• Әхбаратлар еқими
  • 28 Қыркүйек, 2017

Гезитимиз җанкөйәри

Сабирәм ӘНВӘРОВА, “Уйғур авази”/ Астанада өткән ЭКСПО – 2017 хәлиқара көргәзмисиму аяқлашти. Жирақ вә йеқин чәт әлләрдин кәлгән миңлиған туристлар Қазақстанниң тәрәққиятиға қизиқип вә қизғинип қайтти. Әлвәттә, бу тарихий вақиәдин қазақстанлиқларму чәттә қалмиди. Вәтинимизниң тәвә-тәвәлиридин чоң-кичикниң һәммиси Астанаға алдириди. Җүмлидин көргәзмини зиярәт қилип, зор роһий озуқ елип қайтқанлар қатарида жутдишимиз Арман Һасановму бар. У бийил саламәтлигигә бола, яз бойи пайтәхтимизгә 3 мәртә даваланғили бариду. Һәрбарғинида ЭКСПО көргәзмисини зиярәт қилишқа муйәссәр болиду. Ушбу сәпәрлиридә хәлқимизниң дурданиси болған «Уйғур авази» гезитини йенидин ташлимай, чәт әлләрдин жиғилған туристларға көрситип, Қазақстандики уйғурларниң турмуш-тирикчилиги һәққидә әхбарат берип, гезит бетигә һәр дөләт вәкиллириниң қолтамғисини қойғузуп, улар билән хатирә сүрәткә чүшүпму үлгирипту. – Көплигән туристлар уйғурларни өзбәк хәлқи билән чаташтуридекән. Лекин мән уларға хәлқимизниң тарихи, мәдәнийити һәққидә ейтип йәткүзүшкә тириштим. Өзәмниң уйғур болуп туғулғанлиғимдин мәғрурлинидиғанлиғимни, қазақстанлиқ уйғурларниң бәхитлик һаят кәчүрүватқанлиғини қәйт қилдим. Шундақла ана тилимизниң қедимий бай тилларниң бири екәнлигини сөзләп бәрдим. Уларға 60 жиллиқ тарихи бар, җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезити һәққидиму ейтип беришкә тириштим, — дәп сәпәр тәсиратлири билән ортақлашти. У имканийити чәкләнгән инсан болғанлиғиға қаримай, һәмминиң ойиға келивәрмәйдиған әһмийәтлик ишни қипту. Хәлқимизни, гезитимизни аләм хәлқигә намайиш қилди. Униң билән болған қисқа сөһбитимиздә, сөйүмлүк гезитимизниң турақлиқ оқурмәни көпчиликни «Уйғур авазиға» муштири болушқа чақирди.

584 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы