• Йеңилиқлар
  • 28 Қыркүйек, 2017

Аэропортта вә “Қайратниң” базисида болди

Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев Алмута шәһири вә Алмута вилайитигә қилған сәпири даирисидә Алмута хәлиқара аэропортини тәрәққий әткүзүш плани билән тонушти вә «Қайрат» футбол клубиниң базисини зиярәт қилди. Дөләт рәһбиригә җәнубий пайтәхтниң хәлиқара аэропортиниң һазирқи әһвали тоғрилиқ әхбарат берилди вә уни буниңдин кейин тәрәққий әткүзүш плани тонуштурулди. Қазақстан Президенти аэропортни комплекслиқ йеңилаш даирисидә йолувчилар үчүн қолайлиқ шараит яритишниң вә уларға көрситиливатқан хизмәтниң сүпитини ашурушниң муһим екәнлигини тәкитлиди. «Қайрат» футбол клубиниң базисини зиярәт қилған Нурсултан Назарбаев клубниң бәш толуқ һәҗимлик футбол мәйдани, медицинилиқ комплекси вә спортчиларниң өзини толуқ әслигә кәлтүрүш үчүн җабдуқлар бар спорт базиси билән тонушти. Униңдин ташқири Қазақстан Президентиға Алмутиниң Мәркизий стадионини йеңилаш концепцияси, шундақла шәһәрдә йеник атлетика спортиниң инфрақурулумини тәрәққий әткүзүш плани тонуштурулди. Дөләт рәһбири шундақла «Қайрат» футбол клубиниң академиясидә оқуватқан яш спортчилар билән сөһбәтләшти, уларниң спорттики вә оқуштики утуқлириға қизиқиш һасил қилди.

441 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы