• «Мәшъәлниң» меһмини
  • 28 Қыркүйек, 2017

Нахшилар — һаятимиз ипадиси

Уйғур музыкисиниң узун тарихқа егә екәнлиги вә униң хәлқимиз тарихида алаһидә орунни егиләйдиғанлиғи яхши мәлум. У һазирму заман тәливигә лайиқ тәрәққий етип, мәнивий һаятимизни бейитип келиватиду. Йеқинда биз миллий нахшилиримизға заманивий роһта клипларни чүширип, мухлислар диққитигә һавалә қиливатқан URD студиясиниң рәһбири, иҗрачи, режиссер һәм клипмейкер Рәшит Йүсүпов билән сөһбәтләшкән едуқ.Рәшит, сиз өзиңизниң асасий паалийитиңиз һәққидә ейтип өтсиңиз?  — Мән өзәм нахшичи болғачқимекин, уйғур музыкиси мени һәрдайим қизиқтуруп кәлди. Мениң үчүн әң муһими — ишимниң сүпәтлик һәм мәзмунлуқ болуши. Ишлигән мәһсулатлиримниң мухлислирим көңлидин чиқиватқанлиғини аңлиғанда наһайити хошал болимән. Сәмимий тәнқитләр болса уларниму тоғра қобул қилимән. Чүнки һәқиқий тәңқитчи биз байқимиған хаталиқларни тепип, бизни кәлгүсидә техиму тиришип ишләшкә дәвәт қилиду. Асасий мәшғулатимниң бири — клип чүшириш. Бу җәһәттин бәзи иҗрачилиримизға һәқсиз хизмәт көрситимән. Буни URD студиясиниң намини чиқириш үчүн дәватқиним йоқ, бәлки уйғур сәнъитиниң тәрәққиятиға мисқалчилик болсиму үлүшүмни қошуш нийитидә жүргәнлигимдин ейтиватимән. Буниңдин ташқири, сәнъәткарларниң нахша-музыкилирини мухлисларға йәткүзүш биләнму шуғуллинимиз. — Демәк сиз пәқәтла клипларни чүшириш биләнла чәкләнмәйсизкәндә? — Раст, клиплар — тапавитимниң асасий мәнбәси. Амма мән пәқәт буниң биләнла чәклинип қалсам, тапавитим қанаәтлинәрлик дәриҗидә болмайду. Шуңлашқа бизниң студия һәрхил еланларни, һөҗҗәтлик фильмларни вә түрлүк мәзмундики лайиһиләрни чүшириш биләнму шуғуллиниду. Буниң һәммиси бизниң паалийәт даиримизни кәңәйтишкә имканийәт яритиду. — Сизниң Қазақстандин сирт җайлардики лайиһиләргә қатнашқанлиғиңизниму аңлиғинимиз бар... — Һә. Мәсилән, ахирқи қетим ШУАРда атақлиқ нахшичи Мөмүнҗан Аблеким билән һәмкарлишиш имканийитигә егә болдум. У йеқинда өзиниң клиплириниң топлимини йоруққа чиқарди. Униңдики тоққуз клип бизниң студиядә чүширилгән. Хошал боларлиқ йери, бүгүнки күндә Мөмүнҗанниң бу клиплири пәқәт ШУАРдила әмәс, бәлки Қазақстан, Түркия, Қирғизстан вә Өзбәкстан қатарлиқ мәмликәтләргә тарқилип, аммибаплиққа айланди. — Келәчәктә қандақ реҗилириңиз бар? — Көңлүмизгә пүккән ойлиримиз көп. Амма алдин-ала улар һәққидә ейтқум кәлмәйду. Башта ейтип өткинимдәк, биз пәқәт нахша вә клиплар биләнла чәклинип қалмаймиз, буниңдинму алдимизға қойған йеңи лайиһилиримиз бар. Уларниң һәммисини  көңлимиздикидәк әмәлгә ашуралисақ, шу чағдила уйғур сәнъитини заманивийлаштурушқа бир кишилик һәссә қошқан болумиз, дәп ойлаймән. Сөһбәтләшкән Адиләм МӘСИМҖАН.

415 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы