- Йеңилиқлар
- 28 Қыркүйек, 2017
Университет президентини қобул қилди
Дөләт рәһбири «Назарбаев Университет» мустәқил билим бериш мәһкимисиниң президенти Шигео Катсуни қобул қилди. Учришиш давамида Қазақстан Президенти Қазақстан пәнини техиму тәрәққий әткүзүш вә яш алимларни қоллап-қуәвәтләш үчүн шараит яритишниң зөрүр екәнлигигә алаһидә диққәт ағдурди. – Назарбаев Университет дуниядики тонулған университетларниң биригә айланди. Сизниң рәһбәрлигиңиздә миңдин ошуқ студент учумкар болди. Биз университетни тәрәққий әткүзүштә көп нәрсини қолға кәлтүрдуқ. Амма буниңдин кейин яш талантларни қоллап-қувәтләш чарилирини ойлаштуруш зөрүр, – деди Қазақстан Президенти.
Нурсултан Назарбаев шундақла ЭКСПО-2017 инфрақурулуми асасида болупму IT саһасида түрлүк стартап-лайиһиләрни тәйярлаш һәм әмәлгә ашуруш вә «йешил» ихтисатни тәрәққий әткүзүш йолида яш алимлар үчүн кәң имканийәтләрниң ечиливатқанлиғини тәкитлиди.
Өз новитидә Шигео Катсу Қазақстан Президентиға Назарбаев Университетниң тәрәққият истиқбалини вә умумән мәмликәтниң илмий ихтидарини муһакимә қилиш имканийитини яратқанлиғи үчүн миннәтдарлиқ билдүрди.
434 рет
көрсетілді0
пікір