидинму жуқури баһаланғанлиғини ейтмай мүмкин әмәс. У  «Әмгәк Қизил Туғи» ордени, бир қанчә медаль, Пәхрий ярлиқ, баһалиқ соғилар, СССР хәлиқ егилиги муваппәқийәтлири көргәзмисиниң алтун вә бронза медальлири билән тәғдирләнди. Икки қетим наһийәлик вә бир нәччә қетим йезилиқ кеңәшләргә депутат болуп сайланди. Һемит ака Йүсүпов һәққидә гәп қилидекәнмиз, униң өмүрлүк җүпти, Байсейит йезисида пүткүл өмри базған соқуп, төмүрчилик қилған Мәшүр бовайниң қизи Ибадәт һәдимизниң әмгигиниму тилға елишқа әрзийду. Улар алтә пәрзәнт қучуп, қатарға қошти.  Һемит ака кечә-күндүз егилик ишлири билән бәнт болғачқа, балилар тәрбийиси көпинчә Ибадәт һәдиниң зиммисигә чүшти. Меһриван ана балилирини, андин уларниң пәрзәнтлирини тәрбийиләп қатарға қошти.Бу вәзипини шәрәплик орунлиған ана нәврә-чәвриләрниң һаяттин мунасип орнини тепишиғиму ярдәмләшти. Һазир уларниң һәммиси чоң болуп, оқуп билим алди, һаяттин өз орнини тапти. Йеши тохсәнгә тақап қалған нураний анимиз һеликәмдә әвлатлириға баш болуп, Һемит акиниң чириғини өчәрмәй, жутида һөрмәткә бөләнгән һалда  бәхитлик яшимақта. Мән бу мақалини талантлиқ шаир Абдумеҗит Дөләтовниң өз вақтида Байсейитниң терәклирини зерәк бовайлириға қияс қилип язған мақалисидики «Қаший жутиниң терәклири! Бу терәкләрдә әшу бовайларниң ахирқи дәмлири, һәрикәтлири бизгә ялдама болуп қалған. Байсейитта улар тиккән терәкләр, бәрпа қилған бағлар қалди. Биз шу әмгәксөйгүч әҗдатлиримизниң варислири болалидуқму, йоқму? Гәп шуниңда. Ейтар едимки, Сейит Муһәммәт Қашийға Қадир ака, Шерипидин ака, әнди уларға Һемит ака, Нурсадиқ ака, Варис ака варис болған болса, немишкә кейинки әвлат варис болалмайду. 1983-жили Байсейитта «Бартоқай» совхози қурулғанда әлгә тонулған әр жигитимиз Җәмшит Розахунов өз демәтликлири билән Һемит ака Йүсүповниң ишини қизғин давам қиливеди, заман өзгирип, егиликләр таритилди. Буниңда һеч кимни әйипләшкә болмайду. Заманға қарап бәхитлик яшап, терәкләр сайисида тирикчилик қиливатимиз. Әң муһими, әвлатлиримизниң бәхтигә заманимиз теч болсун. Әҗдатларни әсләш, хатиримиздә сақлаш у бизниң пәрзимиз, шуни унтумайли», дегән ибариләр билән тамамлашни мақул көрдүм. Мухтәр  АБДУРАХМАНОВ. СҮРӘТТӘ: Һемит Йүсүпов  рәпиқиси Ибадәт билән (сүрәт 1970-жиллири чүширилгән).

598 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы