• Әхбаратлар еқими
  • 14 Қыркүйек, 2017

Кардиохирургия жуқури дәриҗидә

Нурсултан Назарбаев “Миллий илмий кардиохирургия мәркизи” акционерлиқ җәмийити башқармисиниң рәиси Юрий Пяни қобул қилди. Учришиш давамида Дөләт рәһбири Астанада өткүзүлгән Дуниявий жүрәк-қан томурлири вә торакаллиқ хирурглар ассоциацияси XXVІІ конгрессиниң елимиз медицина саһасини тәрәққий әткүзүш үчүн алаһидә әһмийәтлик болғанлиғини қәйт қилди. — Қазақстанда дәсләпки қетим пүткүл дуния кардиохирурглириниң конгресси өтти. Бу елимиз хирургиясиниң дунияда етирап қилинғанлиғидур, — деди Президент. Өз новитидә Юрий Пя Нурсултан Назарбаевқа миңдин ошуқ чәтәллик делегат қатнашқан конгресс ишиниң йәкүнлири тоғрилиқ доклад қилди. “Миллий илмий кардиохирургия мәркизи” акционерлиқ җәмийити башқармисиниң рәиси бәргән әхбаратқа қариғанда, Дуниявий ассоцияция иҗраий комитетиниң баһалишичә, конгресс әң жуқури дәриҗидә өткән әнҗуманларниң бири дәп етирап қилинди. Ахирида Дөләт рәһбири Юрий Пяға буниңдин кейинки паалийитидә утуқ-муваппәқийәтләр тилиди. Тәзийә телеграммисини әвәтти Нурсултан Назарбаев Мексика Қошма Штатлириниң Президенти Энрике Пенья Ньетоға тәзийә телеграммисини әвәтти. Дөләт рәһбири Мексикида йүз бәргән күчлүк йәр тәврәш ақивитидә нурғунлиған адәмләрниң қурван болғанлиғи тоғрилиқ хәвәрни чоңқур қайғуруп қобул қилди. «Қазақстан хәлқиниң вә шәхсән өзәмниң намимдин Сизгә, һалак болғанларниң аилилири билән йеқинлириға, шундақла пүткүл Мексика хәлқигә тәзийә билдүримән. Зәрдап чәккәнләрниң чапсанирақ сақийип, аһалилиқ пунктлар инфрақурулуминиң әслигә кәлтүрүлүшини тиләймән», дейилиду телеграммида.

566 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы