• Йеңилиқлар
  • 28 Қыркүйек, 2017

Йәр җәннити — Йәттису

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,«Уйғур авази»/ “Туғулған йәргә, униң мәдәнийити билән әнъәнилиригә алаһидә һиссият илкидә қараш – һәқиқий вәтәнпәрвәрликниң әһмийәтлик көрүнүшлириниң бири”. Нурсултан Назарбаев. Йеқинда Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Алмута вилайәтлик кативатиниң рәһбири Ғәбит Турсынбай билән Жетісу дөләт университетииң ректори Қуат Баймырзаевниң рәһбәрлигидә бир топ алимлар, тарихшунаслар, устазлар вә мухбирлардин тәркип тапқан топ Йәттисуниң хасийәтлик җайлирини арилап қайтти. Экспедиция әзалири икки күн давамида Панфилов наһийәсидики тарихий җайларни зиярәт қилди. Дәсләп улар Яркәнт гуманитарлиқ техникилиқ колледжида җамаәтчилик вәкиллири билән учришиш өткүзди. Уни Панфилов наһийәсиниң һакими Бердавлет Ешен оғли ечип, меһманларға мәзкүр тәвәниң мәдәний, иҗтимаий, ихтисадий һаятиға тәпсилий тохталди. — Бүгүнки учришиш өтүватқан җайниңму өзигә чушлуқ тарихи бар, — деди наһийә һакими. У өз вақтида мәрипәтчи Сопи Зәрват қутлуқ билим ордисидин көплигән уйғур, қазақ зиялилири йетилип чиқти. Икки күн давамида экспедиция әзалири «Яркәнт мечити» мемарчилиқ бәдиий мирасгаһида, Нәйзәтапқан аришиңида, Әулеяғач қатарлиқ хасийәтлик җайларни зиярәт қилди. Йәттисуниң хасийәтлик җайлири һәққидә чоң бир монографияни тәйярлашни қолға алдуқ, — дәп сөзини башлиди Ғәбит Турсынбай. — Буниңда Яркәнт тәвәсигиму көп орун беримиз. Чүнки мәзкүр тәвәдин алған тәсиратлиримиз көп. Жут чоңлириниң ривайәт һекайилириму қизиқарлиқ болди.  Панфилов наһийәси.

442 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы