• Йеңилиқлар
  • 28 Қыркүйек, 2017

Бәхитлик ана

1-октябрь – Хәлиқара қерилар күни/ Қуяш алтун нурини чечип, гөзәлликкә пүркинип турған мошу йоруқ дунияда узақ яшашни ким арман қилмайду дәйсиз!  Һазирға узақ яшашниң сири сағлам һаят тәризигә, дурус тамақлиниш мәдәнийитигә бағлиқ. Әйнә шундақ яшанғанлар Яркәнт тәвәсидиму бар. Шуларниң бири — шәһәр турғуни Саһипҗамал һаҗим Һасанова. Нураний ана 1922-жили 1-октябрь күни Яркәнт шәһиридә туғулған. Бийил бу күн қериларниң хәлиқара мәйримигә тоғра келип, у мубарәк 95 яшлиқ тәвәллудини нишанлайду. Һаятниң мошундақ пәллисигә йәткән Саһипҗамал һаҗимниң ейтидиған һекайисиму тәсирлик, хатириси сағлам, қатар чайлардин техи қалмиди, чоң жуттики һәрқандақ муюмниң инавәтлик меһмини. Чирайидин нур йеғип туридиған, аниниң ички дуниясиму йоруқ, қәлби уйғур анилириға хас меһриванлиқ, сәмимийлик, мулайимлиқ, умумән, җимики изгүлүкләр билән жуғирилған. Яркәнтлик Рәхимҗан билән Бүвихеличәм исимлиқ инавәтлик адәмләрниң аилисидә дунияға кәлгән. Саһипҗамал йеши йәткәндә ата-аниси йетиләп апирип, уйғур мәктивигә оқушқа бәрди. Қизчақ хәлқимизниң булбули Рошәнгүл Илахунова билән бир партида олтирип, оқуди, қәдинас достлардин болди. Иккилиси мәктәптики сәнъәт өмигигә қатнишип, үлгилик оқуғучилар қатарида комсомол әзалиғиға қобул қилинди. Оқушта әлачи Саһипҗамалниң алдиға қойған мәхсәт-арманлири бар еди. Алий билим елип, муәллим болушни көңлигә пүккән. Бирақ тәғдирниң язмиши башқичә болди. Мәктәпни пүтәргән жили ички ишлар оргинида ишләйдиған Турсун Һасанов билән тонушуп, аилә қуриду. Һаятиңда өзәңгә лайиқ җора тепишму муһим нәрсә. Турсун ака әйнә шундақ пәм-парасәтлик, мәдәнийәтлик, турмуш-тирикчиликкә пухта болуп, иккисиниң юлтузи ярашти. Бу аилини яхши билимән. Әшу бир жиллири наһийәлик гезит редакциясидә Турсун ака билән биллә ишлидим. У маңа бөләкчә йеқинчилиқ қилатти. Өйидиму бирнәччә қетим болуп, Саһипҗамал һәдиниң ләззәтлик таамлиридин еғиз тегип, сөһбәтләшкән едим. Бу һәммә тәрәптин ибрәтлик аилә, униңда, әлвәттә, Саһипҗамал аниниң әҗри бебаһа. Саһипҗамал һәдиму сөһбәт җәриянида көпирәк йолдиши вә униң хизмити тоғрилиқ гәп қилди. Турсун акиниң дадиси Үсүвахун Һасанов тәвәдә кеңәш һакимийитини мустәһкәмләшкә паал қатнашқан киши. У Яркәнт уезида 1920-жили тәшкил қилинған милиция бөлүмигә ишқа қобул қилинған дәсләпки милиционерларниң бири.  Мошу саһада та һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә җасарәтлик әмгәк қилип, Ленин ордени, Қизил Туғ, Әмгәк Қизил Туғи вә «Һөрмәт Бәлгүси» орденлири билән мукапатланған. Атиниң шанлиқ йолини оғли Турсун Һасанов давамлаштурди. У Яркәнт наһийәлик милиция бөлүмигә 1932-жили қатардики хадим болуп ишқа қобул қилинип, җәңгиварлиқ чиниқиш мәктивидин өтиду. 1935-жили Яркәнт наһийәси тәркивидин Уйғур наһийәси бөлүнүп, мустәқил паалийитини жүргүзгәндә көплигән кадрлар қатарида Турсун Һасановму шу яққа ишқа әвәтилиду. Бу йәрдә дәсләп чоң оператив вәкил хизмитини атқуруп, тәшкилий қабилийитини намайиш қилалайду. 1937-жили әндила һаятиниң жигирмә төртинчи даваниға қарап алқиған Турсун Һасанов наһийәлик милиция бөлүминиң башлиғи лавазимиға тайинлиниду. 1937-жили Москваға оқушқа әвәтилип, өзиниң билим-сәвийәсини техиму йетилдүрүп кәлгәндин кейин Уйғур вә Бөрлитөбә наһийәлик милиция бөлүмлиригә йетәкчилик қилиду. Әнди 1943 – 1955-жиллар арилиғида Дөләт бехәтәрлиги комитетиниң Уйғур, Челәк, Или наһийәлик бөлүмлирини башқурди, андин кейин Қазақ ССР Дөләт бехәтәрлиги министрлигиниң бөлүм башлиғи хизмәтлирини атқуруп, истипаға чиқиду. У узун жиллиқ әстаидил әмгиги үчүн Қизил Юлтуз ордени вә җумһурийәт Алий Кеңишиниң Пәхрий ярлиғи, башқиму мукапатлар билән тәғдирлиниду. Көрүп туруптимизки, Турсун ака Һасанов мәхсус органларда ишлигән жиллири елимиз һаятидики еғир дәвир еди. Кона билән йеңи заман арисидики тоқунушлар, колхоз қурулуши, тәқипләш вә урушниң дәһшәтлик қалаймиқанчилиқ, йоқсизчилиқ, намратчилиқ – мошуларниң һәммисини Турсун акиму, Саһипҗамал һәдиму өз көзи билән көрүп, дәрт-әлимини биллә тартти. Мошуларниң ақивити Турсун акиниң саламәтлигигә дәхил йәткүзүп, 1970-жили 56 йешида вапат болди. Бирақ чириғи, изи өчмиди. Сахавәтлик ана шу қутлуқ өйниң бәрикитини йоқатмай, пәрзәнтлиригә, нәврә-чәврилиригә ата вә ана, бова вә мома сүпитидә меһир еқидисини төкүп келиватиду. Пәрзәнтлириниң һәммиси өзлири халиған мутәхәссисләрни елип, тәрәққиятқа мунасип үлүшини қошуп, ата-ана еқидисини ақлиди. Һазир нәврә-чәврилириму әдәплик, оқумушлуқ, тәдбирчан болуп йетилип, Һасановларниң йолини ишәшлик давамлаштуруватмақта. Турсун акиниң йоқлуғини демисә, Саһипҗамал һаҗим һәқиқәтәнму әң бәхитлик ана. Абдукерим ТУДИЯРОВ.

528 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы