• Баш муһәррир минбири
  • 22 Қыркүйек, 2017

Адәмниң ямини болсиму, милләтниң ямини болмайду

Баш муһәррир минбири/ Ершат ӘСМӘТОВ, «Уйғур авази» a.ershat@mail.ru/ Өткәндә чоң бир нәзирдә болдуқ. Униңға уйғурлардин башқа өзгә милләт вәкиллириму қатнашти. Чүнки нәзир исми хәлқимизгила әмәс, пүткүл Қазақстанға, ейтқан болар едимки, униң сиртиғиму тонулған алим роһиға беғишланди. Кәсипдаш-замандашлири, дост-яранлири, йеқинлири мәрһумниң шиҗаәтлик әмгиги, илим-пән йолидики утуқлири, шу арқилиқ мустәқил елимиз илим-пәниниң тәрәққиятиға қошқан салмақлақ төһписи, шуниң билән биллә алий инсаний хисләтлири һәққидә жүрәк қетидики сөзлирини изһар қилди. Аләмдин туюқсиз өткән акимиз һәқиқәтәнму мошундақ мәдһийә-һөрмәткә лайиқ инсанлардин еди. Мәзкүр нәзирдә болупму қазақ хәлқиниң көрнәклик әрбаплири, инавәтлик зиялилири ләвзидин уйғур хәлқиниң намиға ейтилған иллиқ, сәмимий пикирлиридин бәк хурсән болдуқ. Ениғирағи, өзимизниң, улар тәкитлигәндәк, қедимий, өм, тәрәққийпәрвәр милләтниң вәкили болғинимиз билән йәнә бир қетим пәхирләндуқ. Әйнә шундақ һис-туйғулар деңизиға чөмүп олтарғинимизда, сөз новитини алған мәрһумниң қериндашлириниң бири: «Биз, уйғурлар, инимизниң әмгигини тоғра баһалалмидуқ. Бир конкурста (униң немини көздә тутуватқанлиғини һечқайсимиз чүшәнмидуқ) һәтта мукапат беришкиму яримидуқ. Инимизни уйғурларға қариғанда, башқилар қәдирләшни билди...» дегән болмиғур сөзләрни ейтип, бизни қолайсиз әһвалда қойди. Бу сөзләрни йәнә келип көпчиликкә чүшинишлик рус тилида ейтти. Мәйли у бир адәмни яки бир түркүм шәхсни, яки бир тәшкилатни яманлисун. Һә, униң пүтүнләй бир хәлиқни, ечинарлиғи, өзи вәкил болған муқәддәс уйғур хәлқини һақарәтләшкә қандақларчә униң виждани яр бәрди? Умумән, һиссиятчан һәдимизниң бу орунсиз тәнқити билән һәргиз келишишкә болмайду. Чүнки уйғур хәлқи алим акимизни дайим қәдирләп кәлди. «Уйғур авазида» у һәққидә көләмлик мақалилар бесилди. Буни пәқәт миллитиниң тәғдиригә бепәрва қарайдиған, ана тилимиздики гезит-журналларни оқумайдиған адәмла билмиши мүмкин. Жуқуридикидәк мәнтиқисиз сөзләрни қилған адәмниң өзиниң исми көпчиликкә тонулған қериндишиниң әмгигини   баһалашқа, тәрғип қилишқа қисмән болсиму үлүшини қошқиниға гуманлинимән. Әнди униң вапатидин кейин болсиму қериндишиниң исмини әбәдийләштүрүш йолида мениң, роһини хуш қилғинини халиған болар едуқ. Бу җәһәттин хәлқимизниң сөйүмлүк шаири Илия Бәхтияниң тәвәллудлирини алий дәриҗидә өткүзүп, әдипкә яңливаштин «һаят тәғдим қилған» қериндиши Сунийәт Палтушев билән жутдиши Шамахун Нурумов, көрнәклик алим Ғоҗәхмәт Сәдвақасовниң исмини әдәбийләштүрүп, һәрбир қолязмисини қәдирләп, китап қилип чиқириватқан униң рәпиқиси Омақ Һасанова, Уйғур наһийәсини узун жиллар башқуруп, талай кадрларни тәрбийиләп чиққан маһир тәшкилатчи Һашим Арзиевни атисидәк қәдир тутуп, исминиң әл қәлбидә сақлинишида көп күч чиқарған шагирти Муратбәк Насиров қатарлиқ жүригидә оти бар инсанлардин үлгә алсақ болиду. Бәхиткә қарши, бевапа пәрзәнтлириниң, бепәрва қериндашлириниң һәм кәсипдашлириниң кесиридин «егисиз» қелип, исимлири пилдирлиған шам кәби пәйдин-пәй өчүп кетиватқан әдиплиримизму йоқ әмәс. Ундақлар у аләмдә «гөридә тик туруп», роһлири қорунуватқанду, бәлким... Әнди мени мошу пикирни йезишқа мәҗбурлиған жуқуридики мәсилигә кәлсәк, өзимизниң әйивини башқа биригә теңишқа, болупму миллитимизгә артиветишкә һечкимниң һоқуқи йоқ. Җәмийәттә яман адәм болуши мүмкину, амма яман милләт һәргиз болмайду.

322 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы