• «Мәшъәлниң» меһмини
  • 28 Қыркүйек, 2017

Улар ҚУЯБта тонушқан

Һазир айрим яшлар иҗтимаий торлар арқилиқ тонушиду вә шу мунасивәтләр бара-бара чин муһәббәткә айлинип, аилә қуруватқан яшларму аз әмәс. Амма биз бүгүн әйнә шу Интернет тори арқилиқ әмәс, бәлки җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенида паалийәт елип бериватқан Қазақстан Уйғур Яшлири Бирлигиниң (ҚУЯБ) паалийити җәриянида тонушуп, аилә қурған мәзкүр бирләшминиң әзалири Илшат билән Шаһидәм тоғрилиқ сөз қилмақчимиз. Илшат билән Шаһидәм дәсләп ҚУЯБ тәрипидин өткүзүлгән һәрхил паалийәтләрдә биллә болуп, уюштурулуватқан һәрқандақ чарә-тәдбирниң жуқури дәриҗидә өтүшигә күч салди. Кейинирәк уларниң мәхсәт-муддиаси бир йәрдин чиқип, мунасивити техиму қоюқлашти. Муһим тапшурмиларни орунлашқа кәлгәндә, улар бир-биригә йөләк болушни билди. Нәтиҗидә бу мунасивәт иссиқ сезимларға айландидә, улар аилә қурушқа вәдиләшти. Бу ҚУЯБ әзалири арисида бир-биригә өйләнгән дәсләпки яшлар болди. Һазир бу икки яш Йүсүп исимлиқ оғлини тәрбийиләватиду. Бизниң аилимизниң яшлар арисида кәң таралған тор бети арқилиқ әмәс, бәлки җәмийәткә пайдилиқ ишларни қилиш җәриянида қурулғанлиғи билән пәхирлинимән — дәйду Илшат Иминов. — Шаһидәмни дәсләп ҚУЯБниң жиғинида көргиним ядимда. Бир көрүп ашиқ болдум, дәп ейталмаймән. Амма кейинирәк униң милләтпәрвәрлиги мениңдә чоңқур тәсират қалдурди. Биз һазирму бирләшминиң паалийәтлиригә толуқ қатнишиватимиз. Әлвәттә, рәпиқәм бала билән өйдә болғанлиқтин, жиғинларға вә башқа чарә-тәдбирләргә көпирәк мән баримән. Бәзидә бирләшмә әзалири жиғилған җайларға оғлумизни елип баримиз, ҚУЯБ әзалири Йүсүпни «һәммимизниң балиси» дейишип, чеқишиду. Оғлумму улардин һеч һетиқимайду. Шаһидәм Иминованиң ейтишичә, уму мошундақ бирләшмә әзасиға ятлиқ болғини билән пәхирлинидекән. Шундақла уларниң тойи миллий урпи-адәтлиримиз асасида өтүпту вә, Илшат өйниң кәнҗиси болғанлиқтин, улар чоң өйдә ата-анилири билән яшайдекән. Бизму бу аилигә бәхит тиләймиз. Аида ИСЛАМОВА.

281 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы